Ақсуда бир башланғуч мәктәпниң оқутуш бинасида вәқә йүз берип, бир оқуғучи өлди
2005.10.17
Дүшәнбә күни уйғур аптоном райониниң ақсу шәһиридики бир башланғуч мәктәптә оқутуш бинаси пәләмпийиниң саласуни өрүлүп кетип, бир оқуғучи өлди, 64 оқуғучи яриланди. Хәвәрләргә қариғанғанда вәқә йүз бәргәндә оқуғучилар синиптин мәктәп қорусиға әтигәнлик байрақ чиқириш мурасими өткүзүшкә маңған икән.
Вәқә шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни 1 - дивизийисиниң ақсу шәһиридики 2 - оттура мәктипигә қарашлиқ шөбә башланғуч мәктипидә йүз бәргән. Хитай мәтбуатлири, вәқәниң оқуғучилар пәләмпәйгә кәплишип қалғанлиқтин йүз бәргәнликини билдүрмәктә. Вәқәдә һазирғичә бир оқуғучи өлгән, 64 яриланған болуп, яридарлар ақсу вилайәтлик 1 - хәлқ дохтурханисиға елип берилған.
Бу йил 8 - айларда биңтүәндики шаңхәйлик бәзи хитайлар юртиға қайтишни тәләп қилип, исян чиқарған иди. Хитай мәркизий һөкүмити муавин баш министир хуаң җүйни уйғур илиға әвәткән. У, ақсу қатарлиқ җайларни көздин көчүрүп, биңтүәндики хитайларниң иҗтимаий параванлиқи, хитай баллилириниң оқутуш вә маарип әһвалини яхшилаш тоғрисида вәдә бәргән.
Хитай даирилири биңтүәнни "шәрқий түркистан күчлиригә қарши алдинқи сәп қорғини, дәп қаримақта. Әмма уйғур тәшкилатлири биңтүәнни " исми - җисмиға лайиқ мустәмликичилик оргини" дәп әйибләп кәлди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Байдики кан астида көмүлүп қалған 14 ишчиниң һәммиси өлгән болуши мумкин
- Бу йил уйғур елидә кәлкүн апәтлиридә өлгән адәмләр сани 20 гә йәтти
- Ақсудики бир завутта йүз бәргән партлашта 2 киши қаза қилди
- Фукаңдики шенлоң көмүркениниң арқа көрүниши ашкариланди
- Уйғур дияридики таш йолларда адәм өлүш вәқәлири көпәймәктә