Улуғчат наһийисидә һизбул - тәһриргә қарши 100 күнлүк тәшвиқат елип берилмақта

Уйғур елиниң йәрлик тор бәтлиридин мәлум болушичә, хитай даирилири йеқинқи мәзгилдин буян қизилсу областиниң улуғчат наһийисидә " һизбул - тәһриргә қарши " кәң көләмлик тәшвиқат тәрбийисини башлиған.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.09.16

Хәвәргә қариғанда, бу наһийилик партийә‏ - һөкүмәт даирилириниң үч хил күчләргә қарши сиясий тәшвиқ тәрбийә паалийитиниң нуқтилиқ түриниң бири болуп, улуғчат наһийисиниң һәр бир йеза ‏ - кәнтлиригичә, һизбул - тәһрирни  паш қилиш, униңдин агаһ болуш һәммә бирликтә һизбул - тәһрирдин  ибарәт бидәт тәшкилатқа қарши туруш тәшвиқати елип берилмақта икән.

Наһийилик партком бу хил тәшвиқий тәрбийини кәнт радиолирида күндә аңлитиш, һәптидә аңлитиш қетим сани үч қетимдин аз болмаслиққа капаләтлик қилиш, һизбул - тәһрирниң  қанунсиз өктичи тәшкилат икәнликини, тәшвиқат паалийәтлирини күчәйтип һәр бир орган һәм кәнт йезиларда 100күнлүк муқимлиқни күчәйтиш сиясий өгиниш, нотуқ сөзләш паалийәтлирини орунлаштуруш оқтуруши чүшүргән.

Улуғчат наһийиси даирилири бу йүз күнлүк тәшвиқий тәрбийә арқилиқ һәр бир кадир һәм деһқан амминиң каллисида һизбул - тәһрирниң  бидәт әксийәтчил тәшкилат икәнликини айдиңлаштуруш, һизбул - тәһрирчиләргә һечқандақ йочуқ қоймаслиққа капаләтлик қилишни мәқсәт қилмақта икән.

Уйғур елигә даир хәвәрләрдин мәлум болушичә, уйғур елиниң һәр қайси җайлирида рамизан кириши билән хитай даирилири қанунсиз диний паалийәтләргә қарши туруш намида,уйғурларниң диний етиқад әркинликигә тосқунлуқ қилидиған һәрикәтләрни күчәйтмәктә. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.