Уйғур пирофессор “әли иззәт бигович сиясәт, тинчлиқ вә дипломатийә” мукапатиға еришти

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.10.07
tinchliq-deplomatiye-mukapat-04 Тунҗи нөвәтлик “түрк дуняси илим-пән мукапатлири” ни тарқитиш мурасими көрүнүши. 2024-Йили 3-өктәбир, бурса
RFA/Arslan

3-Өктәбир “түрк дөләтлири һәмкарлиқ күни” мунасивити билән түрк дуняси йөрүк түркмән бирликиниң уюштуруши вә бурса техника университетиниң саһибханилиқ қилиши билән тунҗи нөвәтлик “түрк дуняси илим-пән мукапатлири” ни тарқитиш мурасими өткүзүлди.

Бу мукапат түрк дунясидики тәтқиқатчи алимлар, доктор, пирофессорларниң һәм тәбиий пән һәм иҗтимаий пән саһәлиридә өз кәсиплири бойичә нәтиҗә қазанғанлириға берилидиған болуп, мәзкур мукапат йәнә кәсип түрлири бойичә бир қанчә намлар билән аталған. Әнқәрә университети оқутқучиси, пирофессор доктор әркин әмәткә “әли иззәт бигович сиясәт, тинчлиқ вә дипломатийә” мукапати берилди. Охшаш вақитта йәнә мәһмуд қәшқири тилшунаслиқ мукапати пирофессор доктор әхмәт биҗан әрҗиласунға, катип чәләби җуғрапийә мукапати уйғурлар вә уйғур тарихи тоғрисида көп санда мақалә вә китаб язған түрк тарихшунас пирофессор доктор әхмәт ташағилға, йүсүп хас һаҗип сиясәт билими мукапати, пирофессор доктор бурһанеддин дуранға берилди. Булардин башқа йәнә иҗтимаий вә тәбиий пән бойичә өз кәспидә нәтиҗә қазанған 29 мутәхәссискә “түрк дуняси илим-пән мукапати” тарқитип берилди.

Мукапат тарқитиш мурасимиға йилдирим шәһәр башлиқи октай йилмаз, адаләт вә тәрәққият партийәси парламент әзаси осман мәстән, бурса техника университети ректори пирофессор наҗи чағлар, адаләт вә тәрәққият партийәси бурса шәһәрлик шөбә рәиси давут гүркан, түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министирлиқиниң муавин министири сәрдар чам қатарлиқ рәһбәрләр вә көп санда тәтқиқатчилар вә мухбирлар қатнашти.

Мукапат тарқитиш мурасимида түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министирлиқи муавин министири сәрдар чам сөз қилип мундақ деди: “түрк дунясиниң һәр саһәдә өзини техиму яхши тәрәққий қилдуруши вә күчлиниши үчүн тиришчанлиқ көрситиши керәк болған бир дәврдә яшаватимиз һәм шуниңға чүшлүк тиришчанлиқ көрситиватимиз. Пүтүн дуня бу җәһәттә түркийәниң йүргүзүватқан хизмәтлирини йеқиндин көзитип келиватиду. Түркийә мәзлумларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш, залимниң һәддидин ешишини чәкләш үчүн тиришчанлиқ көрситиватиду” .

Мурасим риясәтчиси әркин әмәтни сәһнигә тәклип қилди һәм сөз қилип мундақ деди: “мәзлум хәлқниң иззәт-һөрмитини намаян қилиш үчүн тәқдим қилинидиған бө мукапат шәрәплик хәлқниң һәқ-һоқуқ қоғдиғучиси, шәрқий түркистан дәвасиниң илмий авази, әнқәрә университетиниң оқутқучиси пирофессор доктор әркин әмәткә берилди” .

Әнқәрә университети оқутқучиси, пирофессор доктор әркин әмәткә “әли иззәт бигович сиясәт, тинчлиқ вә дипломатийә” мукапати берилди. 2024-Йили 3-өктәбир, бурса
Әнқәрә университети оқутқучиси, пирофессор доктор әркин әмәткә “әли иззәт бигович сиясәт, тинчлиқ вә дипломатийә” мукапати берилди. 2024-Йили 3-өктәбир, бурса
RFA/Arslan

Мукапатни бурса техника университетиниң муавин мудири пирофессор бәйһан байһан әпәнди әркин әмәткә тәқдим қилди. Мукапат тәқдим қилинғандин кейин пирограмма риясәтчиси уйғурларни қоллайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “пирофессор доктор әркин әмәткә тәшәккүр ейтимиз, йәнә бир қетим тәбрикләймиз, бу йәрдин биз шәрқий түркистанниң йенида икәнликимизни пүтүн дуняға җакарлаймиз”.

Биз, “мәһмуд қәшқири тилшунаслиқ мукапати” ға еришкән пирофессор доктор әхмәт биҗан әрҗиласун билән сөһбәт өткүзүш үчүн телефон қилдуқ, бирақ у өзиниң кесәллик сәвәбидин зияритимизни қобул қилалмайдиғанлиқини билдүрди. Биз йәнә бу һәқтә пикир қарашлирини елиш үчүн “катип чәләби җуғрапийә мукапати” ға еришкән пирофессор доктор әхмәт ташағил әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Зияритимизни қобул қилған пирофессор доктор әхмәт ташағил әпәнди, уйғурларниң түрк дуняси тарихидики әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “йүсүп хас һаҗип вә мәһмуд қәшқири түрк дунясиниң әң қиммәтлик бибаһа хәзинилиридур. Буниң сәвәби болса уларниң әсәрлири қәдимки түрк мәдәнийити вә өтмүштин бүгүнгичә болған бағлинишлиқ мунасивәтни яхши чүшиниш үчүн наһайити қиммәтлик әсәрләрдур. Уларниң әсәрлири болғанлиқи үчүн биз қәдимки түрк мәдәнийитини билип йәттуқ. Бу икки алим шәрқий түркистанниң уйғурларниң юрти болған қәшқәр шәһиридә яшап аләмдин өткән. Уларниң бизгә қалдурған бу мираси пүтүн түрк дунясиниң бирлики үчүн йетәрлик дәриҗидә қиммәткә игә” .

Тунҗи нөвәтлик “түрк дуняси илим-пән мукапатлири” ни тарқитиш мурасими көрүнүши. 2024-Йили 3-өктәбир, бурса
Тунҗи нөвәтлик “түрк дуняси илим-пән мукапатлири” ни тарқитиш мурасими көрүнүши. 2024-Йили 3-өктәбир, бурса

 Пирофессор доктор әхмәт ташағил әпәнди уйғурларниң һазирқи әһвали тоғрисида пикир йүргүзүп мундақ деди: “уйғурларниң һазирқи әһвалиға ечинимиз, уларға йүргүзүлүватқан бесим вә зулумға қайғуримиз, уларниң бу ечинишлиқ әһвалини һәммә киши билиши керәк” .

Биз йәнә пикир-қарашлирини елиш үчүн түрк дуняси түркмән бирлики баш катипи җәмал аққуш әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Зияритимизни қобул қилған җәмал әпәнди бу мукапатниң мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “түрк дуняси илим-пән мукапатини йолға қоюштики мәқситимиз, нәччә миң йилдин буян дуня тарихиниң йөнилишигә тәсир көрсәткән, илим--мәрипәт билән инсанларниң яшаш йолиға нур чачқан бүйүк алимларға тәшәккүр ейтиш һәм уларниң әслимилирини хатириләш, уларниң намида йеңи дәврдә охшаш саһәдә йеңи тәрәққиятларни, илмий тәтқиқатларни елип барған зиялийлиримизни тәқдирләш үчүндур. Бу паалийәт буниңдин кейин һәр йили бир қетим өткүзүлиду” .

Тунҗи нөвәтлик “түрк дуняси илим-пән мукапатлири” ни тарқитиш мурасими көрүнүши. 2024-Йили 3-өктәбир, бурса
Тунҗи нөвәтлик “түрк дуняси илим-пән мукапатлири” ни тарқитиш мурасими көрүнүши. 2024-Йили 3-өктәбир, бурса
RFA/Arslan

Җәмал аққуш әпәнди йәнә мундақ деди: “пирофессор доктор әркин әмәт шәрқий түркистанниң авазини пүтүн дуняға аңлитишқа тиришиватқан қиммәтлик бир оқутқучи болуп, униңға әли иззәт бигович сиясәт вә дипломатийә мукапатини бериш баһалиғучилар тәрипидин мувапиқ көрүлди. Бир мәзлум хәлқ намидики бу мукапатни башқа бир мәзлум хәлқниң вәкили, түркийәдики авази болған һөрмәтлик әркин әмәткә бериш әң тоғра иди. Бу мукапатни әркин әмәт әпәндигә бериш арқилиқ пүтүн дуняға шәрқий түркистан мәсилисиниң, уйғур мәсилисиниң бир ирқий қирғинчилиқ мәсилиси икәнликини вә буниң инсанийәткә қарши җинайәт икәнликини әслитиш бизниң бурчимиз. Бу пәқәт кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәсилисила әмәс, бәлки шәрқий түркистанниң ишғал қилинған земин икәнлики мәсилисидур. Шәрқий түркистанниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қануниға асасән ишғал қилинған земин салаһийитигә игә икәнликиниң талаш-тартиш қилинмайдиған бир мәсилә икәнлики, ишғалчиларниң шәрқий түркистандин чиқип кетиши керәклики вә шәрқий түркистанниң әркин мустәқил бир дөләт болуши үчүн һәл қилиш уссули вә чарә издәш керәкликини ипадиләймән” .

 “түрк дуняси илим-пән мукапати” ниң 3-өктәбирдә тарқитилишиниң алаһидә бир әһмийити болуп, игилинишичә, “түрк дөләтлири тәшкилати” ниң қурулушиға қәдәм бесилған нәхчиван хитабнамисиниң 15-йили мунасивити билән 3-өктәбир күни “түрк дөләтләр һәмкарлиқ күни” дәп бекитилгәниди. Бу күндә “тилда, пикирдә, ишта бирлик” шоари астида түрк дунясиниң охшимиған җайлирида һәр хил йиғин, мурасим вә паалийәтләр елип берилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.