Уйғур ирқий қирғинчилиқи малайсияда чақирилған хәлқара йиғинниң асаслиқ темисиға айланған
2024.12.05
Уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилиси 30-ноябир вә 1-декабир күнлири малайсияниң куалалумпур шәһиридә өткүзүлгән “оттура асия вә җәнубий асия дөләтлиридә инсан бихәтәрликини көздин көчүрүш” темисидики йиғинда асаслиқ темиға айланған. Йиғинда уйғур кишилик һоқуқ қурулуши директори өмәр қанат әпәнди билән мәркизи истанбулдики шәрқий түркистан тәшкилатлири бирликиниң рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди айрим-айрим доклат берип, хитайниң уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ сиясити билән хитайниң чегра атлиған тәһдитини вә уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийитини оттуриға қойған.
Йиғинға малайсия һөкүмәт хадимлири, иран, пакистан, русийә, түркийә, сәуди әрәбистан вә морокко қатарлиқ дөләтләрниң дипломатлири, диний рәһбәрләр, мутәхәссисләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири иштирак қилған. Йиғинда кәшмир, роһинга вә уйғур мәсилиси оттуриға қоюлған болуп, уйғурларға вакалитән икки киши сөз қилған. Һидайәтулла оғузхан әпәнди бу тоғрилиқ мәлуматларни биз билән ортақлашти. У, мундақ деди: “бу йиғинда өмәр қанат әпәнди хитайниң шәрқий түркистанлиқларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқи қатарлиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисида доклат бәрди. Мән хитайниң шәрқий түркистанлиқларға елип бериватқан зулмини тохтитишниң чарә-тәдбирлири вә буниңда хәлқара тәшкилатларниң мәсулийәтлири тоғрисида тәпсилий тохталдим. Асасән йиғинниң муһим бир қисмида шәрқий түркистан мәсилиси музакирә қилинди.”
Йиғинда асия дөләтлиридики мусулманлар дучар болуватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики музакирә қилинғандин сирт, мусулман болмиған хәлқләрниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлириму оттуриға қоюлған.
Мәзкур йиғинни малайсиядики әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири болған ислам тәшкилатлири һәмкарлиқ кеңиши уюштурған. Өмәр қанат әпәнди сөзидә америка һөкүмити, канада, голландийә, әнглийә қатарлиқ 10 дөләтниң парламенти “уйғур қирғинчилиқи” ни етирап қилған болсиму, лекин бирму ислам дөлитиниң буни техичә қобул қилмиғанлиқини, әксичә улар хитайниң уйғурларға елип бериватқан сияситини қоллаватқанлиқини ипадиләшкәнликини оттуриға қоюп, ислам дөләтлирини уйғурларға игә чиқишқа чақирған.
У, бу һәқтә бизгә мәлумат бәрди.
1-Декабир күни малайсияниң куалалумпур шәһиридә туруп зияритимизни қобул қилған өмәр қанат әпәнди малайсияда өткүзүлгән бу йиғинда һидайәтулла оғузхан билән бирликтә айрим-айрим доклат бәргәндин сирт йиғин әһли билән сөһбәт йиғинлири чақирип, йиғин әһлиниң соаллириға җаваб бәргәнликини баян қилди.
Игилишимизчә, малайсия дөлитиниң хитай билән болған мунасивити интайин йеқин икән. Малайсияда хитай дөлити вә хитайларниң тәсири наһайити күчлүк болуп, мушундақ хитайниң қоли узун бир дөләттә уйғур қирғинчилиқини оттуриға қоюшниң әһмийити интайин зор икән.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, дуня уйғур қурултийи, уйғур һәрикити тәшкилати вә мәркизи истанбулдики хәлқара шәрқий түркистан тәшкилати қатарлиқ тәшкилатларниң рәһбәрлири 2019-йилидин башлап көп қетим малайсия билән һиндонезийәни зиярәт қилип, бир қатар паалийәт вә учришишларни елип барғаниди. Уларниң мәзкур мусулман әллирини зиярәт қилиши бу дөләтләрдә уйғурларни қоллашни қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилғаникән.