Таҗикистан билән хитай икки тәрәп чегра сизиқини ахирқи қетим бекитти

Таҗикистан билән хитай арисидики узундин буян давамлашқан чегра мәсилисини ахирлаштуридиған ахирқи чегра абидисиниң йопуқини ечиш мурасими шәнбә күни, таҗикистан билән уйғур ели арисидики қара су еғизида өткүзүлди.
Мухбиримиз үмидвар
2008.09.21

Чегра абидисиниң йопуқини ечиш мурасимиға таҗикистан тәрәптин муавин ташқи ишлар министири билән хитай тәрәптин уйғур аптоном райони парткоминиң муавин секритари яң гаң қатнашқан. Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, икки дөләт чегра абидилирини тикләш хизмәтлирини 2006 - йилидин башлиған болуп, һазир бу иш тамамланған.

Таҗикистан билән хитай 1999 - йили вә 2002 - йили чегра мәсилисигә аит икки келишим түзгән болуп, 2002 - йили, сабиқ совет иттипақи дәвридин ешип қалған чегра талишишиға хатимә берилгән. Әйни вақитта таҗикистанниң бир қисим земинларни хитай тәрәпкә бәргәнлики ғулғула қилинған иди.

Әйни вақитта сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлири билән уйғур ели арисида узун чегра линийиси мәвҗут болуп, көплигән линийиләр ениқ бекитилмәй, талаш - тартиш түсини алған. Совет иттипақи билән хитай бу мәсилини һәл қилиш үчүн көп қетим сөзләшкән һәтта икки тәрәп арисида даим чегра җидәллири чиқип турған иди.

Узунға созулған чегра мәсилиси совет иттипақи йимирилип, һәр қайси җумһурийәтләр мустәқил болғандин кейин, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә русийә һөкүмәтлири айрим - айрим һалда хитай билән сөзлишип, өз чегралирини толуқ бекитип чиқишқа муйәссәр болди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.