Белгийәдә “җаза лагерида һаят қалғанлар: уйғурларниң гуваһлиқи” намлиқ паалийәт өткүзүлди
2024.05.17

16-Май белгийә парламентиниң әзаси самуел коголати (Samuel Cogolati)ниң уюштуруши билән белгийә пайтәхти бирюсселда “җаза лагерида һаят қалғанлар: уйғурларниң гуваһлиқи” намлиқ паалийәт өткүзүлгән. Паалийәткә фирансийәдә яшаватқан җаза лагерлири шаһити гүлбаһар җелилова, голландийәдә яшаватқан җаза лагерлири шаһити қәлбинур сидиқ вә франсийәдики “явропа уйғур иниститути” ниң башлиқи дилнур рәйһан қатарлиқлар тәклип билән қатнашқан.
Бу паалийәткә иштирак қилған белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси әкбәрҗанниң бәргән мәлуматлириға қариғанда, паалийәткә оқутқучи-оқуғучилар, парламент әзалири, уйғурлар мәсилисигә қизиққучи йәрлик аһалиләрни өз ичигә алған һәр саһә кишиләрдин болуп 100 гә йеқин адәм қатнашқан. Униң билдүрүшичә, паалийәттә җаза лагерлири шаһитлириниң лагерда өз бешидин өткүзгән вә өз көзи билән көргән ечинишлиқ қисмәтләр тоғрисидики баянлири кишиләргә қаттиқ тәсир қилған.
Җаза лагери шаһити қәлбинур сидиқ ханимниң тәсвирлишичә, белгийә парламентиниң әзаси самуел коголати уйғурлар мәсилисини белгийә парламентиға елип киргән һәмдә белгийә парламентиниң 2021-йили 7-айниң 8-күни уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишида һәл қилғуч рол ойниған бир шәхс икән. У уйғурларға болған чоңқур һесдашлиқи сәвәблик хитайниң қара тизимликигә чүшкинигә қаримай, һазирға қәдәр уйғурлар мәсилисини белгийәдә техиму кәң тонутуш үчүн актип паалийәтләрдә болмақта икән. Қәлбинур сидиқ ханим самуел коголати уюштурған бу қетимқи паалийәтниң соал-җаваб шәклидә елип берилғанлиқини, өзлириниң җаза лагерлиридики паҗиәләргә даир соалларға бәргән җаваблириниң бәзи кишиләрни тәсирләндүрүп көз йеши қилдурғанлиқини тилға алди.
Техи йеқиндила бир топ хитайларниң ишик алдиға қәдәр келип тәһдит селишиға дучар болған франсийәдики җаза лагерлири шаһити гүлбаһар җелилова ханимму бу паалийәттә җаза лагерлири тоғрулуқ гуваһлиқ бәргән. У бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, өзиниң җаза лагерлиридики вақтида көргән уруп өлтүрүлгән, ич әзалири суғурувелинған, басқунчилиққа учриған вә сараң болуп қалған аяллар һәққидә бу йиғинда очуқ мәлумат бәргәнликини тилға алди. Гүлбаһар җелилова ханим йәнә, йиғин әһлиниң “биз белгийәлик болуш сүпитимиз билән силәргә қандақ ярдәм қилалаймиз?” дегәндәк соаллириға қарита өзиниң пикир вә тәшәббуслирини оттуриға қоюп өткән.
Белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси әкбәрҗанниң баян қилишичә, паалийәттә йәнә уйғур кимлики һәққидә чүшәнчиләр берилгән һәмдә хитайниң уйғурларни милләт сүпитидә йоқитиш сиясити вә ташқий дуняниң буниңға қарита инкаслириму муназирә қилинған. Униң әскәртишичә, паалийәттә америка һөкүмитидин башқа, явропа иттипақи парламенти вә вә ғәрбтики қанчилиған дөләтләрниң парламентлири гәрчә уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилған болсиму, уйғурларниң тәқдиридә өзгириш болмиғанлиқи, җаза лагерлириниң һелиһәм мәвҗутлуқи, хитай зулуминиң давамлишиватқанлиқиға даир мәсилиләрму оттуриға қоюлған.