Поскам наһийиси мәктәп балилирини 3 хил күчләргә қарши һәрикәткә чақирған
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2008.09.18
2008.09.18
Өткән айда йүз бәргән сәмәнйоли вәқәси, яманяр вәқәси вә қизилбойи вәқәси әсләп өтүлгән уқтурушта, 3 хил күчләрниң әзәлдинла җим турмай кәлгәнлики вә бундин кейинму тохтимайдиғанлиқи әскәртилгән. Уқтурушта, алди билән мәктәптики оқутқучи, оқуғучиларниң олимпик мәзгилидә районниң бихәтәрликигә һәссә қошқанлиқи мәдһийиләнгән, андин рамизан вә мейиплар олимпики мәзгилидиму, охшаш пидакарлиқ көрситиши тәләп қилинған. Уқтуруш, наһийә вә йезилиқ оттура, башланғуч мәктәп вә йәслиләргичә хитап қилған болуп, оқутқучи, оқуғучиларниң һушярлиқни өстүрүши тәләп қилинған.
Уқтурушта йәнә, оқутқучи, оқуғучиларниң туғқан йоқлаш, дост издәш баһанилири билән рамазан мәзгилидә диний паалийәтләргә қатнишип қалмаслиқини агаһландурған. Рози тутуш қаттиқ чәкләнгән уқтурушта, диний затларниң пәрзәнтлириниң рози тутуп - тутмиғанлиқини нуқтилиқ тәкшүрүш тәләп қилинған.
Уқтурушта, нөвәттә туруп қоғдаш вәзиписи өтәватқан оқутқучи, оқуғучилар, ухлап қалмаслиққа, вәзипә саитидә мәст болуп қалмаслиққа вә вәқә чиқса қечип кәтмәсликкә җиддий бир шәкилдә агаһландурулған.
Мәзкур уқтуруш өткән айда қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләрниң қәшқәр даирилирини һәддидин зиядә сәзгүрләштүрүвәткәнликини көрсәтмәктә. Өткән ай йүз бәргән қизилбойи вәқәсидә гумандарларниң қаршилиқиға учриған сақчиларниң бир қисми қечип кәткән иди.