“чеградин өтүш” намлиқ китабқа уйғурларниң һаят һекайиси киргүзүлгән

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2024.10.31
Brynjulf-Handgaard-chegradin-otush-1 “чеградин өтүш” намлиқ китабниң аптори бринюллф һандгард(Brynjulf Handgaard) мәзкур китабиға һекайиси киргүзүлгән уйғур зиялийси мәрйәм султан билән. 2024-Йили 29-өктәбир, норвегийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Норвегийәлик язғучи бринюллф һандгард (Brynjulf Handgaard)ниң “чеградин өтүш” намлиқ китабиға уйғурларниң һекайиси киргүзүлгән.

Йеңидин нәшир қилинған бу китабтики әң озун вә әң ечинишлиқ һекайә норвегийәдики уйғур зиялийси мәрйәм султанниң һаят һекайиси икән. 29-Өктәбир күни норвегийәниң әдәбият шәһири дәп аталған лилләхамер шәһиридә өткүзүлгән китаб тонуштуруш паалийитигә бу китабқа һекайиси киргүзүлгән мәрйәм султанму алаһидә тәклип билән қатнашқан. Мәрйәм султан радийомизниң зияритини қобул қилип, бу китабқа өзиниң һаят һекайисиниң таллиниш җәряни һәққидики мәлуматларни тонуштуруп өтти.

Бу китабтин орун алған мәрйәм султанниң һекайисидә, униң йирақ тәклимакан гирвикидики ақсудин йирақ сиканденавийә йерим арилидики норвегийәгә келип йәрлишиш җәряни, уйғур зиялийларниң бешиға кәлгән аччиқ күлпәтләр арқилиқ йорутуп берилгән. Бу һәқтә мәзкур китабниң аптори зияритимизни бринюллф һандгард қобул қилип, өзиниң мәрйәмниң һекайисини йезиш җәрянидики туйғулирини биз билән ортақлашти.

Бринюллф һандгард (Brynjulf Handgaard)ниң “чеградин өтүш” намлиқ китабини тонуштуруш паалийитидә лилләхамер шәһириниң шәһәр башлиқи ечилиш нутқи сөзлимәктә. 2024-Йили 29-өктәбир, норвегийә.
Бринюллф һандгард (Brynjulf Handgaard)ниң “чеградин өтүш” намлиқ китабини тонуштуруш паалийитидә лилләхамер шәһириниң шәһәр башлиқи ечилиш нутқи сөзлимәктә. 2024-Йили 29-өктәбир, норвегийә.
RFA/Hebibulla Izchi

У мундақ деди: “мәрйәм билән тонушуштин бурун, мән уйғурлар һәққидә һеч нәрсә билмәйттим. Һазир у йәрдики қирғинчилиқ, күрәш вә зулумларни билимән. Бу явропа тарихидиму болуп өткән. Мән йәнә шуни билдимки, уйғурлар җенини алқиниға елип қоюп вәтинидин айрилғини билән, дуняниң нәригә бармисун йәнила өз вәтини һәққидики хияллири вә өз мәдәнийитиниң тәсиридә яшайдикән”.

Бу китабтики мәрйәмниң һаят һекайисидә униң әйни вақитта вәтинидин айрилиш җәрянида чағатай уйғур тилидики бир қәдимий қол язмини чеградин өткүзүштики қийин җәряни тонуштурулған икән. Мәрйәм зияритимиз җәрянида бу китабтики бу тәпсилатлар һәққидиму қисқичә мәлумат берип өтти.

Бу китабқа киргүзүлгән мәрйәмниң һекайисидә уйғур зиялийлири дуч келиватқан қисмәтләр алаһидә йорутуп берилгән. Йәни абдуқадир җалалидин, ялқун рози қатарлиқ уйғур зиялийлири дуч кәлгән паҗиәләр арқилиқ уйғур ирқий қирғинчилиқиниң уйғур зиялийлириға көрсәткән тәсири вә хитайниң зиянкәшликлириму әтраплиқ тонуштурулған.

Бринюллф һандгард (Brynjulf Handgaard)ниң “чеградин өтүш” намлиқ китабиға һекайиси киргүзүлгән 37 киши сәһнидә. 2024-Йили 29-өктәбир, норвегийә.
Бринюллф һандгард (Brynjulf Handgaard)ниң “чеградин өтүш” намлиқ китабиға һекайиси киргүзүлгән 37 киши сәһнидә. 2024-Йили 29-өктәбир, норвегийә.
RFA/Hebibulla Izchi

Бу китабниң нәшир қилинишини норвегийәдики хәлқаралиқ орган, йәни хәтәр астидики язғучи вә сәнәткарларни қоғдайдиған һөкүмәтсиз тәшкилат- “панаһланғучилар үчүн хәлқара шәһәрләр тори” қоллиған. Бу китабта дуняниң пәрқлиқ қитә вә дөләтлиридин сиясий, иқтисадий бесим вә урушлардин қечип кәлгән 37 нәпәр көчмәнниң һекайиси тонуштурулған.

Бу китаб норвегийәдики лиллахамер (Lillehammer) Шәһириниң намратлиқтин қутулуп, дунядики алдинқи қатардики иҗтимаий параванлиқ сәвийәсигә йәткән шәһәргә айланғанлиқиниң 100 йиллиқиға совға қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.