Күйтун шәһиридә йүз бәргән қатнаш вәқәсидә 5 адәм қаза қилди
2006.10.05
4 - Өктәбир күни әттигән саәт 7 әтрапида, күйтүн шәһиригә тәвә кәнт таш йолида, йолучилар аптобуси билән йүк машиниси бир - биригә соқулуп кетиши нәтиҗисидә келип чиққан қатнаш вәқәсидә 5 адәм қаза қилған вә 40 нәччә адәм охшаш болмиған дәриҗидә яриланған.
Хитай хәвәр агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда, күйтүн шәһиригә қарашлиқ мәлум бир аһалиләр кометити тәрипидин уюштурулған, пахта теришш әтритиниң ишчилири, йолучилар аптобосиға олтуруп, ишләпчиқириш қурулуш армийиси 131 - поликиға қарап йолға чиққан болуп, велсипитлик бир қиздин өзини қачурған йүк машиниси, йолучилар аптобосиға қаттиқ урулған. Нәтиҗидә икки киши нәқ мәйданда җан үзгән, 3 киши дохтурханида қутқузуш үнүм бәрмәй һаятидин айрилған.
Хәвәрдин мәлум болушичә, йолучилар аптобоси 29 кишилик болуп, бирақ аптобосқа олтурған адәм сани 45 кә йәткән.
Нөвәттә һадисидә яриланғанлар, или областлиқ күйтүн дохтурханисида җиддий қутқузуш үстидә икән.
Ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң пахтисини өзүш үчүн кетивитип, йүз бәргән мәзкүр қатнаш вәқәсидә өлгәнләрниң қайси милләт икәнлики һәққидә ениқ мәлумат берилмиди.
Хитай, дуня бойичә қатнаш вәқәси әң көп йүз беридиған дөләтләрниң бири һесаблиниду.
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчидә йүз бәргән әгәшмә қатнаш вәқәсиниң шопури гуаңдуңда тутулди
- Үрүмчи шәһиридә йүз бәргән ғәлитә қатнаш вәқәсидә дохтур вә сақчилар өлди
- Қәшқәрдә йүз бәргән 21 - май қатнаш вәқәсидә өлгәнләр 15 кә йәтти
- Уйғур аптоном районида еғир қатнаш вәқәси йүз бәрди
- Хитай һөкүмити исмайил сәмәтни өлүмгә һөкүм қилди