Д у қ ниң “уйғур өйи” қуруш чақириқи уйғур җамаитиниң әмәлий қоллишиға еришти
2023.03.13

Мюнхендики уйғур җамаити д у қ ниң “уйғур өйи” қуруш чақириқини нәқ мәйданда әмәлий һәссилири билән қизғин қоллиди.
12-Март күни д у қ ниң уюштуруши билән мюнхен шәһиридә “наштилиқ” паалийәт өткүзүлди. Паалийәткә мюнхен шәһиридә яшаватқан 80 әтрапида аилә қатнашқаниди. Паалийәт шәрқий түркистанниң истиқлал марши билән башланди. Уйғур җамаити қоллирини көксигә қоюп, истиқлал маршиға җор болди.
Мәзкур “наштилиқ” паалийәт икки муһим мәзмундин тәркиб тапқан болуп, буниң бири, д у қ ниң ахирқи бир йилдин буян елип барған хизмәтлири тоғрулуқ җамаәткә мәлумат бериш. Иккинчиси, мюнхендики уйғур җамаитигә мәнсуп болған “уйғур өйи” қуруп чиқип, д у қ ни кира төләп олтуридиған һаләттин, өзиниң шәхсий ишханиси болған һаләткә кәлтүрүш иди.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди ахирқи бир йиллиқ хизмәтләрдин мәлумат бәргәндә, д у қ рәһбәрлириниң бир йилдин буян америка, канада қатарлиқ дөләтләрниң башминистирлири, ташқи ишлар министирлири вә башқа дөләт рәһбәрлири билән болған учришишларни, б д т да, явропа иттипақида елип барған паалийәтлирини, германийәдә чақирилған “мюнхен хәвпсизлик кеңиши” йиғини вә канада өткүзүлгән “халифакис” қатарлиқ муһим хәлқаралиқ йиғинларда уйғурлар мәсилисиниң тилға елиниш әһваллири баян қилип өтти.
Долқун әйса әпәнди бу хусуста зияритимизни қобул қилғанда, бу “наштилиқ” паалийәтниң муһим мәқсәтлиридин бириниң узундин буян д у қ ни изчил қоллап кәлгән мюнхендики уйғур җамаитигә тәшкилат намидин рәһмәтлирини билдүрүштин ибарәт икәнликини тилға алди. Д у қ иҗраийә комитетиниң муавин рәиси турғунҗан алавуден әпәндиму бу һәқтә қарашлирини баян қилип, д у қ ниң йеқинқи мәзгилләрдин буян нобел тинчлиқ мукапатиға намзат көрситилиштәк уйғурларни һаяҗанға салидиған бәзи утуқларға игә болғанлиқини баян қилди.
Д у қ ниң хизмәтлиридин доклат бериш мурасими ахирлашқандин кейин, мюнхендики уйғур җамаитигә мәнсуп болған “уйғур өйи” қуруш чақириқи оттуриға қоюлди. Уйғур җамаити бу чақириқни қизғин қоллап, бәс-бәстә пул ианә қилишип, “уйғур өйи” ниң вуҗудқа чиқиши үчүн қолидин келишичә һәссиләр қатидиғанлиқини ипадиләшти. Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, қисқиғинә 2-3 саәт ичидә 170 миң явродин артуқ пул йиғилған. Турғунҗан алавуден әпәнди бу тоғрулуқ тохталғанда, сорундики бу қизғин кәйпияттин уйғурларниң вәтәнпәрвәрлик вә пидакарлиқ роһиниң барғансери күчийиватқанлиқини көрүп йәткәнликини тәкитлиди.
Д у қ сетивалмақчи болған макан 140 квадрат метерлиқ бир даирә болуп, тәхминән 600 миң явро пул кетидикән. Д у қ бу пулни германийәдики вә дуняниң һәрқайси әллиридики пидакар уйғурларниң халис ианиси арқилиқ топлайдикән.