Қәшқәрдә йүз бәргән 21 - май қатнаш вәқәсидә өлгәнләр 15 кә йәтти


2006.05.29

Уйғур аптоном райониниң қәшқәр шәһиридин йеңисар наһийисигә кетиватқан йолучилар аптобуси қәшқәр йеңишәһәр наһийиси тәвәсидин өтүп кетиватқанда йүз бәргән қатнаш вәқәсидә өлгәнләр һазирғичә 15 кә йәтти. Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, вәқәдә из дерики елиналмиған бир өсмүр балиниң җәсити 28 - май күни тепилған.

Бу айниң 21 - күни қәшқәр шәһиридин йеңисар наһийисигә маңған бир йолучилар аптобуси йеңишәһәр наһийисиниң қумбаш әтрапида бир көрүктин өтүветип контролни йоқутуп қойған вә аптобус дәряға чүшүп кетип аптобусдики 33 йолучиниң 13 нәпири өлгән, 2 өсмүр бала из дерәксиз йоқалған, 18 йолучи яриланған иди. Из - дерәксиз йоқалған балиларниң бириниң җәсити йәкшәнбә күни әтигән саәт 8:00 ләрдә йеңишәһәр наһийисиниң яманяр йезисидики дәря еқинидин тепилди. Җәсәт тепилған җай қатнаш вәқәси йүз бәргән йәрдин 42 километир йирақлиқта.

Аптобусни рози мәмәт исимлик бир уйғур яш һәйдигән иди. Бу уйғур аптоном районида бу йил ичидә йүз бәргән әң еғир қатнаш вәқәлириниң бири болуп һесаблиниду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.