Хитай даирилири уйғур елидә сәбийләр маарипини қош тиллаштурушни йәниму күчәйтмәкчи
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.09.16
2008.09.16
Хитай даирилириниң бу мәбләғ селиш пилани бәш йилни мөлчәр қилған болуп, уйғур сәбийләр маарипини қош тиллаштурушқа аҗритилидиған мәзкүр мәхсус мәбләғниң икки йүз милйондин көпрәки қәшқәр, хотән, ақсу һәм қизилсуни өз ичигә алған җәнубий уйғур елиниң балилар маарипиға сәплинидикән.
Хитай даирилири йеқинқи йиллардин буян уйғур елидики аз санлиқ милләт сәбийләр маарипини қош тиллаштуруш пиланини ишқа ашуруш давамида уйғурлар зич олтурақлашқан йеза - кәнтләргичә қош тил балилар бағчилирини қуруп,хитай бала тәрбийичилирини көпләп орунлаштуруш арқилиқ, уйғур балилириниң дәсләпки аң тәрбийисиниму хитай тили арқилиқ елип бармақта.