Ханериқ йезисида деһқанлар хитайниң сияситигә наразилиқ билдүрүп намайиш қилди
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.09.15
2008.09.15
Хәвәрлиригә қариғанда, намайишни 4 бир туғқан ака - ука тәшкиллигән болуп, хитай сақчилири буларниң ичидә 3 кишини қолға алған.
Мәлум болушичә, һазир хитай сақчилири мәзкур 4 бир туғқан қериндашниң ичидики бирсини туталмиған болуп, хитай сақчилири һазир бу уйғур яш үстидин тутуш буйруқи чиқирип издәшкә башлиған.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит тәминлигән мәлуматқа қариғанда, хитай сақчилири намайиш бесиқтурулғандин кейинму давамлиқ ахтуруш вә қолға елишни давамлаштурған.
Мәлум болушичә хитай йәрлик һөкүмити хотән наһийисидә һазир " йеза - кәнтләрдики рәзил күчләргә қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" елип бармақта икән.