Абдулһаким идрис: “уйғур қирғинчилиқини тохтитиш үчүн тәйвәндә немиләрни қилиш тоғрисида пилан түздуқ”

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2024.10.21
Abdulhakim-idris-Doklat-bermekte-1024 Уйғур тәтқиқат мәркизиниң директори абдулһаким идрис доклат бериватиду. 2024-Йили 18-өктәбир, тәйбей
RFA/Erkin Tarim

Тәйвән пирезиденти ләй чиңде “җуңхуа минго” қурулғанлиқиниң 113 йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән өткүзүлгән йиғилишта сөз қилип, хитай хәлқ җумһурийитиниң тәйвәнликләрниң ана вәтини болушиниң “мумкин әмәслики” ни, чүнки тәйвәнниң сиясий өтмүшиниң униңдин узун икәнликини ейтқан, хитай-тәйвән мунасивити интайин җиддийләшкән бир пәйттә, тәйвәндики шәрқий түркистан җәмийити америкадики уйғур тәтқиқат мәркизи мудири абдулһаким идрис әпәндиләрни тәклип қилип, тәйвәнниң пайтәхти тәйбей шәһиридә йиғин өткүзгән.

Мәзкур йиғинда уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити һәмдә буниңдин кейин тәйвәндә елип берилидиған паалийәтләр тоғрилиқ музакирә елип берилған. Йиғинға иштирак қилған сиясий партийә, аммиви тәшкилат вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири мәсуллири уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқи вә буниңдин кейин тәйвәндә бу тоғрилиқ техиму көп вә үнүмлүк паалийәтләр елип баридиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән.

Абдулһаким идрис әпәнди тәйбейдә туруп телефон зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “биз 18-вә 19-өктәбир күнлири тәйвәнниң пайтәхти тәйбей шәһиридә бир қатар паалийәтләр елип бардуқ. 18-Өктәбир күни чүштә тәйвән шәрқий түркистан җәмийити мәсуллири, тәйвән демократийә һәрикити мәсуллири вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати хадимлири билән бирликтә тәйвәндә бундин кейин елип баридиған паалийәтләр тоғрилиқ музакириләштуқ. Бу йиғинимизға тәйвәндә турушлуқ демократийә вә әркинлик җәңчиси өркәш дөләт әпәндиму иштирак қилди”.

Тәйвәндә өткүзүлгән доклат бериш йиғини көрүнүши. 2024-Йили 18-өктәбир, тәйбей
Тәйвәндә өткүзүлгән доклат бериш йиғини көрүнүши. 2024-Йили 18-өктәбир, тәйбей
RFA/Erkin Tarim

Уйғурларниң нөвәттики паҗиәлик қисмәтлири “һәдәмни издәп” намлиқ һөҗҗәтлик филим арқилиқ явропа вә башқа дөләтләрдә тонуштурулуватқан болуп, 18-өктәбир күни ахшими бу филим тәйвән “йешил партийәси” ниң саһибханилиқида көрситилгән. Тәйвән шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси хе чавдуң әпәнди бу һәқтики соалимизға телефон учури арқилиқ мундақ җаваб бәрди: “‛һәдәмни издәп‚ намлиқ һөҗҗәтлик филим өткән йили 11-айда тәйвәндә тунҗи қетим он мәйдан қоюлған иди. Бу йил үч мәйдан қоюлди. Әң ахирқи бир мәйдан 18-өктәбир күни ахшам қоюлди. Мәзкур филимни көргәндин кейин бундақ еғир бир вәзийәттә уйғурлар үчүн немиләрни қилип берәләймиз дегән темида музакирә елип бардуқ”.

“һәдәмни издәп” намлиқ һөҗҗәтлик филимни қоюш паалийитини уюштурғучи тәшкилатлардин бири болған америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң хадими ташкән дөвәт әпәнди телефон учури арқилиқ соалимизға җаваб берип мундақ деди: “бу паалийәтни тәйвән демократик филим фестивали мәсуллири билән бирликтә уюштурдуқ. Йиғинниң мәзмуни наһайити кәң болди. Йиғинда уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, тили вә диний етиқадиниң қандақ чәкләнгәнлики, хитай компартийәси башқурушидики хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан еғир бесими аңлитилди. Йиғинға қатнашқучилар қандақ қилғанда уйғурларниң әркинликкә еришәләйдиғанлиқини, уйғурлар үчүн тәйвәнликләрниң немиләрни қилиши керәкликини сориди”.

Абдулһаким идрис әпәнди тәйвәнликләрниң уйғур мәсилисигә болған қизиқишиниң интайин юқири икәнликини, уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргәнликини, болупму пирезидент ләй чеңде һөкүмити һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин уйғур мәсилисигә болған қизиқишниң күчәйгәнликини һес қилғанлиқини баян қилди.

Teybeyde-paaliyet-1024

Тәйвәндә актип паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан җәмийити 2019-йили қурулған болуп, дуняда уйғур әзаси болмиған бирдин бир шәрқий түркистан җәмийити һесаблинидикән. Мәзкур тәшкилатниң қурулуш мәқсити тәйвәндә шәрқий түркистан дәвасини аңлитиш икән. Мәзкур тәшкилатниң рәиси хе чавдуң әпәнди соалимизға телефон учури арқилиқ җаваб берип мундақ деди: “бу йиғилишта уйғурлар вә шәрқий түркистанлиқлар дучар болуватқан ирқий қирғинчилиқ мәсилиси оттуриға қоюлди. Ахирида нуқтилиқ һалда шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири билән қандақ һәмкарлишалаймиз? бу мәсилидә тәйвәнликләр немә қилиши керәк? хитайниң чекидин ашқан зулуминиң йәниму күчийиш еһтимали барму вә буниңға қарши қандақ күрәш қилимиз? дегәнгә охшаш соалларни абдулһаким идрис әпәндидин соридуқ, шундақла бу һәқтә буниңдин кейин немиләрни қилиш тоғрисида пилан түздуқ. Буниңдин кейин биз мушу пиланимиз бойичә тәйвәндә паалийәт елип бармақчи”.

“тәйвән парламенти уйғур алақә гурупписи” 2021-йили 4-айниң 23-күни тәсис қилинған болуп, һәр төт йилда парламент әзалириниң йеңилиниши сәвәблик мәзкур гуруппиниң рәислик вәзиписини өтәватқан кишиләрму өзгиридикән. Тәйвәндики сайламдин кейин 2024-йили 6-айниң 27-күни “тәйвән парламенти уйғур алақә гурупписи” ни давамлаштуруш мурасими өткүзүлгәниди. Мурасимға тәйвән парламентиниң рәиси хән гойүгә вакалитән парламентниң муавин баш катипи җаң йүроң иштирак қилғаниди. Мутәхәссисләр тәйвән пирезиденти ләй чиңде һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә көңүл бөлидиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.