Қатнаш тармақлирини маслаштуруш комитетиниң йиғини үрүмчидә өткүзүлди


2006.08.25

Оттура асия райони, иқтисадий һәмкарлиқ пилани бойичә қатнаш тармақлирини маслаштуруш комитетиниң алтинчи нөвәтлик йиғини, 8 ‏- айниң 24 ‏- күни үрүмчидә өткүзүлгән.

Хитай хәвәр агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, мәзкур йиғинға, асия тәрәққият банкиси, ислам тәрәққият банкиси, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрәққият пилан мәһкимиси, бирләшкән дөләтләр тәшкилати асия тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ мудирйити, дуня банкиси шуниңдәк оттура асия райони иқтисадий һәмкарлиқ михайнизимиға әза сәккиз дөләтләр тәшкилати қатарлиқ җайларниң мутәхәссис һәмдә вәкиллири қатнашқан.

Бу қетимқи йиғинда, асия тәрәққият банкиси, корла - куча таш йолиниң дәриҗисини юқири көтүрүш түригә 150 милйон доллар аҗратқан болуп, буниңдин сирт ианә топлаш арқилиқ йәнә, бешкәк - турғат ‏- қәшқәр таш йолини туташтуруш қурулуши үстидә музакирә елип берилған.

Хитай даирилири, йиғинда уйғур елиниң район әвзәлликини, толуқ җари қилдуруп, җоңгу билән оттура асия дөләтлириниң иқтисад, сода алақисини күчәйтип, оттура асиядики һәр қайси дөләтләрниң тинч йосунда тәрәққи қилишини илгири сүридиғанлқини алаһидә тәкитлигән.

Сиясий күзәткүчиләрниң билдүрүшүшичә, нөвәттә уйғур ели, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға охшаш, һәр қайси органларниң иқтисадий ярдимигә еришмәктә, бирақ хитай даирилири, оттура асия дөләтлири билән болған иқтисадий мунасивитини тәрәққи қилдурушта алди билән, бу дөләтләрниң уйғур сиайсий паалийәтчилиригә һичқандақ имканийәт һазирлимаслиқ шәртигә капаләт беришни алдинқи шәрти қилип бекитмәктә.

Бир қанчә йиллар илгири қазақистан вә қирғизистан дөләтлири, уйғур мүстәққилчилиридин бир қанчисини, хәлқара тәшкилатларниң наразлиқлириға қаримай хитай даирилиригә тапшуруп бәргән иди. Йеқинда өзбекистан һөкүмитиму канада пуқраси һөсәйин җелилни, хитайға тутуп бәрди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.