Уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиққа аит йеңи китаб түркийәдә тарқитилишқа башлиди
2024.10.04
Хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини мәхсус тәтқиқ қилған түрк тәтқиқатчи вә язғучи озан пәкгөз әпәндиниң уйғур қирғинчилиқини шаһитларниң дәлил-испатлири вә ишәнчлик мәлуматлар билән оттуриға қойған китаби “иләри” нәшрияти тәрипидин нәшр қилинди. Бу, хитай даирилириниң уйғурларға қарита йүргүзгән ирқий қирғинчилиқиниң түркийәдә түрк тилида тунҗи қетим мәхсус, системилиқ вә илмий рәвиштә китаб һалитидә тонуштурулуши һесаблиниду.
Лекин, озан пәкгөз әпәнди китабиға уйғурларниң түркийә түрклири, қазақлар, өзбекләр, қирғизлар, татарлар, әзәриләр, түркмәнләр вә башқа түркий хәлқләр билән етник келип чиқиш җәһәттин бир милләт, йәни һәммиси ортақ түрк хәлқи дегән қараш бойичә шуниңдәк йәнә ирқий қирғинчилиққа уйғур елидики асасий хәлқ уйғурлардин башқа йәнә қазақ, қирғиз, татар вә өзбекләрниңму учриғанлиқини нәзәрдә тутуп “ “шәрқий түркистанда түрк ирқий қирғинчилиқи” дәп мавзу қойған.
Китабниң муәллипи түрк язғучи озан пәкгөз әпәнди мәзкур китабни йезиш пикриниң өзидә қандақ пәйда болғанлиқи тоғрисида тохтилип мундақ деди: “мәндә бу китабни йезиш пикри, 2021-йили хитай ташқи ишлар министири ваң йи түркийәгә рәсмий зиярәт елип барғанда пәйда болғаниди. Адаләт вә тәрәққият партийәси һөкүмити уйғур мәсилисидә инкас қайтуруш бир яқта турсун, хитайниң алдида бәкла аҗиз позитсийәдә болғаниди. Мән буларни ваң йиниң түркийәгә елип барған зиярити җәрянида ениқ һес қилдим. Йәнә бири һазирғичә түркийәдә ататүркниң пикрини яқилайдиған солчил идийәдики бирму язғучи шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқ тоғрисида китаб язмиған. Бу, түркийәдә солчил идийәдики язғучи язған тунҗи китаб һесаблиниду”.
“шәрқий түркистанда түрк ирқий қирғинчилиқи” намлиқ китаб: “шәрқий түркистан кимниң юрти? хитай чүши, хитайниң 11-сентәбир вәқәсидин кейин сақчи дөлитигә айлиниши вә тәтүр тәшвиқат усули. Хитайниң террорчи қалпиқи вә җаза лагерлири, дуняда вә түркийәдә шәрқий түркистан дияспораси, хуласә” қатарлиқ мәзмунлардин тәркиб тапқан. Китабниң аптори озан пәкгөз әпәнди бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “мән китабта алди билән тарихий юртимиз шәрқий түркистан вә шәрқий түркистанниң игилири болған уйғурлар тоғрисида мәлумат бәрдим. Арқидин қәдимдин бүгүнгичә болған хитайниң таҗавузчилиқи, кеңәймичилик сиясити шундақла шәрқий түркистанни бесивелиш җәряни тоғрисида мәлумат бәрдим. Китабта, хитайниң 2000-йилиға кәлгәндә қандақ болуп, шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ елип беришқа башлиғанлиқи вә ирқий қирғинчилиқниң бүгүнки күнгә кәлгәндә қандақ бир вәһимә пәйда қиливатқанлиқини баян қилдим. Мән буларни ишәнчлик мәлуматларға асаслинип туруп яздим”.
У, бу китабниң түркийәдә уйғурлар тоғрисида тарқилип йүргән хата мәлуматларни түзитиш үчүнму пайдилиқ болидиғанлиқини илгири сүрди. У, мундақ деди: “булардин сирт хитайниң шәрқий түркистанда қиливатқан адәм ички әзаси әткәсчилики һәққидиму муһим дәлил-испатларға орун бәрдуқ дәп ойлаймән. Қисқиси бу китабта уйғур қирғинчилиқини сиясий җәһәттин тәһлил қилдим. Түркийәдә уйғурлар тоғрисида тарқилип йүргән хата мәлуматларни түзитишкә, түркийәдики ататүркчи солчил идийәдики хәлққә шәрқий түркистан тоғрисида тоғра мәлумат беришкә тириштим”.
Бу китаб 20-сентәбир күнидин 29-сентәбир күнигичә маниса вилайитидә ечилған китаб йәрмәнкисидә сетишқа чиқирилған. язғучи озан пәкгөз әпәнди китабни сетишқа чиқарған йәрмәнкидә имза қоюш паалийити елип барған. У, мәзкур китабни кишиләрниң қизиқип сетивалғанлиқини илгири сүрди. У, мундақ деди: “бу йәрмәнкидә китабқа қизиқиш көп болди. Китабни техи түзүк тонуштурмиған болсақму, кишиләр бу китабниң исмини көрүпла сетивалди. Түрк хәлқи уйғурларға игә чиқиватиду. Түркийәдә бундақ китаблар көпләп нәшр қилинса, шәрқий түркистанниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида тоғра мәлуматлар берилсә техиму көп кишиниң қоллишиға еришкили болиду дәп ойлаймән”.
216 Бәтлик бу китабни сетивалған пешқәдәм уйғур паалийәтчи вә зиялий һамутхан гөктүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У, “сиз китабқа қандақ баһа берисиз?” дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: “мәнчә бу китабниң әң әһмийәтлик тәрипи шуки, түркийәдики ататүркчи вә солчил идийәни яқилайдиған бир язғучиниң бундақ китабни йезиши муһим дәп қараймән. Һәр хил солчил идийәдики кишиләр бар, уларниң бәзилири шәрқий түркистан мәсилисигә солчил идийәдин қаримайду, мән озан пәкгөз дегән бу язғучини тонуймән. Қандақ идийәдики киши болушидин қәтийнәзәр һәқиқәтни көрүши керәк. Шуңа өзлирини милләтчи солчи дәп қариған бир язғучиниң буни йезишини муһим дәп қараймән.”
Биз дуня уйғур қурултийи вәхписиниң рәиси абдурешит абдулһәмит билән сөһбәт елип бардуқ. Абдурешит әпәнди, дуня уйғур қурултийи вәхписи қурулған күндин тартип уйғур ирқий қирғинчилиқини түрк җамаәтчиликигә аңлитишқа тиришиватқанлиқини, язғучи озан пәкгөз әпәндиниң уйғур қирғинчилиқи тоғрисида язған бу китабиниң түрк хәлқигә вә явропадики түркләргә уйғурларниң еғир вәзийитини чүшәндүрүш үчүн пайдилиқ болидиғанлиқини илгири сүрди.
Түрк язғучи вә обзорчи халис өздәмир язған “ирқий қирғинчилиқниң шаһитлири” намлиқ китаб өткән йили истанбулда нәшр қилинғаниди. Бу йил нәшр қилинған озан пәкгөзниң уйғур қирғинчилиқи һәққидики бу китаби уйғурлар дуч кәлгән қисмәтләрниң түркийәдә техиму кәң билинишидә муһим рол ойнайдикән.