Уйғур районидики “көчүрүш арқилиқ намратлиқтин қутулдуруш” сияситини чүшиниш

Обзорчимиз асийә уйғур
2022.04.14
Уйғур районидики “көчүрүш арқилиқ намратлиқтин қутулдуруш” сияситини чүшиниш
ts.cn

Хитай һөкүмити 2020-йили һаллиқ сәвийәгә омумйүзлүк йетишни ишқа ашуруш пилани бойичә, уйғур районида аталмиш намратлиқни йилтизидин йоқитиш сиясәтлирини йолға қойғаниди. Әмма намратлиқни йоқитишниң алдинқи шәрти болса, район муқимлиқини капаләткә игә қилиш дәп бекитилгән. У һалда район муқимлиқиға хәтәр болуватқанлар зади кимләр?

Бизгә мәлум болғинидәк, хитай һөкүмити уйғур районида гәрчә муқимлиқниң әң чоң күшәндисиниң пәқәт уйғур аптоном райони аталған бу земинниң әсли игилири болған вә район нопусиниң әң көп нисбитини игиләйдиған уйғурлар икәнликини ениқ тилға алмисиму, әмма хитай һөкүмити 90-йиллардин буян хәлқара террорлуққа бағливалған аталмиш “үч хил күч” ниң пәқәт уйғурларнила көрситидиғанлиқи һечкимгә сир әмәс. Әлвәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларни “үч хил күч ”намида атишиниң кәйнидә уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ йүргүзүш нийити йошурунған. Әһвал шундақ икән, у һалда уйғур нопусини йоқитиш хитай һөкүмитиниң райондики муқимлиқни капаләткә игә қилиш вә мәңгүлүк әминликни әмәлгә ашуруштики әң муһим нишан һесаблиниду  әлвәттә.

Шуңа хитай һөкүмити уйғурларниң намратлиқиниң сәвәбини шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтуәни арқилиқ васитилик барлиққа кәлтүргәнликидәк җинайитини, уйғурларниң радикаллиқи, ашқунлуқи вә хәлқара террорлуққа бағланғанлиқи билән йошуруп кәлгән. Шундақла  райондики қирғинчилиқ сиясәтлирини аталмиш террорлуққа қарши туруш, үч хил күчләрни тазилаш намида елип барған. Уйғурларниң туралғу өйлирини чеқип, қайта селиш, уйғур аһалилирини бихәтәр, йәр тәврәшниң алдини алидиған өйләргә көчүрүш болса, уйғурларниң нопус қурулмисини, яшаш адәтлирини өзгәртиш, хитай һөкүмитини омумйүзлүк контроллуқиға техиму чоң қулайлиқларни яритишни мәқсәт қилип елип берилған. Мәсилән, хитайниң 13-бәш йиллиқ пиланиниң әмәлийләштүрүшигә даир шинҗаң уйғур аптоном райони елан қилған һөкүмәт доклатида, хитай һөкүмитиниң он милярд йүәндин  артуқ мәбләғ селип, пүткүл аптоном район даирисидә 333данә көчүрүп орунлаштуруш базиси тәсис қилған. яки шәһәр, базарлардики санаәт райони қурулуши яки йеза – кәнт қурулуши, вә яки көчмәнләр кәнти, чегра районлардики орунлаштуруш орунлири арқилиқ көчүрүп орунлаштурулидиғанларға олтурақ өй райони қуруп, бу районларға көчүп кәлгән нопусниң “тирикчилик қилиш шараити” ни алдин һазирлиған.  Мәзкур доклатта, уйғур язғучи өмәр иминниң “тәклимаканниң йүрикидики от” намлиқ әсиридә тәпсилий тонуштурулған уйғур дияридики әң қәдимий  кәнт болған дәрябойи кәнтидики уйғурларниң көчүрүлүш әһвали һәққидә мәлумат берилгән. Йәни, 2016-йили хотән дияриниң керийә наһийәсигә җайлашқан дәрябойи кәнтиниң омумйүзлүк көчүрүлүши қарар қилинған. Хитай һөкүмити дәрябойи кәнти аһалилирини 150километир йирақлиқтики көчүрүп орунлаштуруш нуқтисиға көчүрүшни пиланлап, у йәргә йеңи дәрябойи кәнти дәп нам қойған. 2019-Йили дәрябойи кәнтидә олтурушлуқ әзизхан абла қатарлиқ 114аилә уйғур рәсмий һалда аталмиш йеңи дәрябойи кәнтигә көчүрүлгән. Униңдин кейин йәнә 363аилини көчүрүп, тәклимаканниң әң ахирқи қоғдиғучилири дәп қаралған дәрябойи кәнти уйғурлирини пүтүнләй көчүрүшни тамамлиған. Доклатта дәрябойи кәнтидики хәлқләрниң һөкүмәтниң көчүрүш пиланидин анчә рази әмәсликини, әмма һөкүмәт бу хәлқләрниң саламәтлики, яхши турмуш кәчүрүши, намратлиқтин қутулуши үчүн көчүрүшкә мәҗбур болғини оттуриға қоюлған.  Демәк, тәклимакан қумлуқниң ичкири қисмидики дәрябойи кәнтидә әсирләр бойи дәря еқинлирини бойлап әвладму-әвлад яшап кәлгән вә һечқандақ хитай көчмәнлириниң айиғи тәгмигән земин, ақивәт хитай һөкүмитиниң қолида вәйран қилиниш қисмитидин қечип қутулалмиған.

Һәрқандақ инсан өзи яшаватқан маканлирини ташлап, башқа җайларға көчкәндә, һаятида нурғун өзгиришләр йүз бериши тәбиий.  Хитайниң көчүрүш арқилиқ намратлиқтин қутулдуруш сияситидә өй – маканлиридин мәҗбурий көчүрүлүп, йеңи районларға орунлаштурулған уйғурларниң тирикчилик мәсилисиму, хитай һөкүмити тәрипидин бир туташ, пиланлиқ йосунда орунлаштурулған. Хитай һөкүмити бу хил орунлаштурушни һөкүмәтниң уйғурларға қиливатқан алаһидә ғәмхорлуқи сүпитидә тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмәлийәттә бу һадисиниң худди тарихтики мустәмликичиләрниң йәрлик аһалиләрни йоқитиш үчүн йүргүзгән мустәмликә сиясәтлиридин пәрқсиз икәнлики күнсери ашкара болмақта.

13-Бәш йиллиқ пиланниң хизмәт доклатида хитай һөкүмити 2019-йили қәшқәр вилайтииниң йәкән наһийәсиниң мәлум бир йезисидин, ақтағ базириға көчүрүлгән айгүл савурниң көчүрүлүштин келип чиқидиған тирикчилик мәсилиси һәққидики әндишилириниң қандақ йоқалғанлиқи мисал қилинған. Йәни, айгүл савур мәҗбурий көчүрүлгәндин кейин, йеңи көчүп барған йезида “тәрбийәләш курси” ға қатнаштурулған, курсни тамамлиғандин кейин, шу йәрдики бир пәләй завутиға ишләмчиликкә орунлашқан. Йәни хитай һөкүмити көчүрүлгән аһалиләрниң тирикчилик мәсилисини һәл қилиш үчүн, “өйниң босуғисидин атлисила, завутқа киридиған қолай шараит һазирлиған” лиқини тилға алған.

Буниңдин башқа хитай һөкүмити хотән шәһириниң “көчүрүш арқилиқ намратлиқтин қутулдуруш” сияситини әмәлийләштүрүш усулини мисал қилған. Мәсилән,    намратлиқ қутулдуруштики көчүрүш нуқтилирини асасән санаәт районлириниң әтрапиға орунлаштуруп, көчүрүлгән уйғурларниң әтраптики санаәт районлиридики 70тин артуқ кариханиларда йемәклик пишшиқлап ишләш, бақмичилиқ, тиккүчилик қатарлиқ түрлүк кәсипләр билән шуғуллинип, муқим киримгә еришип, турмуши капаләтләндүрүлгәнлики тилға елинған.

Буниңдин башқа мәзкур доклатта йәнә хитай һөкүмитиниң “көчүрүш бир васитә, санаәтни раваҗландуруп, намратларни йоқитиш асасий мәқсәт” дегән нишани астида, көчүрүлгән аһалиләрни түрләргә айрип, дәриҗә бойичә курсларда тәрбийәләп, йеза игиликидә алаһидә кәсипләрни тәрәққий қилдуруш түри, әмгәк күчлири зич болған кәсипләр, әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш, игилик арқилиқ намратлиқтин қутулдуруш, саяһәт кәспини тәрәққий қилдуруш қатарлиқ усулларда  90миңдин артуқ көчүрүлгән уйғур аһалилириниң тирикчилик қилишиға шараит яритип бәргәнликини,  шуниң билән бир вақитта көчүрүлгән аһалиләргә қарита башқурушни күчәйткәнликини тилға алған.  Әмма көчүрүлгән аһалиләрниң аталмиш“дөләт тили өгиниш”, “мәдәнийәтлик аилә қурулуши” қатарлиқ усулларда һәр милләт хәлқиниң өз ара қоюқ мунасивәт орнитип, өз ара сиңишишини илгири сүргәнликиму тилға елинған болуп, әслидинла уйғур нопусини асас қилған хотән вилайитидә “ һәр милләт хәлқиниң өз ара сиңип кетиши” дәк мәнзирини қандақ бәрпа қиливатқанлиқини диққәт қилишқа әрзийдиған муһим мәсилиләрниң бири һесаблиниду.

Хитайниң мәзкур хизмәт доклатида йәнә тәңритеғиниң җәнубий вә шималидики 333 йөткәп ишқа орунлаштуруш нуқтисида, хилму хил тәшвиқат тахтилирини учратқили болиду. Көчмәнләр һәр вақит һөкүмәтниң сиясәтлиридин хәвәр тепип туриду вә бу арқилиқ “бәшни қобул қилиш идийәси” ни күчләндүриду, дейилгән. Хитайниң аталмиш “бәшни қобул қилиш идийәси”: болса, “1. Хитай дөлитини дөлитим дәп тонуш идийәси; 2. Җуңхуа миллити кимликини милләт кимлики дәп қобул қилиш идийәси; 3. Җуңхуа мәдәнийитини миллий мәдәнийитим дәп қобул қилиш идийәси; 4. Хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялистик җәмийәт қурушни қобул қилиш идийәси; 5. Шинҗаң уйғур аптоном райониниң муқимлиқи, узун муддәтлик әминликини қоғдашни муһим асас қилиш, шинҗаң уйғур райониниң биологийәлик бихәтәрликиниң мустәһкәм ули дәп қобул қилиш”, қатарлиқлардур.

Дәрвәқә, җәнубтики қәшқәр, хотән, ақсу вә қизилсу қатарлиқ үч вилайәт бир областни баш нишан қилған аталмиш “намратлиқтин қутулдуруш” сияситиниң муһим бир түри болған “көчүрүш арқилиқ намратлиқтин қутулдуруш түри” болса, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң ташқи дуняға техи ашкарилинип болалмиған йәнә бир йүзидур.

***

Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.