Лавра морфи: “уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш хитайниң ирқий қирғинчилиқиниң таянч нуқтисидур”
2024.11.01
Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң сиясий мәслиһәтчиси, шефил һаллам университетиниң кишилик һоқуқ пирофессори лавра морфи (Laura Murphy) йеқинда америкадики корнел университети хәлқара тәтқиқат мәркизи (Global Cornell) дә: “һөкүмәт, тәтқиқатчилар, санаәт вә җәмийәт бирлишип уйғур мәҗбурий әмгикигә қарши күрәш қилиш” темисида лексийә сөзлигән. Америка корнел университетиниң оқутқучиси, уйғур вәзийити һәққидә тәтқиқат елип бериватқан шиветсийәлик антрополог магнус фискәсйө бу лексийәгә риясәтчилик қилған.
Лавра морфи алди билән хитай компартийәси һөкүмранлиқида мустәмликилишиш вә хитайлишиш қисмитигә дуч кәлгән уйғурларниң бүгүнки әһвалини тонуштуруп, 1 милйондин көп адәмниң һәр қайси җайлардики лагерларға соланғанлиқини, 3 милйондин көп адәмниң һөкүмәт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәк завутлириға йөткәлгәнликини, нөвәттә хитайниң мәҗбурий әмгәк системисида бир нәччә хил әһвалниң мәвҗут икәнликини бир-бирләп баян қилған. Булардин биринчиси, лагерға яки түрмигә соланғанларни вақитлиқ “қоюп берип” мәҗбурий әмгәккә селиш; иккинчиси, “завут-карханиларни ишик алдида қуруш” сияситини йолға қоюп, йәрлик деһқанларни деһқанчилиқ мәйданлири вә завутларға маңдуруш; үчинчиси уйғурларни “намратлиқтин қутулдуруш” баһаниси билән ичкири өлкиләрдики завутларға йөткәш.
Лавра морфи мундақ дәйду: “2019-йил вә 2020-йил ашкариланған көплигән испатлардин шуни көрәләйсизки, йиғивелиш лагерлириниң қоршав тамлири ичидә завутлар бар. Хитай мәтбуатлирида ‛у йәрдә ишләватқанларниң бәхтлик күн кәчүрүватқанлиқи, кәспий техникиларни қандақ яхши өгиниватқанлиқи, бу арқилиқ җәмийәтниң нормал әзасиға айлиниватқанлиқи‚ тәшвиқ қилинди. Хитай һөкүмити вә хитай ширкәтлири уйғурларни өзлири өзгәртмәкчи болған шәкилдә өзгәртти. Уларни лагердин қоюп беридиған чағда, ‛сени қоюп бәрсәк болиду, әмма чоқум завутқа берип ишләйсән‚ деди. Һөкүмәт йолға қойған түрләрдин йәнә бири болса, хитай ширкәтлири йеза-кәнтләрдә кичик завутларни қуруп, йәрлик хәлққә ‛завут-карханилар өйүңларниң алдиға кәлди, әмгәк күчини йөткәшниң һаҗити йоқ, завутқа берип ишләйсиләр‚ деди, хәлқ йеқин әтраптики завутларда ишләшкә мәҗбурланди. Кимки буни рәт қилса, өз мәһәллисидин башқа җайдики завутқа, һәтта өз юртидин нәччә миң километир йирақлиқтики завутларға ишләшкә маңдурулди”.
Лавра морфиниң тәбир беришичә, мәҗбурий әмгәк пәқәт һәқсиз ишқа селиниш дегәнлик әмәс, бәлки өзи халиған җайға берип ишлийәлмәслик, ишлигән җайидин чиқалмаслиқ вә әркин һәрикәт қилалмаслиқтур.
Лавра морфиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити хәлқара бесимниң тәсиридә бир қисим лагерларни тақиған болсиму, көп қисим лагерлар йәнила мәвҗут, шундақла уйғурларни халиғанчә тутқун қилиш йәнила давамлашмақта. У мундақ дәйду: “хитай һөкүмити солиған уйғурлар башқа һәр қандақ өлкиниң пуқрасидин көп. Йәнә келип уйғурлар башқа өлкиләрдә җинайәт һесабланмайдиған ушшақ сәвәбләр билән кесилиду, һәтта узун йиллиқ кесилиду. Хитай уларни солап қоймай, манчә йиллиқ кесивәтсә гоя қанун билән иш қилғандәк болиду. Әгәр сиз түрмини қанунлуқ бир нәрсә дәп қарисиңиз, у һалда хитайниң қиливатқини, ‛түрмә дегән қанунлуқ‚ дәп туруп, қанунсиз һөкүм чиқириштур”.
Лавра морфи йәнә хитайниң мәҗбурий әмгәк системисини 5 йил ичидә нормаллаштуруп болғанлиқини вә буни бүйүк сиясий нәтиҗә дәп тәшвиқ қиливатқанлиқини тилға елип мундақ дәйду: “бәш йилдин кейин хитай, ‛биз муқимлиқ тәдбирини бирликкә кәлтүрүватимиз, һәммә иш яхшиланди, һәммә адәм тинчланди, һечким җедәл қилмиди, һечқандақ чатақ чиқмиди, дәватиду. Мәнчә биз буни ирқий қирғинчилиқниң нормаллаштурулуши, мәҗбурий әмгәкни болса ирқий қирғинчилиқниң таянч нуқтиси дәп қаришимиз керәк. Хитай мәҗбурий әмгәкни васитә қилип туруп, уйғурларни өз маканидин сүргүн қиливатиду, әрни аялидин, балиларни болса ата-анисидин айриватиду. Ирқий қирғинчилиқниң ениқлимиси бойичә ейтқанда, аһалини мәҗбурий көчүрүш, аилиләрни парчилап ханивәйран қилиш, мәдәнийәтлирини йоқитиш қатарлиқлар ирқий қирғинчилиқниң ипадилиридур. Бу ишлар һазирму йүз бериватиду вә мәҗбурий әмгәк механизмини илгири сүрүватиду”.
Лавра морфиниң билдүрүлүшичә, дунядики пахтиниң 25 пирсәнти, алюминниң 10 пирсәнти, PVC ниң 10 пирсәнти, шохла қиями, сүний яғач, соляв палас, литииюм қатарлиқ кәм учрайдиған минерал маддиларниң һәммиси уйғур елидин чиқиватқан болуп, булар мәҗбурий әмгәк көлиминиң нәқәдәр кәң икәнликини билдүридикән. Хитай әзәлдин әрзан әмгәк күчидин мәнпәәт еливатқан дөләт болуп, буниңға уйғур мәҗбурий әмгәк күчини қошқан. Хитай буниңдин қанаәтләнмәй, әрзан әмгәк күчини қоғлишип, завутлирини вийетнам қатарлиқ дөләтләргә йөткигән. Йәнә бир җәһәттин, буниңға американиң уйғур елидин келидиған мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш сиясити сәвәб болған.
Лавра морфиниң қаришичә, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” дәк қанунларниң роли әмәлийәттә хели күчлүк рол ойнайдикән. У мундақ дәйду: “явропа вә америкадики көплигән ширкәтләр мәҗбурий әмгәк, муһит бузғунчилиқи, көп миқдардики толуқлима пули қатарлиқ сәвәбләрдин тақилишқа мәҗбур болди. Мал мәнбәйимизниң азлиқи түпәйлидин хитайға тайинип қалған бәзи саһәләрдә хитай ширкәтлири мал баһасини төвәнләтти. ‛уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни‚ вә хәлқара бесимлар түпәйлидин бәзи өзгиришләр йүз бәрди, уйғур елидики бир қисим лагерлар тақалди. Хитай һөкүмити, шинҗаң һөкүмити бизни тонуди. Улар ташқи дуняға башқичә көрүнүшкә, ‛түрмә‚ ниң қанунлуқ икәнликини көрситишкә, шу арқилиқ б д т ға вә хәлқара әмгәкчиләр тәшкилатиға өз қилмишлирини чүшәндүрүшкә башлиди. Уларниң өзини қанунлуқ қилип көрситишкә урунушиниң өзила бир үнүмдур”.