Хитай даирилири уйғурларниң роза тутушини қаттиқ чәклимәктә
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.09.04
2008.09.04
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит әпәнди пәйшәнбә күни истансимизниң зияритини қобул қилип, уйғурларниң муһим диний пәрзи һесабланған рамизан ейини хатирҗәм өткүзәлмәйватқанлиқини, һәтта хотәнниң лоп наһийисидә рамизан мунасивити билән вақтида ечилмиған 11 ресторан вә ашханиниң иқтисади вә сиясий зәрбигә учриғанлиқини билдүрди.
Дилшат әпәндиниң ейтишичә, чарибағ йезисидики "қеюмҗан " ашханиси һөкүмәтниң тәлипигә қаримастин тақиветилгәнлики үчүн, даириләр тәрипидин 6 айғичә тиҗарәтни тохтитиш җазасиға тартилған.
Һөкүмәт йәнә, мәхсус һөҗҗәт чиқирип, рамизанни тәбрикләш йүзисидин нағра челиш, розиниң хасийити һәққидә тәшвиқат елип бериш, сақал қоюп, чүмбәл артиш, ресторан вә ашханиларни тақаш, алий, оттура вә башланғуч мәктәп оқуғучилириниң роза тутуши қатарлиқ диний паалийәтләр билән шуғуллинишини чәкләп, буниңға хилап һәрикәт елип барғучиларниң қилмишиниң еғир - йиник дәриҗисигә қарап җазалинидиғанлиқини тәкитлигән.
Һәтта рамизан ейи мунасивити билән һарақ, тамака сетишни тохтатқан дуканларниң қаттиқ зәрбә бериш категорийисигә киридиғанлиқини, дөләт кадирлири, пинсийигә чиққучиларниң қәтий мәсчиткә кирмәсликини, буниң әксичә һәрикәт елип барғучиларниң қанунсиз диний паалийәт билән шуғулланғучилар қатарида қануни вә иқтисади җазаға тартилидиғанлиқини билдүргән.