Хитайниң бир тор бети лопнурдики ядро синақлирида 750 миң адәм өлгәнликини илгири сүрди


2005.09.20

Хитай демократлар тәрипидин чәтәлдә интернет арқилиқ тарқитилидиған "чоң пайдилиниш" гезитиниң ашкарилишичә, хитай һәрбий даирилири 1964 - йилдин башлап лопнурда елип беришқа башлиған ядро синақларда, йәрлик уйғурлар вә ядро қораллар синиқиға қатнашқан һәрбий хадимлар болуп җәмий 750 миң адәм, радиактиплиқ зәһәрлиниш сәвәбидин өлгән.

"Чоң пайдилиниш" гезитиниң тәкитлишичә, радиактиплиқ зәһәрлиниш сәвәбидин өлгән йәрлик пуқраларниң мутләқ көпчилики өзиниң өлүп кетиш сәвәбини биләлмәй бу дуня билән хошлашқан.

Хитай һәрбий даирилири лопнурда 3 - қетимлиқ атом синиқини һава бошлуқида елип барған болуп, синаққа хитайниң сабиқ дөләт мудапиә министири җаң әйпиң йитәкчилик қилған.

Хитай даирилири 1996 - йилғичә лопнур районида йәр асти вә йәр үсти болуп җәмий 47 қетим ядро синиқи елип бариди.

"Чоң пайдилиниш" ниң илгири сүрүшичә, даириләр 3 - қетим синақ елип барғанда ядро бомбисиниң тәсир күчини синап беқиш үчүн, пиядә қисимлар вә уруш айрупиланлирини ядро партлаш райониға киришкә буйруған. "Чоң пайдилиниш" бу әһваллар һазирғичә даириләр тәрипидин мәхпий тутуливатқанлиқини билдүрди. Әмма бу мәлуматниң тоғрилиқи хитай даирилири тәрипидин муайәнләштүрүлмигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.