Уйғурларниң қәйсәридә қалдурған тарихий излири тоғрилиқ мәхсус һөҗҗәтлик филим көрситилди
2024.11.05
Уйғурлар түркий хәлқләр ичидә әң бурун шәһәр турмушиға көчкән, әң бурун йезиқ тарихи болған, шундақла парлақ мәдәнийәт яратқан бир хәлқ болуп һесаблиниду. Түркийәдиму қәдимки уйғурларға аит көп санда мәдәнийәт ядикарлиқлири излири мәвҗут. Йеқинда қәйсәрилик тарихчи мустафа җингил әпәнди “дөрт дөртлүк тарих”, йәни “яхши тарих” намлиқ мәхсус пирограмма ишләп, 12-әсирдики уйғур тарихиға аит түркийәдики мәдәнийәт ядикарлиқлири излирини тонуштурди.
Бу филим бундақ башланған: “бүгүн йәнә охшимайдиған бир бир тема билән екранға чиқтим. Түркийәниң қәйсәри шәһиридә сәлҗуқлу дәвригә аит дәп қаралған көп сандики тарихий изларниң әслидә уйғур түрклиридин қалған мәдәнийәт ядикарлиқлири байлиқи икәнликини биләмсиләр?”
Филимда уйғурларниң тарихи тоғрисида тохтилип, мунулар аңлитилған: “уйғурлар тарихтики наһайити илғар бир түрк қовми. Уйғурлар тарихта тоққуз оғузлар билән бирлишип ‛он уйғур‚ намини алған, уйғурларниң нами орхун абидилиридиму қәйт қилинған. Уйғурлар миладийә 742-йилида көктүрк дөлитини йиқитип, уйғур дөлитини қурған, миладийә 840-йили орхун уйғур дөлити йенсәй қирғизлири тәрипидин йимирилгәндин кейин, уйғурлар гәнсу (кәңсу) билән турпан ойманлиқиға келип олтурақлашқан. Бүгүнки күндә хитайниң еғир бесими астида яшашқа мәҗбур қалған шәрқий түркистандики уйғур түрклири, уйғур дөлитини қурған уйғурларниң әвладлиридур. Уйғурлар түркий қовмлар ичидә тунҗи болуп шәһәр һаятиға өткән хәлқтур. ”
Мәзкур филимда, уйғурларниң түркий милләтләр тарихида мәдәнийәт сәвийәси әң юқири қовмлардин бири болғанлиқи, тарихта уйғурларда оқумушлуқ адәмләрниң көп чиққанлиқи, шуңиму оттура асия тарихидики нурғун дөләтләрниң һакимийәт органлирида көплигән уйғурларниң муһим вәзипиләрни өтигәнлики, болупму чиңгизханниң дөләт идарисидә уйғурларниң муһим орун тутқанлиқи баян қилинған: “чиңгизханниң мәслиһәтчилириниң көпи уйғурлар иди. Чиңгизханниң ғәрбкә йүрүш қилиши вә оттура-ғәрбий асияниң көп қисим җайлирини истила қилиши нәтиҗисидә, чиңгизханниң нәвриси һулагухан ғәрбий асияда илханли дөлитини қуриду. Бу дөләтниң муһим һакимийәт органлирида уйғурлар һоқуқ тутушқа башлайду. Түркийәдики сәлҗуқли дөлити моңғулларниң һакимийити астиға киргәндин кейин, анатолийә моңғул әмирләр тәрипидин башқурулған иди.”
Уйғурлар тонуштурулған мәзкур филимда, уйғурларниң 13-әсирдә бүгүнки түркийә земинида қурулған әратна дөлитидә муһим рол ойниғанлиқи, шуңа уларниң излириниң шу мәзгилдин қалған тарихий мәдәнийәт ядикарлиқлири арисида учрайдиғанлиқи тоғрисида тохтилип, мундақ дейилгән: “у мәзгилдә қәйсәрини моңғул әмири болған җафәр бәг башқуратти. Җафәр бәг билән униң укиси али бәг уйғур түрклиридин болуп, уларниң мазири һазир қәйсәридә али җафәр гүмбизи дейилиду. Илханли дөлити йимирилишкә қарап йүз тутқан қалаймиқанчилиқ мәзгилдә, әсли теги-тәкти уйғурлардин болған, әмма моңғул әмири болуп вәзипә өтигән җафәр бәгниң оғли алааттин әратна бәг қәйсәри вә сивасни мәркәз қилған мустәқил бир бәглик дөлити қурған. Бу дөләтниң исми әратна бәглики дәп аталған болуп, мәзкур бәглик 1357-йилидин 1381 йилиғичә һөкүм сүргән. Әратна бәг интайин адаләтлик, адил илғар көз қараштики бир һөкүмдар икән. Мана мушу алаһидиликлири түпәйли хәлқ уни ‛көсә пәйғәмбәр‚ дәп атиған икән.”
Филимни ишлигән мустафа җингил бир тарихчи болуп, у османли империйәси қурулуштин бурунқи түрк тарихи тәтқиқати билән шуғуллинидикән. У, бу һәқтә зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “қәйсәри сәлҗуқларниң шәһири болупла қалмастин, бәлки йәнә бир уйғур шәһири болупму һесаблиниду. Чүнки бу шәһәрдә көп санда уйғурлардин қалған тарихий мәдәнийәт ядикарлиқлири вә излири мәвҗут. Мән сәлҗуқлу тарихини тәтқиқ қилидиған болғачқа, уйғур тарихиму мениң тәтқиқат даирәмгә кириду. Шуңа мән қәйсәридики уйғурлардин қалған мәдәнийәт ядикарлиқлири вә излирини тонуштурдум. Қәйсәридә яшиған киши һәр күни дегүдәк уйғурдин қалған тарихий изларни көрәләйду.”
1964-Йили 11 яшта аилиси билән қәйсәригә келип җайлашқан пешқәдәм паалийәтчи, шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамутхан гөктүрк әпәнди, өзиниң қәйсәригә кәлгәндә буларни билмәйдиғанлиқини, кейинчә бу һәқтә мәлумат игиси болғанлиқини билдүрди. У, қәйсәри тарихидики әратна уйғур дөлити тоғрилиқ көплигән мақалә вә китабларниң нәшр қилинғанлиқини, буларниң бүгүнки уйғурларни тонутуш үчүнму пайдилиқ болуватқанлиқини илгири сүрди.
Түркийәниң амася вилайитигә җайлашқан уйғур кәнти вә тарихта қәйсәридә қурулған әратна уйғур ханлиқи тоғрисида 2002-йили тунҗи қетим әркин асия радийосида хәвәр елан қилинған иди. Кейинки 22 йил җәрянида бу тарих тоғрисида көплигән мәлуматлар елан қилинди. Һазир уйғур кәнти вә түркийәдә уйғурлар қалдурған тарихий асарә-әтиқиләр уйғурлар вә дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән саяһәтчиләр зиярәт қилидиған муһим җайларға айланди.