Үрүмчидә йүз бәргән әгәшмә қатнаш вәқәсиниң шопури гуаңдуңда тутулди


2006.07.14

Бу йил 6 - айниң 23 - күни үрүмчи шәһириниң хетйән йолида йүз бәргән вә 3 уйғурни өз ичигә алған 7 кишиниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған әгәшмә қатнаш вәқәсини пәйда қилип қечип кәткән машининиң шопури гоаңдуңда қолға елинди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тутқун мушу йәкшәнбә күни гуаңдуңдин уйғур аптоном райониға елип келиниши мумкин. Җавапкар 6 - айниң 23 - күни хетйән йолида икки мийип кишини уриветип қечип кәткәндин кейин, қазадарларни қутқузуш үчүн нәқ мәйданға йетип барған икки сақчи вә көмүр кан дохтурханисиниң 3 нәпәр қутқузуш хадимини, арқидин кәлгән йәнә бир машина соқиветип 5 адәм өлгән.

Өлгәнләрниң ичидә 1944 - йилдин 1949 - йилғичә мәвҗут болуп турған шәрқий түркистан җумһурийитиниң мәрһум рәһбири әхмәтҗан қасиминиң ханими маһинур қасиминиң көмүркан дохтурханисида сестира болуп ишләйдиған җийән қизи санийә әхтәм бар иди.

Арқидин келип урған машининиң шопури нәқ мәйданда қолға елинған вә сорақ җәрянида ухлап қалғанлиқини иқрар қилған, лекин 1 - қетим вәқә пәйда қилған машининиң шопури сақчилар кәлгичә қечип кәткән иди. Сақчи тәрәп қечип кәткән шопурни тутуп бәргүчиләргә 10 миң йүән мукапат беридиғанлиқини җакарлиған. Вәқә йүз берип 20 күндин кейин гуаңдуңда қолға елинған шопур 30 яшлардики бир әр киши болуп, мәтбуатта униң исми елан қилинмиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.