Хитай уйғур елидики 21 нуқтилиқ ядикарлиқ орнини қутқузуш мәблиғи аҗратти
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.09.16
2008.09.16
Мәзкүр мәбләғ түригә йипәк йолиниң уйғур ели бөликидики 21 мәдәний ядикарлиқ орни нуқтилиқ орун қилип киргүзүлгән болуп улар асасән тарим ойманлиқиниң шәрқий вә шималий районлири, қәшқәр, хотән, турпан вилайәтлиригә мәркәзләшкән қәдимий ядикарлиқ изналири икән.
Уйғур ели мәдәнийәт ядикарлиқлири тәтқиқатлири билән шуғуллиниватқан бәзи алим һәм мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, гәрчә хитай даирилири уйғур елидики қәдимий мәдәнийәт ядикарлиқ орунлирини ремонт қилиш һәм қоғдашни 11 - бәш йиллиқ пиланға киргүзгән һәм мәхсус мәбләғ аҗратқан болсиму, мәбләғ җайиға ишлитилмигәндин сирт, әсли муһим болған йәни уйғур елидә қәдимдин яшап өткән хәлқләрниң мәдәнийәт излирини қоғдаш ишлириға етибар берилмәй, әксичә бу хил әһмийәт бериш йеқинқи тарихларға аит йәни көчмән милләтләр тарихи излириға даир ядикарлиқларни гәвдиләндүрүшкә қаритилмақта икән.
Һәтта қәшқәрдики мәһмуд қәшқири һәмдә йүсүп хас һаҗип мәқбәрилириму йәрлик даириләр тәрипидин саяһәтчиликкә ечиш үчүн бәзи хитай мәбләғ салғучиларға һөддигә берилгәнлики мәлум болған иди. Әксичә, йеқинда қәшқәрдә зиярәттә болған түркийә дөләт сода ишлири министири куршат түзмән, түрүкшунаш алим мәһмуд қәшқири мәқбәрисини ремонт қилиш һәм қоғдашқа күч чиқиридиғанлиқини һөддә қилған иди.