Анализчилар: уйғурларниң өй-җайлириниң чеқилиши уларни кимлики вә иқтисадий мәнбәсидин мәһрум қилмақта

Мухбиримиз меһрибан
2021.09.30
mejburi-oy-cheqish-2.jpg Ямалиқ теғидики ой-макани чеқиветилгән уйғурлар ойлиридики мал-мүлүклирини еливелишқиму үлгүрәлмәй қалған. 2010-Йили, үрүмчи.
RFA/Qutlan

Йеқиндин буян хитай һүкүмәт таратқулири вә иҗтимаий алақә мунбәрлиридә уйғурларниң әнәнивий мәһәллә-койлири вә өй-җайлириниң чеқиливатқанлиқи һәққидики хәвәрләр барғанчә көпәймәктә.

Ақсу вилайәтлик һөкүмәт ториниң 29-сентәбирдики хәвиридә дийилишичә, 2019-йилидин башлап, вилайәт, шәһәр вә базарлардики 2000-йилиниң ахиридин бурун селинған кона олтурақ районлар нуқтилиқ өзгәртилгән. Хәвәрдә дейилишичә, 2021-йил 9-айғичә ақсу вилайити бойичә шәһәр-базарлардики 222 кона олтурақ районни өзгәртиш йолға қоюлған.

Йеқиндин буян иҗтимаий алақә мунбәрлиридә уйғурларниң мәһәллилири вә өй-җайлириниң чеқиливатқанлиқи һәққидики син көрүнүшлири барғанчә көпәйди. Тарқалған син көрүнүшлиридин мәлум болушичә, даириләр мәҗбурий буйруқ чүшүрүп, уйғурларниң милли услубта селинған пешайванлиқ өйлиридики нәқишләрни, торусларни, там-уюқлирини мәҗбурий чаққузған. Уйғурларни мәһәллиләр бойичә өй-җайлиридин мәҗбури көчүрүп, хитай услубида селинған бина өйләргә орунлаштурушни тезләткән.

Хитай хәвәрлиридә йәнә бу хил өзгәртишниң мәқсити вә нәтиҗиси һәққидә тохтилип: “кона олтурақ районларни өзгәртиштики мәқсәт аһалиләргә қолайлиқ яритиш, олтурақ районларни техиму көркәмләштүрүштин ибарәт. Бу хизмәт механизми мәһәллә мулазимитини яхшилаш, кона олтурақ районларниң туралғу муһитини яхшлаш вә аһалиләрниң турмуш сүпитини өстүрүштә үнүм яритиду,” дейилгән.

Голландийәдики уйғур паалийәтчилиридин абдуреһим ғени әпәндиниң билдүрүшичә, уларниң учтурпан наһийә базирида һойла вә бағ-варанни өз ичигә алған 3 модин артуқ шәхсий қору-җайи бар икән. Бу қорудики 10 нәччә еғиз өй уйғур әнәнивий бинакарлиқ услубида пешшайванлиқ қилип селинған икән. Һалбуки, уларниң бу қору-җайлири 2016-йили 8-айда бир һәптә ичидила мәҗбурий чеқиветилгән икән. Униң дадиси вә ака-инилириниң аилиси мәҗбури һалда шәһәр четидики икки йүрүш бина өйгә көчүрүлгән икән.

Абдуреһим ғени әпәндиниң билдүрүшичә, униң дадиси гәрчә һөкүмәт хизмәтчиси болсиму, әмма бу аилә һәр йили беғидин чиқидиған мивиләр вә һойлисидики қотанда беқилидиған 30 нәччә туяқ қой, 3-4 калисини бордаш арқилиқ һәр йили мәлум миқдарда иқтисадий қиммәт яритидикән.

Абдуреһим ғәни әпәндиниң билдүрүшичә, 2016-йилиниң ахиридин буян юрти учтурпандики нурғунлиған уйғурларниң пешайванлиқ һойла-арамлири чеқилип, уларниң бағвәнчилик, бақмичилиқ вә әнәниви аилә қол һүнәрвәнчилики билән киридиған иқтисадий мәнбәси үзүп ташланған.

Америкадики археологийә тәтқиқатчиси қурбан вәли әпәндиниң билдүрүшичә, хитай даирилириниң уйғурларниң әнәнивий миллий услубидики өй-җайлирини чеқиветиш, уйғур мәһәллирини вәйран қилиш қилмишлири өткән әсирниң 60-йиллиридики “мәдәнийәт зор инқилаби” мәзгилидиму йүз бәргән икән.

Қурбан вәли әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң өй-маканлирини чеқип, уйғур мәһәллирини йоқутуши, алди билән уйғур мәдәнийәти һәмдә уйғур миллий кимликини йоқитишни мәқсәт қилған болса,

Йәнә бир тәрәптин, уйғурларниң бағвәнчилик, қол һүнәрвәнчилик, бақмичилиқ қатарлиқ әнәниви аилә игиликидин келидиған кирим мәнбәсини үзүветишни мәқсәт қилған икән.

Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 25-сентәбир күни тутқундики уйғур байлири вә уларниң мусадирә қилинған мал-мүлүклири һәққидә доклат елан қилған иди.

Доклатта хитай даирилириниң зор көп сандики уйғур байлирини тутқун қилғандин кейин, уларниң мал-мүлүклири вә бағ-варанлиқ өйлирини мусадирә қилғанлиқи, уларниң өйлириниң сетилғанлиқи яки чеқиветилгәнлики баян қилинған иди.

Доклатни тәйярлашқа қатнашқан уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә ханим зияритимизни бу һәқтә қобул қилди. Зубәйрә ханимниң билдүрүшичә, уйғурларниң әслидики бағ-варанлиқ өй-маканлириниң чеқилип, бина өйләргә көчүрүлүши, уйғурларни әнәниви милли кимлики вә иқтисадий мәнбәсидин айриветишни мәқсәт қилған икән.

Уйғурларниң әнәнивий олтурақ районлири вә мәһәллә-койлирини чеқиветиш мәсилиси, йеқинқи йиллардин буян дуняниң диққитини қозғап келиватқан муһим мәсилиләрниң бири. 2008-Йили қәдимий шәһәр қәшқәрдики кона уйғур мәһәллилири “шәһәр муһитини гүзәлләштүрүш” намида чеқип ташланған иди. Әйни чағда бу әһвал хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә уйғурларниң вәзийитигә диққәт қилғучи органларниң күчлүк диққитини қозғиған иди. Улар бирдәк, уйғурларниң әнәнивий олтурақ районлири вә өй-җайлириниң чеқиветилиши, уларни өзиниң кимлики, өзигә хас турмуш усули вә мәдәнийәт бошлуқидин мәһрум қилиду, дәп агаһландурған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.