Уйғурларниң нопусида хитайниң көз боямчилиқи

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.08.02
Биңтуән даирилири өз юртлириға кетидиған хитай ишләмчилиригә асанлиқ яритип бәргән Үрүмчи айродуруми 2-күтүш залидики йолучилар, 2019-йили 9-апрел, үрүмчи
Xinhua

Уйғурларниң нопус мәсилиси хитайлар изчил йосунда өзини қачуруп кәлгән мәсилиләрниң биридур. Уйғурларниң һәқиқий нопуси зади қанчилик? хитай тәшвиқатидики уйғурларниң нопусиниң көпийиш нисбити, хитай нопусидин юқири болғанлиқидәк баянлар тоғриму? бу соалларниң җаваби ташқи дуняға намәлум. Дияспорадики уйғурларниң мөлчиридә, уйғурларниң нөвәттики нопуси 20 милйондин артуқ дәп қарилиду. Әмма нопузлуқ бир истатистикилаш болмиғучә, бу санлар хәлқарада етибарға елинмайду. Бәлки уйғурлар нопусида хитайниң дөләтлик истатистика орунлири елан қилған санлиқ мәлуматларла инавәткә елиниду. Хитайниң истатистикисида уйғурларниң һазирқи нопуси 11 милйондин 12 милйонғичә әтрапида пәрқлиқ санларда оттуриға қоюлуватиду. Мәйли немила болмисун, уйғурлар нопусиниң нөвәттә он милйондин төвән әмәсликини хитайму етирап қилиду. Лекин уйғур ирқий қирғинчилиқи хәлқараға ашкариланған 2017-йилидин буян, кишиләрниң уйғурлар нопусиға болған диққити ешишқа башлиди. Шуниң билән хитайму өз җинайәтлирини йошуруш үчүн, уйғурлар нопусиниң ешиш нисбити һәққидә түрлүк ялған тәшвиқатларни елип беришқа башлиди. Хитай ташқи ишлириниң уйғурлар нопусиға даир баянатлирида, хитайниң “шинҗаңға алақидар мәсилиләр һәққидики ахбарат елан қилиш йиғин” лирида, ишқилип нопус һәққидә сөз қилиш пурсити болған һәрқандақ пурсәттә, уйғурлар нопусиниң ешиш нисбити нөвәттә хитайларниңкидин көп юқири икәнликини җар селип келиватиду.

Америка ташқи ишлар министирлиқи өткән һәптә, “2023-йиллиқ хәлқара диний әркинлик доклати” ни елан қилип, хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини оттуриға қойғаниди. Хитай ташқи ишлар министирлиқиму дәрһалла “уйғурлар нопусиниң хитайларниңкидин ешип кәткәнлики” билән мәзкур доклатқа рәддийә қайтурди. Йәни, бу йил июлниң беши хитай ташқи ишлири министирлиқи баянатчиси мавниң бир қетимлиқ мухбирларни күтүвелиш йиғинида, японийәлик мухбир мавниңдин америка һөкүмити елан қилған “2023-йиллиқ хәлқара диний әркинлик доклати” ға қандақ қарайдиғанлиқини сориғаниди. японийәлик бу мухбирниң соалиға мавниң “хитайда икки йүз милйон мусулман бар, 140миңдин артуқ диний паалийәт сорунлири бар. Уйғурлар нопуси 1953-йилидики 3 милйон 600 миңдин, нөвәттики 11 милйон 643 миң 200 гә йәтти. Һазир шинҗаңда җәмийәт муқим, иқтисад тәрәққий, милләтләр иттипақ, диндарлар инақ, хәлқ турмуши яхши болған бир вәзийәт шәкилләнди. Әмма америка реаллиқни көрмәскә селип, ялғанни ойдуруп чиқирип, хитайниң тәрәққиятини тосмақчи болуватиду. Биз американиң бизниң ички ишимизға арилашмаслиқини үмид қилимиз” дәп җаваб бәрди. Ундақта хитай ташқи ишлар баянатчиси мавниңниң дегәнлири қанчилик тоғра, буниңға қарап бақайли.

Әркин асия радийоси асия пакит тәкшүрүш тәҗрибиханиси (AFCL) хитайниң 1949-йилидин таки бүгүнгичә болған нопус истатистикисиға даир санлиқ мәлуматлар, тәтқиқат доклатлири қатарлиқларни тәкшүрүш арқилиқ, уйғур елидики хитайлар нопусиниң ешиш нисбитиниң изчил йосунда уйғурларниң нопусиниң ешиш нисбитидин юқири болуп кәлгәнликини дәлиллигән.

Йәни, AFCL алди билән хитайниң “мәмликәтлик нопус тәкшүрүш доклати” дики 1953-йилидин 2020-йилиғичә болған санлиқ мәлуматларни тәкшүргән. Бу җәрянда хитай 7 қетим нопус тәкшүрүш елип барған. Буниң ичидә уйғурлар вә хитайлар нопусиға даир ениқ мәлуматларни пәқәт 1982-йилидин кейинки истатистикидинла тапқили болидиғанлиқини байқиған. Бу дегәнлик хитай вә уйғур нопуси һәққидики тәпсилий учурларни пәқәт 3-қетимлиқ нопус тәкшүрүштин 7-қетимлиқ нопус тәкшүрүшкичә болған истатистикидинла тапқили болған. Бу истатистикида 1982-йилидин 2020-йилиғичә болған 38 йилда уйғурлар нопуси 5 милйон 668 миң 400 адәм, хитай нопуси болса, 5 милйон 633 миң 600 адәм көпәйгән.

Әмәлийәттә, хитайларниң 1953-йили уйғур елидики омумий нопусиниң 6 пирсәнтни игилишиму, ваң җен башчилиқидики хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң уйғур елигә таҗавуз қилип киргинидин кейин шәкилләнгәнлики ениқ. Әгәр вақитни 1949-йилидин бурунға сүридиған болсақ, уйғур елидә хитайларниң нопуси 5 пирсәнткиму йәтмәслики мумкин. 1953-Йилидики хитай истатистикисидики санлиқ мәлуматларниму пүтүнләй ишәнчлик дәп қариғили болмайду. Техиму муһими 1982-йилиғичә болған арилиқтики уйғур вә хитай нопусиға даир санлиқ мәлуматларниң хитай мәнбәлиридә тапқили болмаслиқи яки хитай тәрипидин мәхпий тутулуши, нопус мәсилисидә хитайниң сәмимийәтсизликини испатлайду. 1954-Йили аталмиш “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни” қурулуп, арқидинла йәни 1955-йили биңтүәнниң 5 йиллиқ пилани (1953-1957) елан қилинди. Мәзкур пиланда “деһқанчилиқни тәрәққий қилдурушни мәркәз қилиш, су иншаати қурулушини алди билән тәрәққий қилдуруш, шималий шинҗаңни нишан қилип тәрәққий қилдуруш, дөләт игиликидики деһқанчилиқ мәйданлирини қурушни тезлитиш” лар қарар қилинди. Биңтүән шинҗаң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәткә қарайдиған орган әмәс болуп, уни хитай мәркизий һөкүмити биваситә башқуратти. Биңтүәнгә берилгән алаһидә имтиязлардин йәрлик уйғурлар нәп елиши әсла мумкин әмәс иди. Мушундақ болушиға қаримай, хитай мәркизий һөкүмитиниң күчлүк қоллиши астида биңтүән уйғур елиниң әң яхши җуғрапийәлик орунлирини, су мәнбәлирини, мунбәт тупрақлирини игилиди. Һөкүмәтниң иқтисадий вә сиясәт җәһәттики қоллиши вә ярдими биңтүәнниң чәклимисиз һалда хитай нопусини мәркәз қилип зорийиши вә күчлинишигә асас салди. Биңтүән әнә шу йилларда шәндуң, хенән, хебей, гәнсу, җяңсу, шаңхәй, тйәнҗин қатарлиқ җайлардин “чегра районларға ярдәм бәргүчи яшлар” намида хитай аққунлирини йөткәшни башливәтти.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң бу һәқтики доклатида, биңтүәнниң уйғур илиға кәң көләмдә нопус йөткәш нәтиҗисидә уйғурлар нопуси азийип маңғанлиқи; нәтиҗидә 1964-йили иккинчи қетимлиқ мәмликәтлик нопус тәкшүрүштә, уйғурлар нопуси район нопусиниң 75 пирсәнтини игиләйдиған һаләттин, 55 пирсәнтини игиләйдиған һаләткә чүшүп қалғанлиқи; хитайлар омумий нопусниң 6 пирсәнтни игиләйдиған һаләттин, 33 пирсәнтини игиләйдиған һаләткә көпәйгәнлики; 1982-йилидики 3-қетимлиқ мәмликәтлик нопус тәкшүрүшидә болса, уйғурлар нопуси техиму азийип, омумий нопусниң аран 45 пирсәнтини игиләйдиған әһвалға чүшүп қалғанлиқи, хитай нопусиниң болса пүткүл район нопусиниң 40 пирсәнтини игиләйдиған дәриҗидә көпәйгәнлики көрситилгән. Хәлқара коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң тәтқиқатчиси адриян зензму 2021-йили уйғурлар нопусиниң азийип кетишигә даир тәтқиқат доклатини елан қилғаниди. Униң доклатида уйғур қатарлиқ милләтләр нопусиниң хитайниң мәҗбурий туғмас қилиш, өлтүрүш, ғайиб қилиш, лагерларға қамаш қатарлиқ түрлүк сиясәтлири тәсиридә 2040-йилиға барғанда 4.5 Милйон әтрапида азлап кетидиғанлиқини оттуриға қойғаниди.

1982 -2020 – Йилиғичә шинҗаңдики хитай вә уйғур нопусиниң өсүш нисбити гирафики (хитай нопус тәкшүрүш доклатидин елинған)  рәсимни AFCL кириштүргән
1982 -2020 – Йилиғичә шинҗаңдики хитай вә уйғур нопусиниң өсүш нисбити гирафики (хитай нопус тәкшүрүш доклатидин елинған) рәсимни AFCL кириштүргән
AFCL

AFCL Уйғурлар нопусиға даир техиму тәпсилий учурларни билиш үчүн, уйғур елиниң нопус қурулмисидики өзгиришләргә даир санлиқ мәлуматлар үстидә издәнгән. Бу издиниш давамида “1949-йилидин 2009-йилиғичә болған аз санлиқ милләтләрниң тәрәққият доклати” ни көрүп чиққан. Мәзкур доклат шинҗаң хәлқ нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған. Доклатниң аптори ву фухуән болса әйни йилларда шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәсиниң башлиқи вә хитайдики даңлиқ шинҗаң тарихий тәтқиқатчисидур. Мәзкур доклат һәтта хитайниң “хитай коммунист партийә тарихий тәтқиқати” диму тәшвиқ қилинған. Шуңа AFCL бу доклаттики санлиқ мәлуматларни хитай һөкүмити етирап қилидиған ишәнчлик санлиқ мәлумат дәп қариған. Бу доклатта хатирилинишичә, 1949-йилидин 2007-йилиғичә уйғур елидики уйғурларниң нопуси әслидики 3 милйон 291 миң 100 дин, 9 милйон 650 миңға йетип, 2.93 Һәссә көпәйгән. Лекин хитайларниң нопуси болса, әслидики 290 миңдин 2007-йилида 8 милйон 293 миң 300 гә йетип, 28.31 Һәссә көпәйгән. Йәни AFCL бу санлиқ мәлуматлардин 1949-йилидин 2007-йилиғичә болған арилиқта, хитайлар нопусиниң көпийиш нисбитиниң уйғурларниңкидин нәччә он һәссә тез дәп қариған.

AFCL Йәнә хитайниң нопуслуқ учур васитилиридә елан қилинған доклатлардики уйғур елидики хитай вә уйғурларниң нопусиға даир учурларниму тәкшүргән. Йәни, хитайниң “йәр шари вақти гезити” дә елан қилинған “2021-йиллиқ доклат” ниң инглизчә нусхисида 6-нөвәтлик вә 7-нөвәтлик мәмликәтлик нопус тәкшүрүш нәтиҗисидә, уйғур елидики хитайлар нопусиниң ешиши 24.66 Пирсәнт, уйғурлар нопусиниң ешиш нисбити болса 16.2 Пирсәнт болғанлиқи елан қилинған. Демәк AFCL бу доклатқа асасән, уйғурлар нопусиниң ешиш нисбитиниң нөвәттә йәнила хитайларниңкидин көп төвәнликини көрүвелишқа болидиғанлиқини оттуриға қойған.

 Дәрвәқә, уйғур илида уйғурлар нопусиниң әслидики омумий нопусниң 75пирсәнтидин көп нисбәтни (йәни, хитай истатистикиси бойичә) игилишидәк һаләттин, нөвәттики 46 пирсәнтни игиләйдиған һаләткә чүшүп қелиши сәвәбсиз әмәс. Хитай нопусиниңму әслидики, йәни 1949-йилидики уйғур ели нопусиниң 5 пирсәнтини игиләйдиған һаләттин, бүгүнкидәк 40 пирсәнттин көп нисбәтни игиләйдиған һаләткә келиши бир тасадипийлиқ әмәс! әгәр уйғурлар нопусиниң тез сүрәттә азийиватқанлиқиниң сәвәби үстидә издиниш тоғра кәлсә, алди билән хитайниң уйғурларға қаратқан сияситиниң әсли маһийитигә баштин тартип қайта қарап чиқишқа тоғра келиду. Болупму уйғур ирқий қирғинчилиқи дуняға ашкариланған 2017-йиллиридин буян хәлқаралиқ уйғур тәтқиқатчилириниң уйғур нопусиға даир доклатлириниң хитай тәрипидин қандақ шәкилдә инкар қилиниватқанлиқи диққәт қилишимизға әрзийду. Техиму муһими, хитай даирилириниң өз җинайәтлирини йошурушта изчил һалда уйғурлар нопусини козир қилиши, нопусқа даир мәлуматларни тәкрар бурмилап, көз боямчилиқ қилиши, уйғурларниң нопус мәсилиси һәққидә издинишниң уйғур ирқий қирғинчилиқини тәкшүрүштә техиму муһим әһмийәткә игә икәнликини көрситиду.

[Әскәртиш: обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.