Түркийә парламент әзаси доған бекин: “27 йил бурунқи ғулҗа қәтлиами бүгүн уйғур қирғинчилиқиға айланди”

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.02.05
axbarat-yighini-turkiye “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 27 йиллиқини хатириләш паалийитидә (оңдин) түркийә парламент әзаси доған бекин, уйғур академийисиниң баш катипи абдулһәмид қарахан вә түркийә “ийи” партийәсидин болған парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәндиләр. 2024-Йили 4-феврал, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Дуня уйғур қурултийи, уйғур академийәси вә шәрқий түркистан тәтқиқат вәхписи қатарлиқ тәшкилатлар бирлишип, әнқәрәдә “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 27 йиллиқини хатириләш паалийити өткүзди.

Әнқәрәниң мәркизидики уйғур тәтқиқат иниститутиниң залида өткүзүлгән бу хатириләш паалийитидә сөз қилған “йеңи рәфаһ” партийәсиниң муавин рәиси, парламент әзаси доған бекин әпәнди, буниңдин 27 йил бурун йүз бәргән ғулҗа қәтлиаминиң бүгүнки күндә уйғур қирғинчилиқиға айланғанлиқини, пүтүн дуня дөләтлириниң һәрикәткә келип, бу қирғинчиқини тохтитиши керәкликини тәкитлиди.

Мәзкур хатириләш паалийитини уюштурған 3 органға вакалитән уйғур академийәсиниң баш катипи абдулһәмид қарахан әпәнди мәтбуат баянатини оқуп өтти: “хитай, шәрқий түркистанлиқларға қарита системилиқ һалда ирқий қирғинчилиқ елип бармақта. Бүгүнки күндиму җаза лагерлири арқилиқ уйғурларни асас қилған шәрқий түркистандики түркий хәлқләргә қаритилған ирқий қирғинчилиқ сиясити давам қилмақта. Хитай даирилири буниңдин 27 йил бурун, йәни 1997-йили 2-айниң 5-күни ғулҗада тинч намайиш өткүзгән йүзлигән уйғурни қәтли қилған иди. 5-Феврал, уйғур һазирқи заман тарихида чоңқур из қалдурған унтулмас бир күндур. Инсанийәтниң вә мәдәнийәтниң дүшмини болған хитай компартийәси һәқиқий йүзини ашкарилиған күндур.”

“5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 27 йиллиқини хатириләш паалийити ахбарат йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 4-феврал, әнқәрә.
“5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң 27 йиллиқини хатириләш паалийити ахбарат йиғинидин көрүнүш. 2024-Йили 4-феврал, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Уйғур академийәсиниң баш катипи абдулһәмид қарахан әпәнди, мәзкур баянатта йәнә мунуларни тәкитләп өтти: “шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ һелиһәм давам қиливатқан бүгүнки күндә, хитайниң бу бастуруш сияситини 10 дөләтниң парламенти ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп етирап қилди, лекин нурғун дөләтләр, болупму түрк вә ислам дөләтлири техичә бу мәсилидә сүкүттә турмақта. 3 Милйондин артуқ уйғур вә башқа түркий хәлқләр һелиһәм җаза лагерлирида турмақта. Биз шәрқий түркистанлиқ болуш сүпитимиз билән хитайниң бу лагерларни дәрһал тақишини, түркийә башчилиқидики түрк дөләтлириниң уйғурларға игә чиқишини тәләп қилимиз.”

Арқидин парламент әзаси доған бекин әпәнди сөз қилди. У, мундақ деди: “шәрқий түркистан бизниң қаниған яримиздур. У пәқәт ислам дунясиниңла әмәс, бәлки пүтүн дуняниң қаниған ярисидур. Әпсуски, хитай кейинки йилларда техиму зор җасарәт билән лагер қуруп, милйонлиған уйғурни лагерларға солап, искәнҗә вә өлтүрүш арқилиқ, ғулҗа қәтлиамини пүтүн шәрқий түркистанға кеңәйтти. Нөвәттә уйғурларға қарита пүткүл милләт гәвдиси билән ирқий қирғинчилиқ елип бармақта. Хитай шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ елип берипла қалмай, бәлки бир милләтниң мәдәнийитини, тилини вә динини йоқ қилишқа урунмақта. Әпсуски, буниңға қарита нурғун дөләтләр сүкүттә турмақта. Шәрқий түркистан йәр асти вә йәр үсти байлиқлири билән истратегийәлик орни наһайити муһим бир тупрақ. Шәрқий түркистан, хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулушиниң түгүни болғачқа, хитай уйғурларни пүтүнләй ассимилятсийә қилишқа урунуватиду.”

У сөзидә, уйғур ирқий қирғинчилиқини түркийә парламентида оттуриға қоюшқа тиришиватқанлиқини, әслидә түркийә һөкүмитиниң уйғурларға игә чиқиши керәкликини, әпсуски һазирқи һөкүмәтниң бундақ бир сиясити йоқлуқини тәкитләп өтти.

Мәзкур паалийәткә қатнашқан “ийи” партийәсидин болған парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәндиму сөз қилип мундақ деди: “шәрқий түркистанниң мустәқиллиқ мәсилиси әң аз йүз йиллиқ тарихқа игә. Әслидә шәрқий түркистан мәсилиси ислам вә түрк дунясиниңла әмәс, бәлки инсанийәтниң мәсилисидур. Йүз йилдин көпрәк вақиттин буян, уйғур түрклири зулум астида яшимақта. Кейинки йилларда бу зулум ирқий қирғинчилиққа айланди. Бу пүтүн дуня дөләтлиригиму мәлум. Әпсуски, дуня буниңға қарита күчлүк инкас қайтурулмайватиду. 5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқи түрк дунясиниң әң ечинишлиқ бир күнидур. Ғулҗа қирғинчилиқи бундин 27 йил бурун мәйданға кәлгән болуп, йүзлигән киши өлтүрүлгән иди. Түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири узун йиллардин буян шәрқий түркистанлиқларниң пәрядини аңлитишқа тиришмақта. Мән парламент әзаси болуп вәзипә өтигән вақтимда изчил һалда уйғур ирқий қирғинчилиқни аңлаттим. Бу һәқтә қарар лайиһәлири сунған болсақму рәт қилинди. Биз түрк миллити болуш сүпитимиз билән буни унтумаймиз вә һәр вақит хитайдин буниң һесабини сораймиз.”

2-Айниң 5-күни әнқәрәдә өткүзүлгән бу хатириләш паалийитидә “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң келип чиқиш сәвәблири, ечинишлиқ җәряни вә бу һәқтә йеңидин оттуриға чиқиватқан мәлуматлар оттуриға қоюлди. Мәзкур йиғинда д у қ ниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм әпәнди, әнқәрә университетиниң профессори, уйғур тарихи тәтқиқатчиси саадәттин гөмәч әпәнди вә һаҗи байрам вәли университетиниң профессори әнвәр айдоған әпәндиләрму сөз қилди.

1997-Йили йүз бәргән “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң синалғу көрүнүши өз дәвридә түркийәдики ATV қанилида көрситилгәндин кейин түркийәниң истанбул вә әнқәрә шәһәрлиридә миңлиған киши қатнашқан наразилиқ намайишлири өткүзүлгән иди. Мәзкур синалғу көрүнүши явропа дөләтлиридиму көрситилгәндин кейин, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиға охшаш кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғурлар тоғрисида мәхсус доклатлар тәйярлиғаниди. Мутәхәссисләр, “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң шәрқий түркистан дәвасини түркийәдә вә пүтүн дуняда юқири пәллигә көтүргәнликини, болупму шәрқий түркистан мәсилисиниң хәлқаралишишини тезләткәнликини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.