Хитай уйғур аптоном райони вә русийә, моңғулийә қатарлиқ дөләтләрни юқири сүрәтлик таш йол билән туташтурмақчи


2007.01.01

Хитай һөкүмити 294 милйон доллар мәбләғ селип кәлгүси бәш йил ичидә уйғур аптоном райони билән русийә, моңғулийә, қазақистан, қирғизистан қатарлиқ дөләтләр арисидики һазирқи чегра ташйол қатнишини, юқири сүрәтлик ташйол қатнишиға өзгәртмәкчи боливатқанлиқини елан қилди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң үрүмчидин бәргән хәвиридә әскәртишичә, хитай мәркизи һөкүмити билән уйғур аптоном райони һөкүмити, уйғур аптоном райони билән русийә, моңғулийә, қазақистан вә қирғизистан арисида 802 километир тез сүрәтлик ташйол ясаш пилани қурған вә керәклик мәбләғни хитай мәркизи һөкүмити билән уйғур аптоном райони бирлишип чиқармақчи икән.

Нөвәттә уйғур аптоном райониниң қуруқлуқ қатниши әтраптики қошна дөләтләр ичидә һиндистан билән афғанистандин башқа райондики пүтүн дөләтләргә ечиветилгән болуп, хитайниң райондики дөләтләр билән болған чегра содиси йилдин йилға көпәймәктә. 2005- Йили хитай - қазақистан сода һәҗими 6 милярд долларға йәткән. Русийә билән хитайниң 2006 йилиниң дәсләпки 3 чарикидә сода һәҗими 24 милярд доллардин ашқан. Хитай тамоҗна идариси, хитай- моңғолийә сода һәҗиминиң 2006 - йили 1 - айдин 9 - айғичә бир милярд 130 милйон долларға йәткәнликини елан қилди.

Күзәткүчиләрниң әскәртишичә, хитайниң райондики дөләтләрни иқтисадий рамкиси ичигә елип кириш пилани уйғурларниң райондики күчини аҗизлаштурушни өз ичигә алған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.