Тарих вә мәдәнийәт саһәсидики уйғур зиялийлириниң нуқтилиқ зәрбигә учришидики сәвәб немә?

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.02.11
Lagerdiki-Uyghur-Serxilliri.jpg Муһаҗирәттики тәтқиқатчи абдувәли аюп тәрипидин тәйярланған “тутқундики зиялийлар тизимлики” дики бир қисим зиялилар.
Sintash Media (Behram Sintash)

Хитай һөкүмити, уйғур районини “хитайниң бир қисми” ға айландуруш үчүн узундин буян “җуңхуа миллити” йәни бирла хитай мәдәнийитини уйғурларға сиңдүрүп уйғур мәдәнийити вә кимликни пүтүнләй йоқ қилишқа урунуп кәлмәктә.

 Бүгүнки күндә уйғурларниң миллий кимликини тәшкил қилғучи ядролуқ амиллардин болған уйғур мәдәнийити, шундақла бу мәдәнийәтниң қоғдиғучилири болған уйғур зиялийлириниң әң еғир зәрбигә учриғанлиқи мәлум. Радийомизниң илгирики ениқлашлири җәрянида, уйғур тарихи вә мәдәнийити саһәсидики төһпикар уйғур зиялийлири, җүмлидин язғучи-шаирлар, тарихчилар, тилшунаслар, фолклоршунасларниң көпләп түрмә-лагерларға ташланғанлиқи дәлилләнгән иди. Буларниң ичидә милләтниң тәқдири һәққидә көплигән мақалиләрни язған, уйғур җәмийитиниң пикир еқимиға тәсир көрсәткән ялқун рози, абдуқадир җалалидин қатарлиқ өткүр зиялийлардин башқа йәнә тарихчи аблиз орхун, фолклоршунас раһилә давут, тарихий романлири билән даң чиқарған ясинҗан садиқ чоғлан, җәмийәтшунаслиқ доктори зулпиқар барат өз баш қатарлиқ көплигән тәтқиқатчи вә язғучиларниң барлиқи мәлум болғаниди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқат мәркизиниң директори, доктор һенрик шаҗевски (Henryk Szadziewski) Хитай һөкүмити тәрипидин зиянкәшликкә учриған уйғур зиялийлар һәққидә доклат һазирлиған болуп, бу һәқтә радийомизға мундақ деди:

 “биз алдинқи доклатта 312 уйғур вә башқа түркий хәлқ зиялийлириниң лагер вә түрмиләрдә тутуп турулуватқанлиқини дәлилләр билән испатлидуқ. Биз бу зиялийларниң тутулғанлиқини уруқ туғқанлири, достлири, һөкүмәт һөҗҗәтлири арқилиқ дәлиллидуқ. Шуниңға ишинимизки, хитай һөкүмитиниң уйғур вә башқа түркий хәлқ зиялийлириға зиянкәшлик қилиши уйғур районида йүз бәргән инсанийәткә қарши җинайәтниң муһим бир қисми. Биз буни сәрхилларни йоқитишиң йеңи шәкли дәп атаймиз. Буниңдики мәқсәт, уйғур вә башқа мусулман түркий хәлқләрни вә уларниң кимликини йоқитиш” .

Хитай һөкүмити немә үчүн уйғурларниң тарихи вә мәдәнийитини тәтқиқ қилидиған уйғур зиялийлириға нуқтилиқ зиянкәшлик қилиду?

Түркийә һаҗәттәпә университети тарих факултетиниң дотсенти, доктор әркин әкрәм соалимизға җаваб берип мундақ деди: “уйғурниң бу сәрхиллири уйғур миллитиниң виҗданидур. Хитай һөкүмити уйғурларниң тарихини вә кимликини унтулдуруш арқилиқ уларни тәлтөкүс ассимилятсийә қилмақчи” .

Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, йеқинқи йилларда хитай милләтчиси ши җинпиң йолға қойған “барлиқ милләтләрниң мәдәнийитини җуңхуа мәдәнийитигә юғуруветиш” истратегийәси хитайдики барлиқ милләтләрни ассимилятсийә қилиш пиланиниң чирайлиқ атилишидур. Бундақ вәзийәттә уйғурларниң тарихи вә мәдәнийитини тәтқиқ қилғучи зиялийлар уйғурларниң кимлик еңини сақлап қелишта йетәкчи рол ойниғучилар болғини үчүн, хитай һөкүмитиниң көзигә мих болуп қадалған.

Уйғур елидә яшап, уйғур мәдәнийити тәтқиқати билән шуғулланған, һазир берлинда тәтқиқатини давамлаштуруватқан уйғуршунас доктор руни стенберг (Rune Stenberg) хитай һөкүмитиниң тарих вә мәдәнийәт саһәсидики зиялийларға зиянкәшлик қилиш сәвәбини чүшәндүрүп мундақ деди: “хитайниң уйғур сәрхиллири қилған кәң көләмлик зиянкәшлики 2014-йили йили башланди. Мениң раһилә давутқа охшаш достлирим вә хизмәтдашлирим һазир лагери вә түрмидә. Уларниң һеч бир гунаһи йоқ. Хитай һөкүмити уларни өзиниң һакимийити үчүн тәһдит һесаблиди. Улар тәтқиқати йәни пикир вә чүшәнчилири сәвәбидин зиянкәшликкә учриди. ”

Һазирғичә мәлум болған учурлардин қариғанда, хитай һөкүмити 2017-йил башлиған кәң көләмлик тутқунда диний саһәдикиләр вә милләт сөйәр зиялийлар алди билән зиянкәшликкә учриған болуп, улар уйғурларниң кимликини тәкитләш вә милләтни йеңи дәвргә лайиқ адәмләр қилип йетиштүрүш үчүн әҗир сиңдүргән төһпикарлар иди. Бүгүнки күндә хитай һөкүмити уларниң қәлимини сундуруп, меңисини ююш билән мәшғул болмақта. Мутәхәссисләрниң қаришичә, хитайниң мәқсити алди билән милләтниң йолбашчилири болған зиялийларни йоқ қилип, уйғурларниң кимлик еңи вә җасаритини өлтүрүш, андин пүтүн милләтни хитай кимлики астида ассимилятсийә қилиштур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.