Хитай һөкүмити уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи һарписида бихәтәрликни күчәйтмәктә
2005.09.07
Хитай һөкүмити уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқиниң алди- кәйнидә, туюқсиз вәқәләргә тақабил туруш үчүн, рәһбирий кадирларниң нөвәтчилик түзүмини орнитиш вә уларға алаһидә әһвал болмиса дәм елишқа рухсәт бәрмәслик һәққидә уқтуруш чүшүрди.
Хитай һөкүмәт мәтбуатлириниң хәвиридин ашкарилинишичә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң даимий һәйәт әзаси, үрүмчи шәһәрлик парткомниң секритари яң гаң сәйшәнбә күни ечилған җәмийәт муқимлиқ йиғинида бу уқтурушни елан қилған.
яң гаң сөзидә, "дүшмән күчләрниң бузғунчилиқ паалийәтлирини пилан басқучидила йоқитиш үчүн, җамаәт хәвпсизликини күчәйтишимиз, һошярлиқни өстүрүшимиз керәк" дегән. У йәнә бу җәрянда, уйғур елиниң башқа җайлиридин үрүмчигә кәлгән кимлик кинишкиси йоқ кишиләрни нуқтилиқ тәкшүрүп тазилаш, түрмидин қоюп берилгән кишиләр үстидин нуқтилиқ назарәт қилиш, аммиви әрз сунуш паалийәтлириниң алдини елиш қатарлиқ тәдбирләрни қоллинидиғанлиқини билдүргән.
Хитай һөкүмити уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқ тәбрик паалийәтлирини үрүмчидә өткүзидиғанлиқи үчүн, үрүмчиниң бихәтәрликини алаһидә күчәйтмәктә.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, хитай һөкүмитиниң уйғур елини бесивалғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш үчүн бу хил юқири бесимлиқ сиясәтләрни йүргүзгәнликини тәнқид қилип, бу қетимқи тәбрикләш мурасимлириниң "тоқмақ астидики тәнтәнә" болидиғанлиқини билдүрди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити уйғур мустәқилчилирини террорчилиқ билән әйиблиди
- Хитай шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилатини нарин вәқәсигә чатти
- Хитай һөкүмити террорчилиққа қарши урушта америка билән һәмкарлишиватамду?
- Уйғур елидә террорчилиққа қарши һәрбий маневир елип берилди
- Хитай һөкүмити уйғур елидә террорчилиққа қарши сақчи тәрбийиләш мәркизи қурмақчи