Уйғур районида сәнлу сүт парашокидин зәһәрләнгән балилардин 86 си байқалған
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2008.09.18
2008.09.18
Бүгүнки зәһәрлик сут парашок һәққидики хәвәрләрдә, уйғур районидиму сәнлу маркилиқ сүт парашуктин зәһәрләнгән 86 бала байқалған, буларниң ичидә бир нәпири өлгән. Бу учур, сәһийә назаритиниң бүгүн йәни 18 - сентәбир күни кәч саәт бәшкә қәдәр болған тәкшүрүш нәтиҗиси болуп, тәкшүрүш давам қилмақта. Һазирға қәдәр байқалған зәһәрләнгүчиләрниң бөрикидә таш пәйда болғанлиқи ениқланған.
Алақидар кәспий тармақларниң мәлум қилишичә, бир қисим хитай ширкәтлири, сүт парашокиниң ақсил тәркивини юқири көрситиш мәқситидә намувапиқ һалда мәһсулатлириға меламин намлиқ химийивий маддини ишләткән. Әслидә меламин химийивий оғут вә пластик материялларни ишләпчиқиришта қоллинилидиған мадда икән.
Нөвәттә, ансиклопидиләр, хитай сүт парашок фабрикилириниң меламин ишләткәнликини ялған ақсил пәйда қилиш вәқәси дәп хатирилимәктә.