Ана вәтән хәвпсизлики министири майоркас, уйғур сиясий панаһланғучилири мәсилисиниң қолайлаштурулушқа мәркәзләшкәнликини билдүрди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.07.10
Alejandro-Mayorkas-AP Америка ана вәтән хәвпсизлики министири алихандро майоркас (Alejandro Mayorkas) бирләшмә агентлиқниң зияритини қобул қиливатиду. 2024-Йили 21-июн, вашингтон
AP

Америка ана вәтән хәвпсизлики министири алихандро майоркас (Alejandro Mayorkas) 9-июл вашингтондики нопузлуқ бир ақиллар амбирида өткүзүлгән уйғур мәҗбурий әмгикиниң йеңи фиронти” намлиқ доклат бериш йиғинида, уйғур сиясий панаһланғучилириниң мәсилисиниң қолайлаштурулушқа мәркәзләшкәнликини билдүргән. Майоркасниң тәкитлишичә, експлататсийә җинайитидики әң муһим һалқа шәхсләрниң тәсиригә учриши болуп, шуңа америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи експлататсийә җинайитиниң зиянкәшликигә учриғучи шәхсләрни мәркизи нуқта қилиш йолини тутмақтикән.

Алихандро майоркас 9-июл вашингтонни база қилған “хәлқара вә истратегийә тәтқиқат мәркизи” ақиллар амбирида елан қилған сөһбәттә, америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң америка “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” иҗра қилинишқа башлиған 2022-йилидин буян еришкән утуқлар вә дуч келиватқан хирислар, шундақла буниңдин кейин қилинидиған хизмәтләр һәққидә тохталған.

Майоркас, експлататсийә җинайитиниң шәхскә болған тәсири сәвәблик зиянкәшликкә учриғучи шәхсниң бу йәрдики мәркизи амил икәнлики, шундақла уйғур сиясий панаһланғучилириниң панаһлиқ мәсилисини қолайлаштурушқа мәркәзләшкәнликини ейтқан. Майоркас мундақ дегән: “уйғур җамаәтчиликиниң мәсилисидә, әгәр бирәрси мени чәткә тартип сориса, мән бу җамаәтчиликтики кишиләрниң сиясий панаһлиқ илтимасини беҗиришни қолайлаштурушқа капаләтлик қилишниң мәркәзләшкәнликини ейталаймән” дегән. Лекин майоркас сөзидә уйғурларниң сиясий панаһлиқ илтимасиниң конкрет қандақ қолайлаштурулғанлиқиға аит тәпсилий чүшәнчә бәрмигән.

Майоркасниң қәйт қилишичә, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” иҗра қилиниватқан икки йилдин бери, уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлириниң америка базириға киришини чәкләштә нурғун утуқларға еришиш билән бир вақитта йәнә бәзи хирисларғиму дуч келингән.

Майоркас мундақ дәйду: “сөзни биз дуч кәлгән риқабәттин башлисам, очуқ-ашкара болмаслиқ бәзи һалларда йәр шари тәминләш зәнҗирини ениқлашта дуч келидиған муһим риқабәттур. Йәнә бир муһим риқабәт мәҗбурий әмгәк мәһсулати билән қанунлуқ сода яки қанунлуқ мал йөткәшни бир-биридин пәрқләндүрүш, уларни арилаштуруп қоймаслиқтур. ”

Лекин майоркас, йәнә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” йолға қоюлуп қисқиғинә икки йил ичидә зор утуқларға еришилгәнликини тәкитләйду. Униң көрситишичә, улар бу икки йилда мәҗбурий әмгәккә четишлиқ қиммити 3. 4 Милярт долларлиқ 9 миң мал йолланмисини тохтитип қойған, 68 ширкәтни қара тизимликкә киргүзгән, шундақла хәлқара вә карханилар билән кәң шерикчилик мунасивити шәкилләндүргән.

Майоркас мундақ дәйду: “бәлким, икки йил узундәк билиниши мумкин. Лекин йеңи бир қанунни чиқириш, уни иҗра қилиш вә нәтиҗигә еришиш үчүн икки йил наһайити азлиқ қилиду. Биз наһайити тез һәрикәт қилдуқ. ”

Майоркас, өзлириниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни қаттиқ иҗра қилишта қанун иҗра қилишниң өзлириниң вәзиписи болупла қалмай, бәлки бу қанунниң мәркизидә инсанлар чекиватқан изтирапниң ятқанлиқини билдүргән. Майоркасниң қәйт қилишичә, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” нурғун саһәләрниң тәминләш зәнҗиригә тәсир көрсәткән полисиликон тәминләш зәнҗири көрүнәрлик тәсиргә учриған саһәләрниң бири икән. Һалбуки, “шәрқий асия мунбири” ториниң билдүрүшичә, нөвәттә дуня күнтахта тәминләш зәнҗириниң 80 пирсәнттин көпрәки хитайда, дунядики полисиликонниң тәхминән 35 пирсәнти уйғур елидә ишләпчиқирилмақта икән.

Майоркас “хәлқара вә истратегийә тәтқиқат мәркизи” дики сөһбәттә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” сәвәблик хәлқара полисиликон тәминләш зәнҗириниң уйғур елидин йөткиливатқанлиқини ейтқан.

Майоркас мундақ дәйду: “күнтахтиға ишлитилидиған полисиликонни алсақ, полисиликон тәминләш зәнҗириниң шинҗаңдин ибарәт күнтахтиға ишлитилидиған әң муһим полисиликон ишләпчиқириш базисиға тайиништин зор көләмдә йирақлишиватқанлиқи, тәминләш зәнҗириниң бу җайдин башқа җайға йөткиливатқанлиқини көримиз. Мән шуниңға ишинимәнки 2026-йилиға барғанда шималий америка вә һиндистанниң күнтахта дәриҗилик полисиликон ишләпчиқириши 200 пирсәнткичә ешиши мумкин. ”

Майоркас уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлирини чәкләштә зор утуқларға еришкәнликини қәйт қилсиму, әмма уйғур тәшкилатлири буниң йетәрлик әмәсликини қәйт қилмақта. “хәлқара вә истратегийә тәтқиқат мәркизи” дики йиғинға қатнашқан “америка уйғур бирләшмиси” ниң рәиси әлфидар елтәбир, америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ ширкәтләр қара тизимликини техиму кеңәйтиши керәкликини тәкитләйду.

Әлфидарниң 9-июл мухбиримизниң бу һәқтики зияритини қобул қилғанда көрситишичә, уйғур мәҗбурий әмгики пәқәт әмгәк һоқуқлирини дәпсәндә қилиш биләнла чәклинип қалмайдикән. У, мәҗбурий әмгәк уйғур ирқий қирғинчилиқиниң бир парчиси икәнликини билдүриду.

 “хәлқара вә истратегийә тәтқиқат мәркизи” дики бу қетимлиқ сөһбәт, уйғур елидә мәҗбурий әмгәкниң техиму көләмлишиватқанлиқи вә системилишиватқанлиқи, уйғурларниң “йөткәп ишқа орунлаштуруш” намида давамлиқ хитай өлкилиригә йөткиливатқанлиқи қәйт қилиниватқан бир вақитта өткүзүлгән. Бу вәзийәткә қарита америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң рәһбәрликидики “америка уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” хизмәт гурупписи йеқинда қара тизимликни кеңәйтип, хитайниң алюмин, аяқ кийим-кечәк, деңиз мәһсулатлири вә тоқумичилиқ саһәсидики бәзи карханилирини тизимликкә киргүзгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.