Архип
2008-09-21
Таҗикистан билән хитай арисидики узундин буян давамлашқан чегра мәсилисини ахирлаштуридиған ахирқи чегра абидисиниң йопуқини ечиш мурасими шәнбә күни, таҗикистан билән уйғур ели арисидики қара су еғизида өткүзүлди.
2008-09-21
18 - Сентәбирдин 21 - сентәбиргичә давамлашқан америка пайтәхти вашингтондики җорҗитавн университетида өткүзүлгән мәркизий явро - асия җәмийитиниң хәлқаралиқ муһакимә йиғининиң шәнбә күнидики мәхсус тарих муһакимә тармиқида "уйғур ели вә уйғурларниң заманиви тарихшунаслиқи һәмдә хитай тилидин башқа мәнбәләр" мавзу астида үч мутәхәссис мәхсус уйғур һазирқи заман тарихи, уйғурчә вәхпә қол язма һөҗҗәтлири һәмдә уйғур тарихий мәнбәлирини қандақ ишлитиш вә униң муһимлиқи һәққидә илмий доклат бәрди.
2008-09-18
Зәһәрлик сүт парашок вәқәси бир һәптидин бери хитай җәмийитини алақзадә қилмақта. Бүгүн хитай вә хәлқара мәтбуатларниң хәвәр қилишичә, хитайдики сүт парашок завутлириниң %20 и зәһәр тәркиплик мәһсулат ишләпчиқарған вә базарға салған.
2008-09-18
Поскам наһийилик маарип идарисиниң тор бетидин ашкарилинишичә, бу наһийә 9 - айниң 5 - күни мәктәпләрни үч хил күчләргә қарши һәрикәткә чақирған, чақириқ мәзкур тор бәттики бир уқтурушта баян қилинған.
2008-09-17
Уйғур районлуқ партком секритари ваң лечүән бүгүн 5 - нөвәтлик милләтләр иттипақлиқи йиғинида сөз қилип, рабийә қадир башчилиқидики уйғур миллий һәрикитигә идеологийилик җәң елан қилди.
2008-09-17
Түркийиниң истанбул шәһириниң зәйтунбурну район башлиқи 15 - сентәбир күни шәрқи түркистанлиқларға иптар зияпити бәргән. Иптарға зәйтинбурнида яшаватқан уйғурлар вә қазақлар болуп 2500 киши қатнашқан.
2008-09-16
Уйғур елидики йипәк йоли мәдәний ядикарлиқ орунлирини қутқузуш һәмдә қоғдаш үчүн хитай даирилири 240 милйон аҗритидикән.
2008-09-16
Уйғур ели маарип торидин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити" шинҗаңдики аз санлиқ милләт балилириниң мәктәпкә кириштин бурунқи маарипини қош тиллаштуруш қурулуши вә " аз санлиқ милләт балилар маарипини қош тиллаштурушни капаләтләндүрүш қурулуши " ни үзлүксиз күчәйтмәкчи болуп, буниң үчүн хитай мәркизи һөкүмити мәхсус 3 милярд 750 милйон юән мәбләғ аҗратқан.
2008-09-16
Уйғур елиниң йәрлик тор бәтлиридин мәлум болушичә, хитай даирилири йеқинқи мәзгилдин буян қизилсу областиниң улуғчат наһийисидә " һизбул - тәһриргә қарши " кәң көләмлик тәшвиқат тәрбийисини башлиған.
2008-09-15
Хотән наһийиси ханериқ йезисида бир қисим деһқанлар хитайниң пиланлиқ туғут, йәр башқуруш қануни, вә диний сияситигә наразилиқ билдүрүп намайиш елип барған болуп, хитай ахбаратида көрситилишичә, хитай сақчилири намайишчиларни "җәмийәт тәртипини бузған" дегән җинайәт билән қолға алған.
2008-09-15
Һазир хитай йәрлик һөкүмәт даирилири, коча наһийиси тәвәсидә яшиған ханлиқ җәмәт әвлади давут мәхсутханға аталған бир көргәзмихана ачқан болуп, тәңритағ торида көрситилишичә, мәзкур көргәзмихана куча наһийилик һөкүмәтниң ичигә орунлаштурулған.
2008-09-15
12 - Сентәбир америка дөләт мәҗлиси райбурн сарийиниң алтун залида, бейҗиң олимпикидин кейинки хитайдики кишилик һоқуқ әһвали тоғрисида бир муһакимә йиғини чақирилған болуп, йиғинға асия әллиригә тәвә нурғунлиған кишилик һоқуқ җәмийәтлириниң рәһбәрлири тәклип қилинған. Йиғинға америкидики уйғур тәшкилатиму қатнашти.
2008-09-14
Хитай қатнаш даирилири уйғур елиниң оттура асия вә җәнубий асия билән чегрилиништәк әвзәл җуғрапийилик шараитидин пайдилинип, сода - иқтисадни техиму илгири сүрүш үчүн уйғур дияридики үрүмчи, қәшқәр, қумул,корла, күйтүн, ғулҗа қатарлиқ йәттә шәһәрдә 21 тошуш вә йөткәш мәркәзлири һәм бекәтлирини кеңәйтиш вә қурушни қарар қилип, буниң үчүн бир милярд йүән мәбләғ салмақчи болди.
2008-09-12
Хитай һөкүмәт мәтбуатлириниң пәйшәнбә күни ашкарилишичә, хитай ениргийә даирилири уйғур елиниң тәбий газ байлиқини шәрқтики хитай санаәт районлириға йөткәйдиған ғәрбниң газини шәрққә тошуш туруба йолидин йәнә бирни ятқузушни пиланлимақта икән.
2008-09-12
Уйғур аптоном райони рәиси нур бәкриниң чаршәнбә күни уйғур илидики кадирларға сөзлигән дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң шәхсийитигә һуҗум қилиш характерлик вә ғәрб әллирини "дүшмән күчләр" дәп елан қилған нутуқи хәлқара мәтбуатларда хәвәр қилинмақта.