Б д т әмәлдари, хитайда мәһбусларға тән җазаси бериш омумйүзлүк әһвал, деди


2005.11.22

Б д т ниң тән җазасини тәкшүрүш ишлири бойичә алий дәриҗилик әмәлдари манфрид новак сәйшәнбә күни бейҗиңда мухбирларни күтүвелип, хитайда мәһбусларға тән җазаси бериш омумйүзлүк мәвҗут әһвал, дәп көрсәтти.

Манфрид новак сәйшәнбә,"сорақ басқучида тән җазасиниң сақчилар тәрипидин омумйүзлүк қоллиниливатқанлиқи һәммә адәм билидиған мәсилә болуп қалди " дәйду. Новак, һәммә адәмгә аян болған бу мәсилә мениң зияритимниң бир қисими " дәп тәкитлигән.

Б д т әмәлдари хитайда елип баридиған тәкшүрүш паалийитини дүшәнбә күни башлиди. Униң әскәртишичә, хитай һөкүмити новакниң хитай әмәлдарлири қатнашмиған әһвал астида өзи халиған мәһбус билән тәнһа сөһбәт елип беришиға рухсәт қилған.

Манфирд новак бу сәпиридә , уйғур аптоном районини зиярәт қилип, үрүмчи вә ғулҗа қатарлиқ җайлардики түрмиләрдә тәкшүрүш елип бариду. У, хитай һөкүмитиниң мәһбуслар билән тәнһа сөзлишишкә йол қойғанлиқини махтиди. Униң тәкитлишичә, америка һөкүмити тән җазасини тәкшүрүш әмәлдариниң гуантанамодики тутқунлар билән тәнһа учришишиға йол қоймиған болсиму, әмма хитай һөкүмити униң мәһбуслар билән тәнһа учришиш тәлипини рәт қилмиған.

Манфрид новак дүшәнбә күни хитай ташқи ишлар министирлиқи вә әдлийә министирлиқидики даириләр билән сөһбәт елип барди. Әмма хитайниң йол қоюш сияситидин гуман қилғучилар, мәһбуслар билән айрим сөһбәт елип барған тәқдирдиму, уларниң һәқиқий әһвални паш қилиштин қорқидиғанлиқини билдүрмәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.