Б д т әмәлдари, хитайда тән җазаси бериш омумйүзлүк әһвал, дәп көрсәтти
2005.12.02
Б д т ниң тән җазасини тәкшүрүш ишлири бойичә алаһидә әмәлдари манфирд новак, бейҗиң, лхаса, үрүмчи қатарлиқ җайларда елип барған тәкшүрүш хизмитини ахирлаштурғандин кейин, җүмә күни бейҗиңда мухбирларни күтүвелип, мәһбусларға тән җазаси бериш " хитайда омумйүзлүк мәвҗут әһвал," дәп көрсәтти.
Новак, икки һәптилик сәпири җәрянида 30 дәк мәһбус билән учришип, мәһбусларниң аилә - тавабиатлири, хитай тәптиш әмәлдарлири вә әдлийә даирилири билән сөһбәт елип барған. У, " мениң хуласәм бойичә тән җазаси бериш азайған болсиму, әмма бу йәнила хитай бойичә омумйүзлүк мәвҗут һадисә" дәйду.
Манфрид новак, тән җазасиниң алдини елиш үчүн хитай қанун системисида зор ислаһат елип беришқа тоғра келидикән. У, " сот тәртипини хәлқара өлчәмниң тәлипи бойичә адил елип бериш керәк" дәп көрсәтти. Новакниң тәкитлишичә, униң билән учрашмақчи болған бәзи мәһбуслар аилә - тавабиатлири хитай җамаәт хәвпсизлик органлириниң тосқунлиқиға учриған.
Новак, өткән дүшәнбидин пәйшәнбигичә уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип барған. Игилишимизчә, җамаәт хәвпсизлик даирилири у үрүмчигә йетип келиштин бурун чәтәл билән яки мәһбуслар билән алақиси бар бәзи кишиләрни йиғивалған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тән җазасини тәкшүргүчи хадими хитай зияритини давамлаштурмақта
- Б д т әмәлдари, хитайда мәһбусларға тән җазаси бериш омумйүзлүк әһвал, деди
- Б д т әлчиси хитайдики қийин- қистаққа елиш әһваллирини тәкшүриду
- Кишилик һоқуқ паалийәтчиси: хитайдики сиясий мәһбусларниң үчтин бири уйғур елидә
- Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң рә иси хитайни зиярәт қилмақчи