Уйғур аптоном районида йүз бәргән қатнаш вәқәсидә 10 адәм өлди
2006.10.06
Уйғур аптоном районида пәйшәнбә күни бир йолучилар аптобоси йүк машинисиға урулуп кетип йүз бәргән қатнаш вәқәсидә бир кичик балини өз ичигә алған 10 адәм өлди.
Қатнаш вәқәси пәйшәнбә күни әтигән сәһәр саәт 4:30 ләрдә кучар наһийисидә йүз бәргән болуп, йолучилар аптобоси үрүмчидин ақсу шәһиригә кетип барған иди. Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, аптобосдики йолучилардин 8 киши нәқ мәйданда өлгән, қалған 2 йолучи дохтурханиға елип берилғандин кейин һаятидин айрилди. Вәқәни өз көзи билән көргүчиләр вәқәдә 4 кишиниң яриланғанлиқини билдүрмәктә.
Бирләшмә ахбарат агентлиқи, қатнаш қораллириға йүкни һәддидин зиядә бесиш, тәлвиләрчә машина һәйдәш вә йол шараитиниң начарлиқи қатарлиқ амиллар районда паҗиәлик қатнаш вәқәлириниң көп йүз беришини кәлтүрүп чиқармақта, дәп көрсәтти.
Мунасивәтлик мақалилар
- Күйтун шәһиридә йүз бәргән қатнаш вәқәсидә 5 адәм қаза қилди
- Үрүмчидә йүз бәргән әгәшмә қатнаш вәқәсиниң шопури гуаңдуңда тутулди
- Үрүмчи шәһиридә йүз бәргән ғәлитә қатнаш вәқәсидә дохтур вә сақчилар өлди
- Қәшқәрдә йүз бәргән 21 - май қатнаш вәқәсидә өлгәнләр 15 кә йәтти
- Уйғур аптоном районида еғир қатнаш вәқәси йүз бәрди
- Хитай һөкүмити исмайил сәмәтни өлүмгә һөкүм қилди