Рәйчил һаррис: “хитай һөкүмити уйғур тарихини хитай тарихиға бағлаш үчүн уйғур мәдәнийәт тарихиниму қайта йезиватиду”

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2024.11.20
london-sohbet-Rachel-Harris-1024 Пирофессор рәйчил һаррис (Rachel Harris) “чегра һалқиған муқам” дегән темида лексийә сөзләватиду. 2024-Йили 15-ноябир, әнглийә
Eziz Eysa Elkun

Әнглийәдики хан җәмәти антропологийә институти 15-ноябир күни даңлиқ етно-музикашунас пирофессор җон билакиң (John Blacking) ниң шәрипигә атап “билакиң лексийәси” уюштурған. Бу лексийә һәр йили өткүзүлүп келиватқан болуп, бу йиллиқ лексийә “чеградин тиңшаш: милләт һалқиған етнографийә вә иқтидар” дегән темида өткүзүлгән, лондон университети шәрқшунаслиқ вә африқа институти (SOAS) бу паалийәткә һәмкарлашқан.

Лондон университети шәрқшунаслиқ вә африқа институти (SOAS) ниң пирофессори рәйчил һаррис (Rachel Harris) ханим мәзкур паалийәттә уйғурларниң 12 муқамини асас қилған һалда, “чегра һалқиған муқам” дегән темида лексийә бәргән. У лексийәсидә асаслиқи етнографийә җәһәттин уйғурлар билән әң йеқин болған өзбекләрдә сақлинип қалған муқамлар билән уйғурлардики 12 муқамниң бағлиниши вә ортақлиқи һәққидә тохталған. Униңдин башқа уйғур муқамлириниң һазирқи әзәрбәйҗан вә иранда орунлинидиған муқамлар билән бағлиниши һәққидиму мәлумат бәргән. Рәйчил ханим бу лексийәдә муһаҗирәттики уйғур сопилар билән елип барған сөһбәтләр вә улар орунлиған нахша-музикилардики пурақ үстидиму тохталған.

Лексийә түркийәниң анатолийә районидин кәлгән түрк музикант осман бәйсал вә қәшқәрдә туғулуп чоң болған уйғур музикант шөһрәт нурниң орунлишидики нәқ мәйдан иҗади музикилар билән давам қилған.

Әнглийәдики хан җәмәти антропологийә институти 15-ноябир күни “чеградин тиңшаш: милләт һалқиған етнографийә вә иқтидар” дегән темида лексийә өткүзүлгән болуп, лексийәгә қатнашқанларниң хатирә сүрити. 2024-Йили 15-ноябир, әнглийә
Әнглийәдики хан җәмәти антропологийә институти 15-ноябир күни “чеградин тиңшаш: милләт һалқиған етнографийә вә иқтидар” дегән темида лексийә өткүзүлгән болуп, лексийәгә қатнашқанларниң хатирә сүрити. 2024-Йили 15-ноябир, әнглийә
Eziz Eysa Elkun

Хан җәмәти антропологи институти етно-музика вә етно-иҗадийәт комитети рәиси, уссул вә мәдәнийәт иҗрачиси кәспиниң пирофессори ән дәйвид (Ann David) ханим мәзкур паалийәткә риясәтчилик қилған болуп, у радийомизниң зияритини елхәт арқилиқ қобул қилди.

У паалийәт һәққидә мундақ дәп язған: “пирофессор рәйчил һаррис лексийәсидә муһаҗирәттики уйғурлар билән елип барған тәтқиқатиниң наһайити өзгичә бир қисмини биз билән ортақлашти. У лексийәсини муһаҗирәттики уйғур сәнәткарлириниң йеқимлиқ музикилири, муңлуқ нахшилири, һәтта дуалар билән бирләштүргән болуп, наһайити тәсирлик иди. Кишини ойға салатти”.

Рәйчил һаррис ханим бу һәқтә радийомизға сөз қилип мундақ деди: “мән лексийәдин пайдилинип ‛милләттин һалқиш‚ түри бойичә елип бериливатқан бир қисим тәтқиқатлиримни тонуштурдум. Бу тәтқиқат түриниң бәзилири уйғур мәдәнийити, диний қаидиләргә әмәл қилиш вә (уйғур) музикилириниң оттура асия вә кәң мусулман дунясиниң мәдәнийитигә қандақ бағлинидиғанлиқи һәққидә кишини ойландуриду”.

У өзи елип барған тәтқиқатлар һәққидә қисқичә чүшәнчә берип мундақ деди: “биз һазир түркийәдә муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлардин сопизм әгәшкүчилири билән һәмкарлишиватимиз. Уларниң сопизм һәққидики өгиниш тарихи вә сүргүнгә мәҗбурлиниш тарихини топлаватимән. Униңдин башқа чегра һалқиған сопизмниң ортақ тарихини тәтқиқ қиливатимән, болупму уйғур райониниң җәнуби билән өзбекистанниң пәрғанә вадиси райони оттурисидики нәқшибәнди тәриқитиниң тарихи вә уларниң бу чеграларға қандақ тарқалғанлиқи һәққидә тәтқиқат елип бериватимән. Музика архиплирини селиштуруп аңлаватимән. Өзбек муқамлири билән уйғур 12 муқамниң оттурисидики бағлинишқа диққәт қиливатимән. Ахирида бизниң қилмақчи болғинимиз бир қисим йеңи иҗадий һәмкарлиқларни барлиққа кәлтүрүш, йәни өзбекистан музикантлири вә уйғур музикантлирини бир йәргә йиғип, улардин бир-бириниң алаһидиликлири үстидә издинишни вә иҗадий бағлинишни вуҗудқа чиқиришни тәләп қилмақчимиз.”

Түрк музикант озан байсал (Ozan Baysal) түрк чалғуси бағлама билән, уйғур музикант шөһрәт нур уйғур чалғуси сатар билән тәңкәш қилип бирликтә саз челиватқан көрүнүш. 2024-Йили 15-ноябир, әнглийә
Түрк музикант озан байсал (Ozan Baysal) түрк чалғуси бағлама билән, уйғур музикант шөһрәт нур уйғур чалғуси сатар билән тәңкәш қилип бирликтә саз челиватқан көрүнүш. 2024-Йили 15-ноябир, әнглийә
Eziz Eysa Elkun

Рәйчил ханим лексийәсини түрк музикант озан байсал (Ozan Baysal) ниң түрк музика әсваби бағлама вә уйғур музикант шөһрәт нурниң уйғур музика әсваби раваб вә дутар билән орунлиған нәқ мәйдан иҗади музика билән ахирлаштурған.

Ән дәйвид ханим хетидә бу музика иҗраси һәққидә алаһидә тохталған болуп, мундақ дәп язған: “рәйчил өзи билән биллә тәтқиқат елип бериватқан вә йеңи музика иҗад қиливатқан талантлиқ икки музикантни тонуштурди. Улар сәһнидә наһайити гүзәл номурларни орунлиди. Уларниң номурлири кәң тамашибинларниң қизғин алқишиға еришти. Нурғун кишиләр паалийәттин кейин музикантлар билән сөзләшти. Һәр икки музикант һәқиқәтән билимлик вә иқтидарлиқ иди. Тамашибинлар уларниң номурлиридин наһайити һузурланди, мән бу музикиларни рәйчилниң лексийәсидә оттуриға қойған нуқтиларға бәкму мас кәлди, дәп ойлаймән.”

Рәйчил ханим бу тәтқиқатиниң йәнә бир тәрипи барлиқини ейтип мундақ деди: “әлвәттә бу түрниң сиясий тәрипи бар. Бүгүнки аталмиш шинҗаң мәдәнийитини тәтқиқ қилиштики йүзлинишкә қарайдиған болсақ, хитай һөкүмити уйғур тарихини хитай тарихиға мәһкәм бағлаш үчүн уни қайта йезиватиду. Мән бу тарихниң интайин бурмиланғанлиқини байқидим. Уйғур тарихи вә мәдәнийити билән өзбекистанда туруватқан хәлқләрниң тарихи вә мәдәнийити оттурисидики бағлинишларға қарайдиған болсақ, мениңчә, уйғур тарихи, мәдәнийити вә дининиң қәйәргә бағлинишлиқ икәнликини техиму яхши биләләймиз.”

Мәлум болушичә, хан җәмәти антропологи институтиниң толуқ исми әнглийә вә иреландийә ханлиқ инсаншунаслиқ институти (RAI) болуп, 153 йиллиқ тарихқа игә болуп, 1871-йили қурулған. Мәзкур институт асаслиқи инсаншунаслиқ чүшәнчисини, шундақла инсаншунаслиқниң аммиви ишлар вә иҗтимаий мәсилиләргә қошқан төһписини илгири сүрүшни мәқсәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.