Әнглийәдики саяһәт ширкәт хадиминиң уйғур ирқи қирғинчилиқини қоллиши қаттиқ әйибләшкә учриди

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2025.01.09
sotsiyalizm-dotliri-doklat-01 Әнглийәдики “сотсиялистик хитайниң достлири” (FOSC) өзлириниң уйғур ели саяһити тоғрулуқ лондонда доклат бериватқан көрүнүш. 2024-Йили 19-ноябир, лондон
Youtube/@FriendsofSocialistChina

Хитай һөкүмити, уйғур елигә хәлқаралиқ саяһәтчиләрни қизиқтуруш үчүн әнглийәдики “сотсиялистик хитайниң достлири” гурупписини өз ичигә алған явропа дөләтлиридики саяһәт ширкәтлиридин саяһәт тәшкиллигүчи вә саяһәт рәһбәрлиридин болуп 80 кишиниң чиқимини көтүрүп уйғур елигә тәклип қилған. Әнглийәдики “сотсиялистик хитайниң достлири” (FOSC) өзлириниң уйғур ели саяһити тоғрулуқ лондонда доклат берип, хитайниң уйғур елидики бастуруши вә ирқи қирғинчилиқ сияситини ақлиған. Уйғур ели вәзийитини йеқиндин көзитиватқан тәтқиқатчи вә анализчилар юқиридики кишиләрниң хитай һөкүмитиниң уйғур, қазақ вә башқиларға қарши елип барған ирқи қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайитигә шерик болуватқанлиқини илгири сүрмәктә.

Ғәрбтики техиму көп саяһәт ширкәтлириниң уйғур елигә саяһәт тәшкиллишини риғбәтләндүрүш вә тәшвиқ қилиш үчүн хитай даирилири тәрипидин бу районға тәклип қилинған йүзләрчә саяһәт тәшкиллигүчи вә саяһәт рәһбәрлириниң ичидә әнглийә саяһәт ширкәтлиридин хадимларму болған. Әнглийәдики хитайни қоллайдиған “сотсиялистик хитайниң достлири” намлиқ тәшкилатниң “шинҗаңдин қайтип кәлгәндин кейинки доклати: “йеңилиқ яритиш вә көп хиллиқниң биринчи қолдин баяни” Мавзулуқ болуп, улар тәшкиллигән бу сөһбәт йиғинида бир хадим уйғур елиниң “көп хиллиқи” вә “гүллиниш” ни махтап көккә көтүргән. Бу сөһбәт йиғини “сотсиялистик хитайниң достлири” тәрипидин ютубқа қуюлған.

Әнглийәдики чоң саяһәт ширкитиниң саяһәт тәшкиллигүчиси вә “сотсиялистик хитайниң достлири” тәшкилати әзалиридин дәйвид пит (David Peat) явропадики йәттә дөләттин кәлгән 80 саяһәт вакаләтчиси билән биллә хитай даирилири тәрипидин уйғур елигә “тонушуш саяһити” гә тәклип қилинған. Булардин сәккиз киши әнглийәдин қатнашқан. Дәйвид пит у паалийәттә сөз қилип, бу хил саяһәтниң саяһәт тәшкиллигүчиләрниң “тетип беқиш, синаш вә уйғур райониға тәтилгә беришни арзу қилған кишиләргә қайси йәрләрни көрүш вә қайси мәһсулатларни елишни тәвсийә қилиш” пурсити икәнликини чүшәндүргән. У йәнә уйғур елидики бихәтәрлик вәзийитиниң “аздур-көптур явропадики һәрқандақ шәһәргә охшаш” икәнликини оттуриға қойған. Һалбуки, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғур елидә кәң көләмлик назарәт қилиш, тутқун қилишниң мәвҗут икәнликини вә бирқанчә милйон уйғур, қазақ вә қирғиз қатарлиқ мусулман түркий хәлқиниң түрмигә ташланғанлиқини испатлиғаниди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқат директори, “ирқий қирғинчилиқ саяһити: шәрқий түркистандики хәлқара саяһәт ширкәтлири” намлиқ доклатниң апторлиридин доктор һенрик шаҗивиски (Henryk Szadziewski) бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, л “сотсиялистик хитайниң достлири” тәшкиллигән бу паалийәтниң мәзмуни вә дәйвид питниң юқиридики сөзлиригә җиддий инкас қайтуруп мундақ деди:

 “сотсиялистик хитайниң достлиридин уйғур районини зиярәт қилғандин кейинки тәсиратини доклат қилишни тәләп қилинған. Сотсиялистик хитайниң достлири гурупписи әнглийәдики бир мәктәптә доклат бәргән. Буниңға бир кичик әслиһә, йәни тәшкилат саһибханилиқ қилған. У әнглийәдики тәсири интайин күчлүк болмиған бир гуруппидәк қилиду. Шуңа улар уйғурлар һәққидә мутәхәссис әмәс. Булар һәқиқий тәкшүрүш вә тәтқиқат елип бармиған. Уйғур тилиниму билмәйду. Уларниң мутәхәссислики уларниң идеологийәси яки сотсиялизмға болған етиқадидин кәлгән. Шуңа улар бир тәрәплимә қарашни оттуриға қойған. Буниңдики мәқсәт, бу гуруппилар хитайниң учурлирини йейиш үчүн хитай компартийәси тәрипидин бу ишқа қобул қилинған. Хитай охшимиған усуллар арқилиқ тәшвиқатлирини тарқитишқа урунуватиду. Униң бир усули болса, өзиниң супилириниң чәт әлләрдә паш болуши яки ишәнмәслики сәвәбидин, чәт әлликләрни уйғур райониға тәклип қилип, уларға бу районниң ясалған йүзини көрситип, уларниң өз дөләтлиригә қайтқандин кейин хитай үчүн иҗабий доклатларни беришини қолға кәлтүрүштур. Хитай дөлити демәкчи болғанлирини өзлири демәй бу вакаләтчиләр, йәни сотсиялистик хитайниң достлирини ишлитип улар арқилиқ дәйду. Бу шәхсләрниң сиясий идийәви мәйдани сәвәбидин бир тәрәплимә қарашлири бар. Растини ейтсақ, бу йәрдә берилгән доклат билән хитай һөкүмитиниң уйғур райони һәққидә сөзләватқанлириниң мәзмуни вә усулида охшашлиқ бар”.

Америкидики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи (RAND Corporation) истратегийә вә хәвпсизлик мутәхәссиси доктор раймонд ко (Raymond Kuo) уйғур елидә болуватқанларниң өзигә совет иттипақиниң тәшвиқат паалийити үчүн қуруған ‛потемкин кәнтини‚ (Potemkin village) ни әслитидиғанлиқини көрситип, хитай коммунист партийәсиниң уйғур елидә йүз бериватқанларни йошуруп, уйғур елигә барған саяһәтчиләргә һәқиқий йәрләрни әмәс, өзгәртилгән сахта йәрләрни көрситидиғанлиқини илгири сүрди. У мундақ деди:

“бу маңа совет иттипақиниң тәшвиқат паалийити үчүн қурулған ‛потемкин кәнти‚ (Potemkin village) ни әслитиду. Совет иттипақи сахта кәнтләрни қуруп, сирттин кәлгәнләргә у йәрдә һәммә ишниң нормал вә яхши икәнлики сөзлигән. Нурғун кишиләр буниңға баһа бәргән. Хитай һөкүмити йәрликниң қәрз мәсилиси һәл қилип йәрликтин кәлгән бесимни азайтиш вә хамчотни тәңпуңлаштурушиға түрткә болуш, шуниң билән бир вақитта уйғур районида һәммә ишниң җайида, нормал икәнликини баян қилиш үчүн буни қиливатиду. Мениңчә хитай тәшкиллигән бу паалийәткә қатнашқан кишиләрниң бәзилири хитайниң мәнпәәти үчүн ишләйдиған ‛әрзан баһалиқ әхмәқ‚ ләрдур”.

Дәйвид пит йәнә у өзиниң мусулманларниң муқәддәс җайлири вә мәсчитлирини зиярәт қилишқа елип берилғанлиқини, бу районниң көп хиллиқи вә инақлиқини, шундақла хитайниң уйғур мираслирини сақлап қалғанлиқини махтиған. Һалбуки, хәлқаралиқ көзәткүчиләрниң пикри вә сүний һәмраһ арқилиқ тартилған сүрәтләргә қариғанда, миңлиған мәсчит вә башқа диний сорунлар йоқ қилинған яки бузулған. Австралийә истратегийәлик сиясәт тәтқиқат институти (ASPI) елан қилған 2020-йиллиқ доклатта, хитай һөкүмитиниң 2017-йилидин буян уйғур районида тәхминән 16 миң мәсчитни чеқип ташлиғанлиқи яки бузувәткәнлики елан қилинғаниди. Бу паалийәттә дәйвид пит бу доклатларни ғәрбниң сахтилиқи дәп тәсвирлигән. У “шинҗаңға қаритилған тәшвиқат вә җаза районниң тәрәққиятиға бузғунчилиқ қилишқа урунушниң бир қисми” дегән. У йәнә: “бу бир қалтис иш. Бу бәк көңүллүк. Сиз шинҗаңни зиярәт қилиң вә у йәрдә бәрпа қилинған һаятни көрүң” дегән.

У сәлбий учурлар вә ирқий қирғинчилиқ тоғрисидики әйибләшләрниң һәммисини американиң ойдуруп чиқарғанлиқини илгири сүргән. У уйғур елидә тутуп туруш мәркәзлириниң йоқлуқини, мәдәнийәт мәркәзлириниң бузғунчилиққа учурмиғанлиқини вә уйғур мәҗбурий әмгикиниң йоқлуқини көрсәткән.

Уйғур ели вә хитайдики алий мәктәпләрдә оқутқучилиқ қилған америкалиқ антрополог, маарипчи доктор филис вокаб ханим зияритимизни қобул қилип, дәйвид питниң юқиридики сөзлиригә рәддийә берип мундақ деди:

“у (дәйвид пит) бәргән доклатида, йеқинқи 50 яки 60 йилида шинҗаңда хитай нопусиниң ғайәт зор көпийишини тилға елишқа сәл қариған. Демәкчимәнки, хитайлар хитай һөкүмити қоллиған йеңи көчмәнләр пирограммисиниң ярдими билән бу районға ғайәт зор санда көчүп кәлди. У йәнә хитайниң шинҗаңға 2000 йил һөкүмранлиқ қилғанлиқи тоғрисида сөз қилған. Әлвәттә, буни хитай мәнбәлиридә шундақ дәйду. Мән сәккиз йил илгири (2018-йили) шинҗаңда йәни шәрқи түркистандики вақтимда, камера вә бихәтәрлик хадимлири һәммә йәрдә бар иди. Бихәтәрлик тәкшүрүш понкити наһайити кәң тарқалған. Шәһәрләрдиму бихәтәрлик тәкшүрүш понкити бар иди. Җәнубий йипәк йолидики бәзи кичик шәһәрләрдә айлинип йүрүш мумкин әмәс. Мән у йәрләрдә мәсчитни зиярәт қилай дегинимдә мәсчитләрниң һәммисиниң ишикидә қулуп бар иди. Мәсилән, мән қәшқәрдики чоң мәсчит (һейтгаһ җами) ни зиярәт қилғинимда, мәсчиткә кириш үчүн һәқ алди. У бир музей иди. Йәни мәсчитни музейға айландурғаниди. Мән 2018-йили барғанда мән мәсчитләрниң кәң көләмдә тақалғанлиқини байқидим. 1987-Йили шинҗаңға тунҗи қетим барғинимда әһвал ундақ әмәс иди”.

Америкадики сиясий анализчи гордон чаң (Gordon G. Chang) Хитай һөкүмитиниң шинҗаңниң гүзәл образини яритишқа орунуватқанлиқини, уйғур елигә саяһәт тәшкиллигүчиләрниң хитайниң ирқи қирғинчилиқиға шерик болуватқанлиқини илгири сүрди. У мундақ деди:

“хитай һөкүмити шинҗаңниң гүзәл образини яритишқа урунуватиду. Хитай һөкүмити у йәрдә вәһшийлик қилмақта. Өзиниң қилғанлирини ақлаш вә өзини һәқлиқ қилип көрситиш үчүн бу районға саяһәт тәшкилләватиду. Бу саяһәтни тәшкиллигәнләр ши җинпиңниң уйғур, қазақ вә башқиларға қарши елип барған ирқи қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәткә шерик болуватиду. Бу дәвримизниң әң еғир җинайитидур”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.