Америка хәлқаралиқ диний әркинлик комитети хитайниң уйғур қирғинчилиқини қоллиған ислам әллири вәкилләр өмикини қаттиқ әйиблиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2023.01.12
Римда чақирилған “нотердам хәлқара диний әркинлик башлиқлар йиғини” да уйғур мәсилиси нуқтилиқ тема болди Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси нурий түркәл әпәнди 2-нөвәтлик “нотердам хәлқара диний әркинлик башлиқлар йиғини” да сөзлимәктә. 2022-Йили 20-июл, италийә.
cruxnow.com

Хитай һөкүмитиниң орунлаштуруши билән “дуня мусулман җамаәтлири кеңиши” ниң рәиси әли рашид нуаминиң йетәкчиликидики 14 дөләтниң вәкиллиридин тәшкилләнгән 30 нәччә кишилик бир өмәк 9-янивар үрүмчигә йетип келип, уйғур диярини зиярәт қилишқа башлиғаниди.

“дуня мусулман җамаәтлири кеңиши” вәкиллириниң уйғур дияридики аталмиш бу “зиярити” вә уларниң қирғинчилиқ техи тохтимиған уйғур дияриниң туприқида туруп, хитайниң қирғинчилиқ вә бастуруш сиясәтлирини ашкара қоллап елан қиливатқан баянатлири, иҗтимаий таратқуларда җиддий тәнқидий инкас қозғимақта, шундақла хәлқаралиқ диний әркинлик вә кишилик һоқоқ органлириниң қаттиқ тәнқидигә дуч кәлмәктә.

11-январ күни америка диний әркинлик комитети, мәркизи вашингтондики хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати радийомизға арқа-арқидин баянат йоллап, хитайниң орунлаштурши билән “дуня мусулман җамаәтлири кеңиши” башчилиқида тәшкиллинип уйғур диярини зиярәт қилған аталмиш мусулман дөләтлири вәкиллирини қаттиқ әйиблиди.

Америка хәлқаралиқ диний әркинлик комитетиниң рәиси нури түркәл имзасида радийомиз уйғур бөлүмигә йолланған байнатта мундақ дейилгән:

“ислам дөләтлири өлималиридин тәшкилләнгән вәкилләр өмикиниң шинҗаңға (уйғурлар “шәрқий түркистан” дәп атайду) зиярәттә болуши, бәлким кишилик һоқуқ җәһәттә хәлқараниң күчлүк тәнқидигә учриған хитай һөкүмитиниң бу бесимларни азайтиш вә йоқ қилиш үчүн мәхсус орунлаштурған урунуши болуши мумкин. Доклатқа асасланғанда, вәкилләр өмики хитай һөкүмитиниң райондики уйғур вә башқа түркий мусулманлирини рәһимсизләрчә бастурушини қанунлуқ қилип көрситидиған “терорлуққа қарши туруш”, “бөлгүнчиликкә қарши туруш” вә “ашқунлуққа қарши туруш” тәшвиқатиниң тәсиригә учриғандәк қилиду. Хитай һөкүмити буниңдин кейин чәт әл ислам өлималириниң бу хил зияритини қоллинип туруп, шинҗаңдики кәскин сиясәтлирини қанунлаштуралайду, һәтта күчәйтәләйду.”

Америка хәлқаралиқ диний әркинлик комитети юқириқи җиддий агаһландурушидин башқа йәнә уйғур кишилик һоқоқ вәзийити һәққидә һәр йили бир вә бир қанчә охшимиған доклатларни тәйярлап, хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзиватқан бастурушлириниң америка вә хәлқара тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекитилишидә, шундақла мунасип тәдбир-қанунларниң мақуллинишида зор рол ойнап кәлмәктә. Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиму, аталмиш мусулман әлләр вәкиллириниң уйғур дияридики зияритини тәнқидләп, өзиниң инкасини йоллиди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң муавин мудири мая ваң радийомизға әвәткән баянатида буларниң һәммиси хитай һөкүмитиниң бир оюни икәнликини көрситип өткән. Униңда мундақ дейилгән:

“хитай һөкүмити мусулман һөкүмәтләр вә ислам өлималирини ишлитип вә уларни сүйиистемал қилип өзини ақлимақта. Бу һөкүмәтләр вә өлималарниң мусулман қериндашлириниң дини һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқиға қариғуларчә көз юмғанлиқи кишини толиму үмидсизләндүриду. Әмма бу уларниң хитай һөкүмитиниң тәшвиқати үчүн ғайәт зор күч чиқарғанлиқиниң бир аламитидур.”

Мая ваң йәнә кишилик һоқони һимайә қилидиған охшимиған гурупа вә тәшкилатларниң мәзкур көз боямчилиққа җиддий инкас қайтурушиниң тәхирсиз икәнликини тәкитләп мундақ дегән:

“мән һәқиқәткә баһа беридиған гуруппиларниң болушини үмид қилимән. Һәқиқәтәнму бәзилири бар, улар һеч болмиғанда, хитай һөкүмитигә қарита кәскин соалларни сорайду. Әлвәттә, улар өз нөвитидә хәлқара ислам тәшкилатиға охшаш гуруппиларниң пикиригә тәсир көрситиду.”

“дуня мусулман җамаәтләр кеңиши” ниң башчилиқида тәшкилләнгән бу өмәкму, худди илгири хитайниң тәклипи билән уйғур диярини зиярәт қилған башқа мусулман дөләт вәкиллиридин пәрқсиз һалда, хитайниң уйғур қатарлиқ йәрлик мусулманларға йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитигә көз юмған. Улар йәнә уйғурларниң интайин баяшат вә хатирҗәм яшаватқанлиқини ейтқан, хитайниң уйғурларға қаратқан диний вә миллий сиясәтлирини махтап, хитайниң күткән йеридин чиққан.

12-январ күни “шинҗаң гезити” қатарлиқ хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири 10- вә 11-январ күнлири бу өмәкни башлап қәшқәр қәдимий шәһиридики өй вә дуканларни кәздүргән, қәшқәрдики һейтгаһ җамәсини зиярәт қилдурған.

Хитай даирилири орунлаштурған бу зиярәт өмики қәдәм басқан һәр қандақ җайда уларни уйғур артслар яңрақ нахша-музикилири билән күтивалған. Уларниң барғанла җайда йейиш-ичишлири, ‍алтайдики чаңға тейилиш мәйданида қар тейлип ойнашлири, сәнәт номурлирини көрүп чавак челишлири син көрүнүшлири арқилиқ көрситилгән. Бу син көрүнүшлири кәң тарқилип, һәр хил тиллардики чәт әл иҗтимаий таратқулирида күчлүк тәнқидкә учриған. Бәзи кишиләр инкас йезип, “мусулманларниң шәрипини төккәнлик”, “ислам диниға хиянәт қилғанлиқ” дәп әйиблигән.

Мәлум болушичә, бу өмәкниң хитайниң “шинҗаң сиясити” ни ази-ағзиға тәгмәй махтиши, болупму өмәк башлиқи али рашад әл нуаминиң баянати, чәт әлләрдики уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғапла қалмай, бәлки йәнә америкадики мусулман тәшкилатлириниң вә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлирниңму күчлүк тәнқидий инкасини қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.