“чеграсиз диктаторлар” муһакимә йиғинида уйғурлар мәсилиси муһим тема болди
2024.11.01
Америкадики “демократийәни йеңилаш қурулуши” уюштурған “чеграсиз диктаторлар” илмий муһакимә йиғини 29- вә 30-өктәбир күнлири вашингтон шәһиридә чақирилди. Бу қетимқи йиғинда дуня миқясида әвҗ еливатқан зулумлар вә буниңға сәвәбчи болуватқан диктаторлар, чегра һалқиған зулумлар вә буниңға қарши әмәлий тәдбирләр, бу саһәдә оттуриға чиқиватқан паҗиәләр тоғрисида техиму көп дуня җамаитини хәвәрләндүрүш қатарлиқ көплигән темилар бойичә сөһбәтләр тәшкилләнди.
Шу қатардики сөһбәтләрниң бири “чегра һалқиған зулумларға йүзлиниш” темисида болуп, буниңда һәрқайси диктатор һакимийәтләрниң сиясий зиянкәшликигә учраватқан өктичиләр, диктатор һакимийәтләрниң нәзәридики “дүшмән” күчләр, шуниңдәк муһаҗирәттики уйғурлар дуч келиватқан түрлүк бесимлар һәр саһәниң зор диққитини қозғиди.
Дуня уйғур қурултийи (д у қ) әнглийә ишханисиниң мудири рәһимә мәһмут ханим өз сөзидә шәхсән баштин кәчүргән қисмәтлири арқилиқ хитай диктаторлириниң зулумлирини тәсвирләп бәрди. Униң қаришичә, хитайниң нөвәттики диктатурилиқ асасидики чегра һалқиған зулумлири әмәлийәттә у вәтәндин айрилған 2000-йилила аллиқачан мунтизим шәкил елип болған. У шу вақитта германийәдики уйғур тәшкилатиниң 15 кишилик йепиқ йиғиниға қатнашқан болуп, йиғиндин кейин ғулҗадики қериндашлириға телефон қилғанда, улар рәһимәгә өйгә “алаһидә меһманлар” ниң кәлгәнликини ейтқан, шундақла мумкин болса униң бу хилдики йиғинларға қатнашмаслиқини өтүнүш аһаңида сориған. 2013-Йили у қаттиқ ағрип бир адәмниң һалидин хәвәр елиши зөрүр болуп қалғанлиқтин ғулҗадики сиңлисини әнглийәгә тәклип қилған. Әмма сиңлиси һәрқанчә қилипму паспорт алалмиған. 2017-Йили 1-айда у уруқ-туғқанлириға телефон қилғанда, улар наһайити қийинда телефонни алған һәмдә “биз сизни худайимға тапшурдуқ. Сизму бизни шундақ қилиң” дегиничә йиғливәткән. Шуниңдин кейин униң уруқ-туғқанлири билән болған барлиқ алақиси кесилгән.
Бу хилдики чегра һалқиған зулумниң әң йеқинқи шаһитлиридин бири хоңкоңлуқ паалийәтчи җой сю (Joey Siu) болуп, у хоңкоңдики демократийә һәрикити башланғандила буниңға қизғинлиқ билән иштирак қилған. Болупму хоңкоң даирилири 2019-йили қолға елинғанларни хитайға өткүзүп бериш һәққидики қанун лайиһәсини елан қилғанда, буниңға қарши һәрикәт сепигә қошулған. Кейинчә у сақчиларниң паракәндичилики түпәйлидин хоңкоңда туралмай америкаға қайтип кәлгән һәмдә бу җайда уйғурлар, тибәтләр вә тәйвәнликләрниң хитай компартийәсигә қарши паалийәтлиригә қатнашқан. Әмма униң америка пуқраси икәнлики һәмдә әмдила 24 яшқа киргән болушиға қаримай хоңкоң даирилири 2023-йили уни тутуп бәргәнләргә бир милйон сом (тәхминән 128 миң америка доллири) мукапат берилидиғанлиқини җакарлиған. У мушу әһвалларни сөзләп келип, хитай диктаторлириниң һазир әң “юқири маһарәтлик” диктаторлар болуватқанлиқини, уларниң һәрқачан дуняниң башқа җайлиридики диктаторлар билән мустәһкәм иш бирлики қуруп, зулумни кеңәйтиватқанлиқини тилға алди. У сөзиниң ахирида “диктаторлар чегра һалқиған зулумларни бастуруш үчүн зич иттипақ орниталиған йәрдә, бу хилдики зулумға қарши турғучилар немишқа бундақ қилалмаймиз?” дәп соал қойди.
Диктаторларниң бу хилдики чегра һалқиған зулумлири һәммила җайда мәвҗут болуп, буниң қазақистандики қурбанлиридин барлик мәндиғазийев (Barlyk Mendygaziyev) му йиғинда алаһидә сөз қилди. Өз дөлитидә бир сахавәтчи вә содигәр болуп тонулған барлиқ сиясий пикир җәһәттики охшимаслиқ түпәйлидин диктаторлардин нурсултан нәзәрбайевниң, кейинчә болса пирезидент тоқайевниң зиянкәшликигә учрап, қазақистандин қечип кетишкә мәҗбур болған. Әмма у америка тәвәсидә хатирҗәм турмушқа еришкән болсиму, униң қазақистандики уруқ-туғқанлири түрмигә қамилиш, җисманий қийнақ вә сирлиқ һалда өлүп кетишләргә муптила болған.
Йиғинниң ахиридики соал-җаваб қисмидиму мушу даиридики соаллар охшимиған нуқтилардин соралди. Бу һәқтики зияритимиз җәрянида рәһимә мәһмут өзигә охшаш ғәрб дунясидики әркинлик муһитидин бәһримән болуватқан кишиләрниң техичә әркинликкә йетәлмәйватқан вә авази боғуп ташланған уйғурларниң авази болуштәк виҗданий мәсулийитиниң барлиқини алаһидә тәкитлиди. Чүнки у 1997-йилидики “5-феврал қирғинчилиқи” да уйғурларниң қандақ өлтүрүлгәнликини көргән вә аңлиған, шуниңдәк өзигә охшаш нурғун кишиләр кейинки вақитларда хитай һөкүмитиниң уйғурларни вәһшийләрчә бастурғанлиқиға биваситә шаһит болған. Шуңа униң қаришичә, бу зулумлар чегра һалқиған шәкилдә һазирму давам қиливатқанда муһаҗирәттики бир қисим уйғурларниң “уруқ-туғқанларни зиярәт қилиш” намида вәтән сәпиригә атлиниши миллий даваға қилинған хиянәттин башқа нәрсә әмәс.
Радийомиз зияритини қобул қилған җой сю хитайниң чегра һалқиған зулумлири һәмдә буниң кәлгүси йүзлиниши һәққидә сөз болғанда, уйғурлар дуч кәлгән қисмәтләрниң әмәлийәттә хитай компартийәсиниң һәқиқий маһийитини ечип беридиған әң җанлиқ тәҗрибиләр икәнликини алаһидә әскәртиду:
“мениңчә, бу йәрдә ашундақ бир мумкинчилик бар. Чүнки шәрқий түркистанда немә ишлар болғанлиқини һәммимиз билимиз. У җайдики ассимилятсийә вә зулум сиясәтлири 1997-йили әнглийә һөкүмити хоңкоңни хитайға қайтуруп бәргән вақитлардин башлапла хоңкоңда иҗра қилинишқа башлиған. Һазир болса хитай тәйвәнни хитайниң бир қисми, дәп җар селиватиду. Шундақла ‛тәйвәнни ана вәтәнниң қойниға қайтуруп келиш‚ һәққидә чуқан селиватиду. Мениң қаришимчә, әгәр тәйвән хәлқи вә хәлқара җәмийәт хитай һазир давам қиливатқан бу зулум сиясәтлирини тохтитишқа бир чарә көрмисә, бу ишларниң һәммиси тәйвәнниң әтиси болуп оттуриға чиқиду. Шуңа һазир тәйвәнни хитайға қарши қоралландурушла әмәс, техиму муһими демократик күчләрниң кишилик һоқуқ вә һөрлүкни һимайә қилиш үчүн зич һәмкарлишиши зөрүр.”
Бу қетимқи йиғинға қатнашқанлар ичидә ташқи ишлар министирлиқи, “америка демократийәни илгири сүрүш фонди”, “әркинлик сарийи” қатарлиқларниң вәкиллири, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, алий мәктәп пирофессорлири вә мухбирлар болуп, охшимиған муһакимә темилири бойичә сөз қилди.