Йеңи йипәк йоли юқири сүрәтлик таш йол қурулуши 2008 - йили тамамланмақчи
2006.07.23
Йеңи йипәк йоли дәпму аталған хитайниң җяңсу өлкисидики лйәнйүнгаңдин тартип уйғур елиниң қорғас еғизиғичә туташтурулидиған юқири сүрәтлик таш йолниң шиңшиңшя бөликини ясаш қурулуши башланған болуп, бу пүтүн йол 2008- йили рәсмий қатнашқа ечивелитидикән. Шундақла бу йолниң шинҗаң бөлики хитай бойичә әң узун юқири сүрәтлик таш йол һесаблинидикән.
Хоңкоң "дагоңбав" гезитиниң хәвиригә қариғанда, бу юқири сүрәтлик таш йол қурулушиға 5 йерим милярд йүәнгә йеқин мәбләғ селинған. Бу йолниң уйғур елидики бөлики қумулниң шиңшиңшя дигән йеридин башлинип, қумул шәһири, пичан наһийиси, турпан-қумул нефитлики вә турпан шәһири қатарлиқ җайлардин өтүп, андин үрүмчи-турпан юқири сүрәтлик таш йоли вә дахуаңшән йолиғичә туташтурилидикән.
Лийәнйүнгаңдин башлинидиған мәзкур юқири сүрәтлик таш йол пүтүп чиқса, машинилар бу йәрдә саитигә 120 километир тезликтә маңалайдикән. Бу йол хитайниң шәрқий районлири билән уйғур елини туташтуруш мәқситидә селинған болуп, у хитайниң җяңсу, әнхуй, хенән, шәнши вә гәнсу қатарлиқ өлкилиридин өтидикән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчидә йүз бәргән әгәшмә қатнаш вәқәсиниң шопури гуаңдуңда тутулди
- Қәшқәрдә йүз бәргән 21 - май қатнаш вәқәсидә өлгәнләр 15 кә йәтти
- Уйғур аптоном районида еғир қатнаш вәқәси йүз бәрди
- Москва - үрүмчи арисидики һава қатниши йеқинда әслигә келиду
- Уйғур аптонум райони билән оттура асия дөләтлириниң қатнаш, чегра қурулушлири тәрәққи қилдурулмақта