Исмаил тиливалди йеңи йил нутиқида уйғурларға тәһдит салди
2007.01.01
Уйғур аптоном райониниң рәиси исмаил тиливалди йеңи йил мунасивти билән йеңи йил нутуқи сөзләп, йеңи бир йилда мәмликәт ичи вә сиртидики хитайдин айрилип чиқишни тәшәббус қилғучи уйғурларға қаттиқ қол сиясәт тутушта баштин ахир чиң турудиғанлиқини агаһландурди.
Исмаил тиливалдиниң әскәртишичә, йеңи бир йилда "икки қолда тәң тутуш, иккили қол қаттиқ болуш сиясити" давамлиқ йолға қоюлмақчи икән. У, сөзидә "уч айрилалмаслиқ" идийисини турғузуш, районда йеңи типтики милләтләр мунасивитини мустәһкәмләш вә тәрәққи қилдуруш һәққидә тохталди.
Исмаил тиливалди, йеңи типтики милләтләр мунасивитиниң зади қандақ мунасивәт икәнликини тәпсили чүшәндүрмигән болсиму, у "үч айрилалмаслиқ идийисини чоңқур турғузуп, баравәр, иттипақ вә өз ара һәмкарлишидиған инақ сотсиялистик йеңи типтики милләтләр мунасивитини мустәһкәмлишимиз вә тәрәққи қилдурушимиз керәк," дәйду.
Исмаил тиливалди, мәмликәт ичи вә сиртидики аталмиш миллий бөлгүнчи күчләрниң бузғунчилиқ һәркитигә қаттиқ зәрбә бериш вә қәти мудапиә көрүштә " иккили қол қаттиқ болуш" принсипи вә һәр милләт кадирлириға тайинидиғанлиқини тәкитлигән. Лекин кишилик һоқуқ тәшкилатлири аталмиш "иккили қол қаттиқ болуш сиясити" әмилийәттә уйғурларниң кишилик һоқуқи дәпсәндә қилинишиға сәвәбчи боливатиду, дәп әйиплимәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим йеңи йил мунасивити билән өткән йил вә йеңи бир йил һәққидә тохталди
- Исмайил тиливалди оттура вә ғәрбий асия дөләтлиридин кәлгән азсанлиқ милләт муһаҗирлирини күтивалди
- Исмайил тиливалди: чегра һалқиған диний күчләрниң сиңип киришигә қәтий қарши туримиз
- Исмайил тиливалди: явайи уйғурлар ичидә яхши адәмләр көпийиватиду
- Исмайил тиливалди: биз һәр милләт хәлқиниң тил - йезиқиға һөрмәт қиливатимиз