Уйғур тәшкилатлири хитайни терроризм мәсилисидә қош өлчәм қолланмақта, дәп әйиблиди
2005.09.19
Америка һөкүмитиниң гуантанамодики уйғурларни хитайға қайтуруп бәрмәйдиғанлиқи муқимлашқан әһвалда, хитай дөләт рәиси ху җинтав б д т омуми йиғинида сөз қилип, тероризимға қарши туруш урушида қош өлчәм қоллинишқа болмайдиғанлиқини җакарлиғандин кейин, мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи хитай һөкүмитини терроризм мәсилисидә уйғурларға қош өлчәм қолланмақта, дәп әйиблиди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, тәйвән мәркизи ахбарат агентлиқиға бәргән баянатида "хитай һөкүмити уйғурлар садир қилған шәхси җинайи қилмишларни терроризм, дәп елан қилип, хитайлар садир қилған террорлуқ вәқәләрни җинайи һәрикәт, дәп атимақта," деди.
Уйғур аптоном райони җамаәт хәвпсизлик назарити, дүшәнбә күни бу йил 8 - айда тохсу наһийисиниң ичериқ йезисида абдулла қурбан йетәкчиликидики аталмиш бир терорчилар гуруһини тармар қилғанлиқини елан қилди. Бу хәвәрни илгири аптоном район парткоминиң секритари ваң лечүән бейҗиңда өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида тилға алған иди.
Дилшат ришитниң тәкитлишичә, хитай һөкүмитиниң уйғурлар ичидики шәхси җинайи қилмишларни терроризм, дәп елан қилишидики мәқсиди, хәлқараға җуңгони терроризмниң қурбани, дәп көрситиш үчүн икән. Хитай һөкүмити шәрқий түркистан күчлирини йеқинқи 10 йилда 166 пуқрани өлтүрүш билән әйиблимәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, хәлқарани террорчилиққа қарши һәмкарлиқни күчәйтишкә чақирди
- Хитай һөкүмити уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи һарписида бихәтәрликни күчәйтмәктә
- Хитай һөкүмити уйғур мустәқилчилирини террорчилиқ билән әйиблиди
- Хитай шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилатини нарин вәқәсигә чатти
- Хитай һөкүмити террорчилиққа қарши урушта америка билән һәмкарлишиватамду?