Уйғур елида икки хил һейт мәнзириси: даириләр сунайниң ғемидә, аһалиләр канайниң
2024.04.15

Хитай тәшвиқатлири уйғур елида нағра-сунай билән һейт өткүзүлүватқанлиқини хәвәр қилған болсиму, иҗтимаий таратқуларда зор бир қисим аһалиләрниң һейт күни дәм алмиғанлиқи, йәни сунайниң әмәс канайниң ғемидә икәнлики ашкариланди.
Мана бу нағра-сунай авазлиридин уйғур елида бу йил роза һейтниң нормал давам қиливатқанлиқи һәққидә сигналлар берилмәктә. Әмма, иҗтимаий таратқуларда тарқалған төвәндики син учуридин нәччә йүзлигән йәрлик аһалиниң корла қара шәһәрдики бир етизлиқта, 10-апрел күни йәни һейтниң 1-күни еғир ишләватқанлиқи ашкариланди.
Телефонимизни қобул қилған қарашәһәрдики алақидар хадимлар, бу кишиләрниң қандақ бир еһтияҗ яки қандақ бир орунлаштуруш билән етиз бешида болуп қалғанлиқи һәққидики соаллиримизға җаваб бәрмиди.
Торларда бүгүн тарқалған йәнә бир син көрүнүшидә, бир топ кишиләрниң етизлиқта кетиватқан бир йүк машинисиниң арқисидин йүгүрүп кетиватқанлиқи, бу машинида болса пәмидур көчәтлириниң тарқитиливатқанлиқи көрүлиду. Әмма хитай тәшвиқатлирида роза һейтниң һәрқайси җайларда охшаш һалда нәғмә-нава билән өтүватқанлиқи хәвәр қилиниду.
Корлидики йәнә бир хадим, бир қисим аһалиләрниң һейт күнлиридә дәм алмиғанлиқи вә етизлиқта ишлигәнликини йошурмиған болсиму, әмма бу һейт күнидә ишләшниң җиддий яки пәвқуладдә сәвәби һәққидә изаһат берәлмиди.
Илгирики йиллардики ениқлашлиримизда, даириләрниң сүний һейт кәйпияти яритиш үчүн нағра-сунай сәһнилири һазирлиғанлиқи, һәтта бир қисим аһалиләргә иш һәққи берип усулға салғанлиқи көп қетимлап ашкариланғаниди. Хитайниң һейт һәққидики тәшвиқатлириға һәйран қалмиғанлиқини билдүргән, муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр, бу һейт күнидә етиз бешида болушиниң сәвәблири һәққидә тәсиратлирини баян қилди. Буларниң қаришичә, тарихниң әң җапалиқ, һәтта ачарчилиқ йиллиридиму, һейт-байрамни унтумиған, пәрзәнтлириниң писхик сағламлиқини көздә тутқан асаста аилисидә болсиму һейт өткүзүп кәлгән уйғур җәмийитидә бунчә көп кишиниң һейт өткүзәлмәслики алаһидә бир җәмийәт һадисисидур.
Тордики бәзи инкасларда синдики көрүнүшкә асасән, шу аһалиләрниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи яки уларниң иқтисадий җәһәттин еғир моһтаҗ һалда қалғанлиқи тилға елинған.
Түркийәдә яшаватқан мустәқил тәтқиқатчи абдурешит нияз әпәндиниң өз тәсиратини язма билдүрүшичә, асаслиқ әмгәк күчлири лагер вә түрмиләрдә болған, яки терилғу йәрлири тартивелинған вә тирикчилик йоллири тақалған аһалиләр көз алдидики пәсил характерлик иш пурситини қолдин беришни халимиған болуши мумкин. Униң қаришичә, уйғурлар мәйли диний тәлиматлар нуқтисидин, мәйли өрп-адәтләр сәвәбидин болсун, һәрқандақ қейин әһвал астидиму һейт өткүзүшни адәткә айландурған. Һейт дәм елишла болмастин у диний ибадәтниң, шундақла аилә маарипиниң муһим бир қисмидур. Мана бу нуқтидин қариған абдурешит нияз әпәндиниң қаришичә, бу һейт күнидики ишләштә, биваситә болмиған тәқдирдиму васитилик һалда мәҗбурий әмгәккә селиш рол ойниған. Йәни 6 йилдин буян давам қиливатқан чоң тутқун сәвәбидин келип чиққан иқтисадий моһтаҗлиқ, уларни һейт күни ишләшкә мәҗбурлиған.
Норвегийәдики тәтқиқатчи абдувәли аюп әпәнди мәзкур көрүнүшни, хитайниң районда иҗра қиливатқан уйғурларни миллий кимликтин узақлаштуруш зораванлиқиниң тәбиий бир нәтиҗиси дәп қарайду. Униң дейишичә, аһалиләр һейт өткүзмәслик йәни һейтни унтуш арқилиқ, өзлириниң миллий кимликтин узақлашқанлиқини хитай тәрәпкә көрситишкә вә бу арқилиқ гуман, бесим, тәһдит вә қийин-қистақтин сақлинишниң йолини таллиған.
Абдурешит нияз әпәндиниң йәнә пәрәз қилишичә, бу көрүнүш иқтисадий моһтаҗлиқтин көп, роһий бошлуқниң ипадисидур; һәр бир аилидә бирдин бәшкә қәдәр кишиниң түрмә вә лагерларда болуши, нөвәттә көпинчә уйғур аилилиридә кәйпият киризиси пәйда қилған; тутқундики аилә әзалириниң қийин-қистақта күн кәчүрүватқанлиқини билип вә сезип турған бу аилиләр, өзлиригә, бундақ бир вәзийәттә күлүш вә яки хушал өтүшни рава көрмигән болуши мумкин.
Юқирида, хитай даирилири нағра сунай садаси билән сүний һейт кәйпияти яритишқа урунуватқан бу күнләрдә, уйғур елида зор бир қисим аһалиләрниң һейтни еғир әмгәк билән өткүзгәнлики һәққидә мәлумат бәрдуқ.