Ваң лечүән рабийә қадир башчилиқидики уйғур миллий һәрикитигә идеологийилик җәң елан қилди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2008.09.17
2008.09.17
Ваң лечүән сөзидә өч хил күчләргә қарши бастуруш һәрикәтлиридә чиң туруш билән биллә идеологийә сепидики күрәшниму йәнә бир балдақ кучәйтидиғанлиқини билдүрди. Райондики тәрәпләр арисида узундин бери давамлишип келиватқан идийивий тоқунушни ис - түтәксиз җәң дәп атиған ваң лечүән, һәр милләт кадир аммисини, уч хил күчләрни паш қилишқа вә уларға идеологийә сепидә қәтий қарши турушқа чақирған. Сөзидә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң намини тилға елип, чәтәлдики шәрқи түркистанчиларниң қутратқулуқиға вә бузғунчилиқиға йол қоймаслиқни тәкитлигән.
Бүгүн дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит радиомизға бу һәқтә баянат бәрди. У баянатида, уйғур районидики хитай һакимийитини қанунсиз бир һакимийәт, уйғурларниң ирадиси билән тикләнгән әмәс дәп әйиблиди вә бу сәвәбтин, ваң лечүән қанат яйдурған һәр қандақ шәкилдики идийивий күрәшниң ахири мәғлубийәт билән ахирлишидиғанлиқини баян қилди.
Дилшат ришит ваң лечүәнниң рабийә ханим һәққидики сөзлири һәққидә тохтилип, бу рабийә ханим башчилиқидики уйғур миллий һәрикитиниң хәлқимиз ичидики инавити вә тәсир күчини етирап қилғанлиқтур дәп билдүрди.