Рәйһан әсәт: “хитай соливәткән уйғурларниң җәмий қамақ муддити 4 милйон 400 миң йилға бариду”
2024.08.16
Америкадики кишилик һоқуқ адвокати вә паалийәтчиси рәйһан әсәт йел университетидики мин ким (Min Kim) билән һәмкарлишип, “дүшмән көрүлгән уйғурлар: хитайниң қанунлаштурулған мустәбит зулуми вә кәң көләмлик қамаққа елиш” намлиқ бир доклат тәйярлиған болуп, йел университетиниң ирқий қирғинчилиқ тәтқиқат түригә аит доклат сүпитидә елан қилинған.
Доклатниң кириш қисмида берилгән мәзмун төвәндикичә:
Коммунист хитайниң уйғурларға йүргүзүп кәлгән зулум сиясити вә бастуруши 75 йилдин буян давам қилип келиватқан болуп, 2014-йилдин кейин болса хитай “қаттиқ зәрбә бериш һәрикити” қозғап, өтмүштики зулум вә бастурушини тезләтти һәм уни юқири пәллигә көтүрди. Хитайниң уйғурларға елип барған бу кәң көләмлик бастуруши, милйонлап адәмни тутуп түрмә-лагерларға солиши қандақтур “әсәбийликни түгитип, террорлуққа зәрбә бериш һәрикити” дәп аталди. Хитай коммунистлири һәтта өзиниң бу җинайитини “террорлуққа қарши хәлқ уруши” дәп атиди.
Хитай һөкүмити бу җинайәтлирини “шинҗаңни қанун бойичә идарә қилиш” рамкисиға селип, уйғурларға қарши иҗра қилған қәбиһ җинайәт вә ирқий қирғинчилиқини “қанун бойичә зәрбә бериш” дәп ниқаблап, хәлқи аләмгә хитайниң “қанун дөлити” икәнликини җар селип кәлди. Хитайниң аталмиш “әсәбийликни түгитип, дөләт хәвпсизликини қоғдаш” намида иҗра қилип келиватқан “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикити әмәлийәттә милйонлиған бигунаһ уйғурлар вә башқа түркий милләтләрниң һаяти вә турмушини тәлтөкүс вәйран қилған болуп, хәлқара қанун, һәтта хитайниң өзиниң қануниғиму тамамән хилап.
2022-Йил б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханиси (OHCHR) хитайниң “террорлуққа қарши уруш” дәп ативалған кәң-көләмлик тутқун қилиш һәрикитидә қурған вә “кәспий тәрбийәләш мәркизи” дәп ативалған 4 орунда инсанларни хорлаш қилмишлириниң мәвҗутлуқини, әмәлийәттә у орунларниң чоң көләмлик йиғивелиш орунлири (лагерлири) икәнликини дәлилләп чиқти. Улар тәкшүрүш арқилиқ хитайниң бу қилмишлириниң хәлқара җинайәт, йәни инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүридиғанлиқини бекитип чиқти.
Бәш йилдин буян хәлқара җәмийәт буниңға күчлүк наразилиқ билдүргән һәм әйиблигән болсиму, хитай йәнила милйонлиған уйғур вә башқа милләтләрни түрмә-лагерларда хорлашни давам қилди. Дуня бу киризисни тохтиталмиди. Ковид мәзгилидин кейин хитай бу җинайәтлирини йошуруп, ғәрб таратқулири алдида өзини ақлашқа, саяһәтчиләрни җәлп қилишқа башлиди. Ақ террорлуқ қаплиған мудһиш мәнзириләр, йәни җай-җайлардики тәкшүрүш понкитлири, һәммә яқни қаплиған камералар зиярәтчи меһманлар вә саяһәтчиләрниң көзигә челиқмайдиған шәкилдә тиқиштурулди. Әмма хитайниң бастуруши түгимиди, бәлки уйғурларни омумйүзлүк қамаш вә тәқиб астиға елиш қанунлаштурулди-дә, шу арқилиқ җинайәтни йошуруш асанлаштурулди.
Адвокат рәйһан әсәт бу доклатни тәйярлаш сәвәбини баян қилип мундақ деди: “һәммигә мәлум, хитай 10 йилға йеқин вақиттин бери уйғурларни кәң көләмдә бастуруп келиватиду. Башқа киризислар түпәйлидин дуняниң бу мәсилигә диққити азлаватиду. Әмма уйғур елидики қәбиһ зораванлиқ техи тохтиғини йоқ. Әмәлийәттә хитай һазир мустәбитлик җеңиға тәйярлиниватиду, хәлқара қанунға хилаплиқ қилип, нурғун кишиләрни түрмигә солаватиду; бир яқтин ялған, хата тәшвиқатларни қанат яйдуруп, инсанларниң каллисида бу қәбиһ җинайәтниң растлиқиға гуман пәйда қиливатиду. Биз бу доклатни тәйярлаш арқилиқ инсанларға хитайдики қанунлуқ бастурушниң хәтирини билдүрмәкчи, шундақла дуняниң диққитини хитайниң бу җинайитигә қайтидин мәркәзләштүрмәкчи”.
Доклатниң мәзмуни төт қисимдин түзүлгән болуп, биринчи қисмида хитайниң уйғурларни халиғанчә тутқун қилишни қанунлаштурғанлиқи, иккинчи қисмида, хитайниң уйғурларни қанунсиз тутуп, қанунсиз йәрләргә солиғанлиқи, қанун тәртиплирини керәк қилмиғанлиқи, қанунсиз һалда қаттиқ қийниғанлиқи, уйғур нопусиниң көпийишини вәйран қилғанлиқи, үчинчи қисмида болса, хитайниң уйғурларға елип барған инсанийәткә қарши җинайәтлири вә ирқий қирғинчилиқи вә бундақ еғир кишилик һоқуқ җинайәтлирини хитайниң қандақ қилип қанунлаштурғанлиқи нуқтилиқ баян қилинған. Төтинчи қисмида, бу ирқий қирғинчилиққа қарши туруш вә уни тохтитиш һәққидә хәлқара җәмийәт, б д т вә кишилик һоқуқ органлириға тәвсийәләр берилгән.
Адвокат рәйһан әсәт йиллардин бери уйғурлар арисида испат топлаш арқилиқ хитайниң кишилик һоқуқ җинайәтлирини хатириләшкә, уни тохтитишқа тиришип кәлмәктә икән. Әң муһими, рәйһан әсәт бу доклатта хитайниң уйғурларни системилиқ вә кәң көләмлик тутқун қилишиниң инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқ җинайити шәкилләндүрүпла қалмастин, бәлки униң хәтири наһайити чоң болған зор көләмлик “қанун иҗра қилиш” қилмиши икәнликини испатлиған. Доклатта көрситилишичә, 2-дуня урушидин буян көрүлүп бақмиған бундақ зор көләмлик тутқун қилиш вә қамаққа һөкүм қилиш мутәхәссисләр ейтқан “қануний мустәбитлик” ниң әң юқири пәллиси һесаблинидикән вә инсанлар буниңдин агаһ болуши керәк икән.
Рәйһан әсәт мундақ деди: “хитайниң қанунсиз шәкилдә уйғурларни кәң көләмдә тутуп қамиши, қамақта уларни қийниши вә дунядин мәхпий тутуши кишини чөчүтиду. Әмма биз хитайниң бу қилмишлириниң барлиқ уйғур пуқралириға кәлтүргән ақивитини конкрет тәһлил қилдуқ вә әң төвән мөлчәрлигәндиму, уйғур мәһбуслириниң җәмий 4 милйон 400 миң йил қамақта ятидиғанлиқини һесаблап чиқтуқ. Бу уйғурлар өз мәһәллиси вә мәдәнийити билән учришалмайду, биз бу йәрдә бу зор көләмлик қамаққа елишниң тәсирини тәкитлидуқ. Бу тәсир бир адәмни қамаққа һөкүм қилиш биләнла чәкләнмәйду. Бундақ зор көләмлик қамаққа елиш дуняда көрүлүп баққан әмәс. Хитайниң уйғурларни 4 милйон 400 миң йил қамақта тутуп турушиға йол қоюш, уйғурларниң һаятий күчини йоқитиш демәктур”.
Рәйһан әсәтниң ейтқинидәк, бу доклатта хитайниң уйғурларни зор көләмдә тутқун қилиш җинайитиниң қанчилик еғирлиқи үстидә һесаб-китаб елип берилған. Доклатта мөлчәрлинишичә, әгәр уйғурларни түрмә-лагерға кәң көләмдә қамаш мушу бойичә давам қилса, қамақтики уйғурниң мәһбуслуқ муддити җәмий 4 милйон 400 миң йилға йетидикән. Йәни әркинлики тартивелинған уйғурларниң набут қилинған вақти 4 милйон 400 миң йилға баридикән.
Йел университети сиясәт бөлүминиң лектори, ирқий қирғинчилиқ тәтқиқат түриниң директори давид саймон (David J. Simon) Бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У бу хил һесаблашниң алаһидә бир хил һесаблаш икәнликини, уйғурлар кәң көләмлик тутқун қилинған әһвалда бу тутқун қилишниң көлими, миқдари вә уйғурларға зиянкәшлик қилиш дәриҗисини билиштә муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрүп мундақ деди: “кәң көләмлик қамақ түзүми түпәйлидин хитайдики уйғурлар қанчилиған әмгәк күчидин айрилди, йәнә келип бу хил түзүм бир милләткила (уйғурларғила) қаритилған сиясәт, қорал күчи вә җазалашни асас қилған. Миң яки 100 миң адәм болсун, қанчилик адәм болушидин қәтийнәзәр һәммиси қамалди. Бу санлар уларниң қанчилик узун қамалғанлиқини билдүрәлмәйду. Мәнчә, уларниң йоқатқан йилини қошуп кәлсә, түрмидә йетиватқан уйғурлар җәмий 4 милйон 400 миң йилини йоқатқан болиду. Бу, кишини һәқиқәтән чөчүтиду. Доклатниң аптори маңа шуни тәкитләп ейттики, бу техи әң адәттики мөлчәр, һалбуки хитайниң қануниға көрә, уйғур сиясий җинайәтчиләрниң қамақ муддити техиму көп”.
Хитай көп йиллардин бери “шинҗаңни қанун билән идарә қилиш” дәп давраң селип, әмәлийәттә қанунни уйғурларни бастурушниң қорали сүпитидә пайдилинип кәлгән болуп, мәзкур доклатта бу нуқта интайин ениқ вә пакитлиқ баян қилинған. Давид саймон бу һәқтә мундақ дәйду: “бу доклатниң йәнә бир алаһидилики, у хитайниң қанун системиси вә қануний тәртип қалпиқидин қандақ пайдиланғанлиқини очуқ көрситип бәргән. Башқа дөләтләрниң нәзәридә, хитайниң қанун системиси унчилик өз бешимчи (зораван) әмәс, һәтта бәзи дөләтләрниң нәзәридә у әқилгә мувапиқ. Әмма уни мәзкур доклатниң апториға охшаш әстайидил көзәткәндә шуни көримизки, қанунму сепи өзидин зораван болалайду, бәлки у алаһидә сиясий мәқсәт үчүн ишлитилгәндә шундақ болалайду. Демәкчимәнки, хитайдики қанун-түзүм кишилик һоқуқ вә инсаний қәдир-қиммәтни аяғ-асти қилидиған бир нәрсидур” .
Рәйһан әсәтниң қаришичә, хитайдики қанун хәлқниң һоқуқ-мәнпәәтини әмәс, мустәбит һакимийәтни қоғдайдиған қоралдур. Хитайда даим охшимиған көз қараштикиләр, мухбирлар, паалийәтчиләр дүшмән дәп қарилип кәлгән, һазир болса уйғурларниң һәммиси дүшмән қатарида көрүлүшкә башлиди. Шуниң билән хитай “қанун” ни қорал қилип уйғурларға һуҗум башлиди. Рәйһан әсәт бу һәқтә мундақ дәйду: “уйғурларни тутуп солашнила билидиған бу қанунниң һечқандақ қануний асаси йоқ, уйғурла болсиңиз, 15, 20 йиллиқ кесилисиз, һечқандақ қануний йол билән адаләт тәләп қилалмайсиз. Чүнки хитай һөкүмити “қанун бойичә” дегәнлириниң һәммиси қанунда асасий йоқ нәрсиләр. Доклатимда мән буларни ашкарилаш арқилиқ, нөвәттики мушу қәбиһ зораванлиқни, йәни кәң көләмлик қамап қоюшни тохтитишни нишан қилдим”.
Доклатта йәнә, хитайниң бу қетимлиқ қәбиһ зиянкәшликиниң милйонлиған уйғурниң һаятини набут қилипла қалмай, уларниң кәлгүси әвладлириниң иззәт-ғуруриниму йәр билән йәксан қилғанлиқи, уларниң бай-баяшат вә әркин яшаш имканийитиниму йоқатқанлиқи оттуриға қоюлған. Доклатта билдүрүлүшичә, уйғурларға елип берилған бу сиясий қәстләш, дүшмәнлик вә ирқий қирғинчилиқниң уйғур әвладлириға көрситидиған апәт характерлик тәсири өз алдиға айрим тема болуп, уни ичкириләп тәкшүрүш вә тәтқиқ қилиш керәк икән.