Йеңи доклат уйғурларниң шәрқий җәнубий асия арқилиқ түркийәгә қечишиниң деталлирини ашкарилиди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.11.14
Thailand-tayland-turme-uyghur-1920 Бу доклат тайланд лагерида қелип қалған ахирқи 48 нәпәр уйғур мусапириниң тәқдири, йәнила мәвһум вәзийәттә туруватқан бир пәйттә елан қилинди
Photo: RFA

Һәсән имамниң изтираплиқ һаяти, униң аилисиниң хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә хилаплиқ қилиши сәвәбидин анисиниң қорсиқидинла башланған дейишкә болатти. Униң балилиқ һаяти аилисиниң уни кичик иниси билән йезилиқ пиланлиқ туғут кадирлиридин қачуруш, кадирлар тәкшүрүп кәлсә, һойлисиниң арқисидики саманлиққа мөктүрүп қоюши, дегәндәк бир қатар “қечишлар” билән өткән. У һечбир вақит һөкүмәтниң нопус дәптири, кимлик кинишкиси, шуниңдәк банка һесаби, иҗтимаий капаләт, давалиниш суғуртиси, шопурлуқ кинишкиси дегәндәк кимлик тәләп қилидиған кинишкиларға еришәлмигән. Хитайниң шәһәр нопусидики уйғурларға икки пәрзәнтлик, йеза нопусидики уйғурларға үч пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сияситини қаттиқ иҗра қиливатқан 1990-йилларниң башлирида туғулған вә қағилиқтики бәш балилиқ бир деһқан аилисиниң 4-пәрзәнти болған һәсән имам, пиланлиқ туғутқа хилаплиқ қилишниң бәдилини 13 йешида һашарға тутулуш билән өтәйду.

Униң 2014-йили миңлиған уйғур мусапирлири қатарида тайландқа қечип чиққучә болған арилиқтики һаяти, һечқачан хитай даирилириниң тәкшүрүши, назарити, тутқуни, тәһдит, соал-сорақ, қийин-қистақ, мәҗбурий иқрар қилдурушлардин хали болуп бақмайду. Бу хәтәр мәйли униң дадиси уни үрүмчигә әрәб тили өгинишкә әвәткән яки хотәнгә йәр асти диний мәктәптә оқушқа барған вақитларда болмисун, һәмишә униңға әгишип бариду. Униң хитайдин қечиши зор җасарәт тәләп қилсиму, әмма шу қетимлиқ қечишта уйғур мусапирлириға охшашла, бу униң һаятидики һәқиқий дишварчилиқниң башлиниш нуқтиси болуп қалиду.

Һәсән имам
Һәсән имам
Һәсән имам

10-Ноябир күни тәтқиқатчи нирола әлима (Nyrola Elima) билән бен маук (Ben Mauk) ниң “ню-йорк вақти гезити” ниң журнал сәһиписидә елан қилинған йеңи тәкшүрүш доклати, оқурмәнләргә һәсән имам вә шуниңға охшаш 2013-йилдин 2015-йилғичә шәрқий җәнубий асия арқилиқ чәт әлгә қачқан уйғур мусапирлириниң кәчмиши, чәт әлгә қечиш сәвәби вә хитайниң чәт әлләрдики узун қолиға аит тәпсилий әһвалларни ашкарилап, ғәрб сиясийонлириниң тайланд түрмилиридики уйғур мусапирлириға болған диққитини тартқан. Доклатта, нәччә онлиған уйғур мусапирини зиярәт қилиш арқилиқ, уларниң чәт әлгә қечишиға сәвәб болған ортақ нуқтилирини ениқлап чиққан.

Бу доклатни тәйярлиған тәтқиқатчилардин бен маук 12-ноябир бу һәқтики мәхсус зияритимизни қобул қилғанда, мундақ дәйду: “биз шәрқий җәнубий асия арқилиқ қачақчилиқ йоли билән қечип чиққан 30 дин артуқ кишини зиярәт қилдуқ. Уларниң һәммиси хитайдин қечишиға шинҗаң һөкүмитиниң, шундақла пүткүл хитай миқясида диний вә мәдәнийәт җәһәттики бастуруши, җүмлидин халиғанчә тутқун қилиш, даириләрниң паракәндичилики сәвәб болғанлиқини көрсәтти.”

Бен маукниң қәйт қилишичә, йиллардин бери давамлишип кәлгән һәр хил шәкилдики бастуруш вә кәмситиш, бу кишиләрдә бу дөләттин кетиш пикрини күчәйткән. Бен маук мундақ дәйду: “доклатта тәсвирләнгинидәк, бу мәзгилдә шинҗаңдики һәр түрлүк зулум вә кәмситиш, диний вә мәдәнийәт өрп-адәтлирини контрол қилиштәк нәччә он йиллардин бери давамлашқан бу вәзийәт, шу җайдики уйғур вә башқа түркий мусулманлирида бу дөләттин кетиш пикрини шәкилләндүргән”. “хитайдин җәсурларчә қечип чиқиш вә дишварчилиқниң башлиниши” мавзулуқ доклатта қәйт қилишичә, гәрчә һәсән имам хитайдин қечип чиқип, рәһимсизләрчә бастуруштин қутулған болсиму, әмма у башқа нурғун уйғур мусапирлириға охшаш, хитайниң күчи униң чеграсидин хелила һалқип кәткәнликини тонуп йәткән.

Бу доклатни тәйярлиған тәтқиқатчилардин нирола әлима, өзлириниң еришкән рәсмий һөкүмәт һөҗҗәтлиридин, хитай вә тайланд һөкүмәтлириниң тайланд лагерлиридики уйғур мусапилириниң кимликини ениқлашта зич һәмкарлашқанлиқи, тайланд даирилириниң уйғурларни рәсимгә тартип хитайға бәргәнлики, хитайниң шу рәсим бойичә уйғур мусапирлириниң кимликини ениқлап чиққанлиқини тәкитләйду. Тайланд һөкүмити 2015-йили 6-айда, балилар вә аялларни асас қилған 179 нәпәр уйғурни түркийәгә йолға селип, арқидинла 109 нәпәр уйғур мусапирини хитайға өткүзүп бәргән.

Шуниң арқисидинла тайланд пайтәхти банкокниң шәһәр мәркизидики бир будда ибадәтханисида тайланд тарихидики әң еғир партлаш йүз берип, 20 дәк адәм өлгән. Тайланд һөкүмити партлашниң уйғур мусапирлирини хитайға өткүзүп бериш билән четишлиқ икәнликини рәт қилсиму, әмма икки уйғур партлашқа четишлиқ, дәп қолға елинған. Нирола әлима, әйни вақитта хитайниң тайланд лагерлиридики 377 нәпәр уйғурни қайтуруп беришни тәләп қилғанлиқи, икки тәрәп 109 нәпәр уйғурниң қайтурулғанлиқини қәйт қилсиму, әмма аз дегәндә 150 киши қайтурулған, дәп пәрәз қилғанлиқини тәкитләйду.

Бу доклат тайланд лагерида қелип қалған ахирқи 48 нәпәр уйғур мусапириниң тәқдири, йәнила мәвһум вәзийәттә туруватқан бир пәйттә елан қилинди. “хитайдин җәсурларчә қечип чиқиш вә дишварчилиқниң башлиниши” мавзулуқ бу доклатниң елан қилиниши, бир қисим ғәрб сиясийонлириниң тайланд лагеридики уйғурларниң тәқдиригә болған диққитини тартқан. Бу доклат елан қилинип арқидинла хәлқара парламентлар хитай иттипақидики 26 дөләтниң 50 нәпәр парламент әзаси, б д т мусапирлар алий комиссари филиппо грандиға хәт йезип, униң тайланд лагеридики уйғур мусапирлириниң мәсилисигә арилишиши вә мусапирларни қоғдишини тәләп қилған.

 Б д т мусапирлар мәһкимисиниң уйғурлар мәсилисидики хизмити әйиблинип кәлгән болсиму, әмма бу орган 13-ноябир радийомиз мухбириға бәргән язма баянатида, өзлириниң тайланд һөкүмити билән уйғур мусапирлар мәсилиси бойичә йеқин музакиридә болуп келиватқанлиқини ейтқан. Баянатта мундақ дейилгән: “б д т мусапирлар мәһкимиси алақидар шәхсләрниң узун муддәт тутуп турулуши вә һәл қилиш чарисиниң болмаслиқидин қаттиқ әндишә қилмақта. Биз тайланд даирилири билән йеқиндин музакирә елип бериватимиз, бу узун муддәтлик тутуп турушқа хатимә бериш үчүн давамлиқ һәрикәт қилип, һәл қилиш чариси издәватимиз”.

Һалбуки, тайландни база қилған “кишилик һәқләрни күчәйтиш тәшкилати” ниң директори җон кюнлей (John Quinley) , б д т мусапирлар мәһкимисиниң уйғур мусапирлирини қоғдаш бурчини ада қилмиғанлиқини тәкитлимәктә. Җон кюнлей 12-ноябир мухбиримизға бәргән бу һәқтики язма инкасида мундақ дегән: “б д т мусапирлар мәһкимиси (уйғур) тутқунлириниң қоюп берилишини қолға кәлтүрүштә бәк аста һәрикәт қилди һәм сүкүт қилди. Б д т мусапирлар мәһкимисиниң өткән йили ашкариланған һөҗҗәтлири, униң уйғур мусапирлирини қоғдаш бурчини ада қилмиғанлиқини көрсәтмәктә.”

Юқирида тәтқиқатчи ниролла алима билән бен маукниң “ню-йорк вақти” гезитидә елан қилинған уйғур мусапирлириниң чәт әлгә қечиш темисидики “хитайдин җәсурларчә қечип чиқиш вә дишварчилиқниң башлиниши” мавзулуқ тәкшүрүш доклати һәққидики пирограммимизни аңлидиңлар. Бу пирограмминиң давамини кейинки аңлитишимизда диққитиңларға сунимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.