“уйғур ирқий қирғинчилиқи күни” темисида ахбарат елан қилиш йиғини чақирилди
2022.12.09

Хәлқарадики даңлиқ адвокатлар, алимлар, мутәхәссисләр вә шаһитларниң иштиракида, шуниңдәк “уйғур сот коллегийәси” саһибханлиқида чақирилған 2021-йилидики уйғур соти шу йили 9-декабир күни рәсмий һалда “уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан бастурушлар ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәттур” дәп хуласә чиқарған иди. Мәзкур хәлқара сотниң бундақ бир қарар чиқириши көплигән һөкүмәтләрниң бу җәһәттики реаллиқни тонуп йетиши һәмдә бу һәқтә қарар елишида муһим рол ойниған иди. Әнә шундақ реаллиқ алдида дуняниң һәрқайси җайлиридики кишилик һоқуқ паалийәтчиләр 9-декабирни “уйғур ирқий қирғинчилиқ күни” дәп бекитип бу реаллиқни дуня миқясида техиму кәң тонутуш вә етирап қилдурушқа күч чиқирип кәлгән иди.
Һалбуки уйғур соти чиқарған мәзкур һөкүм елан қилинғили бир йилдин ашқан болсиму “қирғинчилиқ” аталғуси йәнила көплигән һөкүмәтләр үчүн қобул қилиш қийинға чүшиватқан бир мәсилә болуп қеливатқанлиқи мәлум. Бу һәқтә һәрқайси саһәни техиму әтраплиқ мәлуматлиқ қилиш һәмдә бу җәһәтләрдики тегишлик бесимларни ашуруш үчүн дуня уйғур қурултийи, америка уйғур бирләшмиси вә уйғур кишилик һоқуқ қурулуши8-декабир күни бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини чақирди.
Йиғин риясәтчиси, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң хадими мустапа ақсу алди билән сөз елип бу қетимқи йиғинниң мәзмуни һәққидә қисқичә мәлумат бәрди. Шуниңдәк йиғин әһлигә уйғур соти һәққидики қисқа филим көрситилиш арқилиқ “уйғур ирқий қирғинчилиқи” һәққидики қарарниң қанчилик салмақ хизмәтләр асасида оттуриға қоюлғанлиқи, шу сәвәбтин бу хил реаллиқни етирап қилиш, йошуруш һәмдә бу һәқтә кечиктүрүп тәдбир елишниң хаталиқи йәнә бир қетим әскәртилди.
Йиғин меһманлиридин дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса алди билән сөз елип бу саһәдә мәвҗут болуватқан бир қисим мәсилиләр һәққидики қарашлирини баян қилди. Долқун әйса әпәндиниң билдүришичә, мәзкур сот елан қилған һөкүм көплигән һөкүмәтләрниң, һәтта явропа парламентиниң бу һәқтики қарарларни елишида муһим рол ойниған. Шу сәвәбтин уйғурлар һәққидә бәзи қанунлар мақулланған. Шу сәвәбтин 9-декабир күни уйғур қирғинчилиқиниң қурбанлирини әсләш вә уларға еһтирам билдүрүш зөрүр болуп, бу җәһәттики һәққаний күрәшни изчил давам қилиду.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат әпәнди нөвәттә хәлқара җәмийәт үчүн уйғур қирғинчилиқини етирап қилишниң қийинға чүшиватқанлиқини алаһидә әскәртти. Болупму хитайниң иқтисадий мәнбә болуштәк роли түпәйлидин уйғур қирғинчилиқи һәққидә қарарлар елинған болсиму уйғурларниң азаб чекиши, мәҗбурий әмгәкниң көләмлишиши изчил давам қилип кәлгән. Униң пикричә, нөвәттә хитайни хәлқара сотқа елип чиқиш арқилиқ адаләтни җари қилдурушқа йол ечиш, шуниңдәк бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ни сорун қилған һалда бу мәсилини хәлқарада етирап қилдуруш муһим хизмәтләрдин һесаплиниши лазим.
Хәлқара кишилик һоқуқ мәсилилири адвукати сараһ тейч (Sarah Teich) ханимму бу җәһәттики сақлиниватқан мәсилиләр тоғрисида тохтилип, қануний йоллар һәққидә чүшәнчә бәрди. Униң пикричә, уйғур соти чиқарған һөкүмдә ениқ қилип буниң қирғинчилиқ икәнлики ейтилған. Йәнә келип хәлқара қанунда һәрқайси дөләтләрниң қирғинчилиқ қилишқа болмайдиғанлиқи тәкитлинипла қалмастин бәлки йәнә қирғинчилиқ қиливатқанларни чәкләш вә тосуш мәҗбуррийити барлиқиму бекитилгән. Әмма һазир қирғинчилиқ етирап қилинмиғанлиқтин буни чәкләшму қийинға чүшүшкә башлиған.
Йиғин арилиқида америка дөләт мәҗлисиниң әзалиридин җеннефир векстон (Jennifer Wexton), яң ким (Young Kim), бен кардин (Ben Cardin) қатарлиқларниң бу қетимқи йиғинға йоллиған видийолоқ тәбрики вә саламлири аңлап өтүлди. Болупму бен кардин әпәндиниң “миңлиған уйғурлар шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәк лагерлириға қамилип азап тартиватқанда, йәнә келип уйғур қирғинчилиқи күнидә биз хитай һөкүмитиниң бу хил зулумлириға қарши сөз қилишни давам қилдуримиз” дегән сөзлири йиғин әһлиниң қизғин алқишиға еришти.
Йиғин меһманлиридин америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси зубәйрә шәмсидин қатарлиқлар уйғур диярида һазирму давам қиливатқан қирғинчилиқта аяллар вә балиларниң асаслиқ зиянкәшликкә учраватқанлиқини, уйғур аилилириниң вәйран болуши қатарлиқ мәсилиләрни йәнә бир қетим әскәртип хәлқарани бу һәқтики реаллиқни етирап қилиш, ойғиниш һәмдә бу мәсилидә иттипақлишишқа чақирди.
Болупму америкиға йеңи кәлгән сүбһинур әләминниң шәхсий кәчүрмиши йиғин әһлиниң йүрәк тарини чәкти. Униң дадиси өз юртида қанунлуқ йоллар арқилиқ сода билән шуғуллинип көзгә көрүнгән байларниң биригә айланған болсиму сода иши билән чәт әлләргә чиққанлиқи үчүн лагерға қамалған. Бир мәзгиллик қамақ вә “тәрбийәләш” тин кейин шунчә сағлам вә беҗирим болған бу зат еғир кесәлгә гириптар болуп 47 йешида вапат болған. Бу хил реаллиқ яш сүбһинурни дадисиға охшаш миңлиған уйғурлар дуч келиватқан аччиқ реаллиқни паш қилишқа үндигән.
Ахбарат елан қилиш йиғининиң иккинчи бөлүки соал-җавабқа аҗритилди. Буниңда йиғин иштиракчилири уйғур дияридики қирғинчилиқ, “вирус юқумини контрол қилиш” намидики қамал чарилири, уйғурлар һәққидики қанун лайиһилириниң мақуллиниши вә иҗра қилиниш әһвали, хитай хәлқигә берилгән намайиш һоқуқиниң уйғурларға берилмәслики қатарлиқ темилар бойичә соаллар соралди.
Йиғинниң ахирида дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса айрим зияритимизни қобул қилип, немә үчүн 9-декабир күниниң мушундақ бир хатирә күн қилип таллиниши һәққидә чүшәнчә бәрди.
Йиғин иштиракчилиридин америка аләм қатниши идарисиниң инженери, доктур әркин сидиқ әпәнди бу һәқтә радийомизға сөз қилип, уйғур қирғинчилиқи давам қиливатқан әһвалда муһаҗирәттики уйғурларниң авазини чиқириш имканиға игә болмиған һәмдә хитайниң зулмәтлик һөкүмранлиқида иңраватқан қериндашлири үчүн сөз вә һәркәтләрдә болушиниң зөрүрлүкини, сүкүтниң һечқачан “хитайдики бихәтәрлик” кә кепиллик болалмайдиғанлиқини алаһидә әскәртти.
Сүбһинурму өзиниң мушу хил пикиргә қошулидиғанлиқини билдүрди. Шуниңдәк өзиниң бу йәргә ялғуз дадисиниң давасини қилғили кәлмигәнликини, әксичә дадисиға охшаш биһудә һаятидин айрилғанларниң өзлиридә аманәт қалған һәқлирини ада қилишқа кәлгәнликини әскәртти.
Уйғур дияридики қирғинчилиқниң һазирқи әҗәллик нуқтиси һәққдә тохталған зубәйрә ханим хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғур қиз-чоканлирини хитай аққунлириға мәҗбурий тойлаштуруш арқилиқ уйғурларни асмилатсийә қилишни тезләштүриватқанлиқини, шуңа бундақ реаллиқ алдида уйғурларниң техиму сәгәк вә һушяр болуши лазимлиқини билдүрди.
Мәлум болушичә, нөвәттә уйғур қирғинчилиқини техиму кәң саһәгә тонутуш вә етирап қилдуруш хизмити охшимиған саһәләр бойичә давам қиливатқан болуп, бу җәһәттә техиму көп һәмкарлиқ вә иттипақлиқниң барлиққа келиши үмид қилинмақта.