USCIRF: “уйғур дияридики хитайчилаштуруш һәрикити йәрлик хәлқниң диний вә мәдәнийәт кимликигә тәһдит салмақта”
2024.05.02
Америка хәлқара диний әркинлик комитети 1-май күни 2024-йиллиқ диний әркинлик доклати елан қилип, хитайниң өткән бир йил җәрянидики диний әркинлик вәзийитиниң йәниму яманлашқанлиқи, болупму униң уйғур районидики “хитайчилаштуруш” һәрикитиниң райондики йәрлик хәлқләрниң диний вә мәдәнийәт кимликигә тәһдит селиватқанлиқини билдүргән.
Доклатта тәкитлишичә, америка һөкүмити “диний әркинликкә системилиқ, изчил вә еғир дәриҗидә хилаплиқ қилип келиватқан хитай” ни қайтидин диний әркинлики “алаһидә әндишә қилинидиған дөләтләр” тизимликигә киргүзүши; диний әркинликкә хилаплиқ қилишта җавабкарлиқи болған хитай әмәлдарлириға давамлиқ ембарго йүргүзүши керәк икән. Бу, америка дөләт мәҗлисиниң 1998-йили “йәр шари диний әркинлик қануни” мақуллап, хәлқара диний әркинлик комитети қурулғандин бери, бу комитетниң елан қилған 25-қетимлиқ доклати икән, шундақла доклатта америка һөкүмитигә хитайниң 25 йилдин бери изчил диний әркинлики “алаһидә әндишә қилинидиған дөләтләр” тизимликигә киргүзүлүши тәвсийә қилинған икән.
Бу йиллиқ доклатта, дунядики 28 дөләтниң өткән бир йиллиқ диний әркинлик вәзийити анализ қилинип, америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисигә бәзи һалқилиқ тәвсийәләрни бәргән. Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари нури түркәл 1-май күни бу һәқтики мәхсус зияритимизни қобул қилип, бейҗиңниң хитайчилаштуруш һәрикитигә униңдики динларға болған вәһимә сәвәб болғанлиқи, буниң уйғур қиммәт қаришини йилтизидин қомуруп ташлашни нишан қилғанлиқини билдүрди.
Доклатта көрситилишичә, бейҗиңниң хитайчилаштуруш һәрикити етиқадчи гуруппилардин компартийәниң марксизмлиқ диний чүшәнчисини қобул қилишни, диний әһкам вә диний қаидиләрни буниңға маслаштурушни тәләп қиливатқанлиқи, хиристиян черкавлири вә мусулман мәсчитлириниң қурулуш шәклини “чәт әл” ниң дәп чеқивәткәнлики яки өзгәрткәнлики тәкитләнгән. Доклатта: “етник-диний аз санлиқ милләтләр райони болған шинҗаң билән тибәттә, хитайчилаштуруш һәрикити йәрлик аһалини ассимилятсийәгә мәҗбурлап, уларниң диний вә мәдәнийәт кимликигә тәһдит салмақта” дейилгән. Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң йиллиқ доклати, америка ташқи ишлар министирлиқиниң алдинқи һәптә елан қилинған йиллиқ кишилик һоқуқ доклатиниң арқисидинла елан қилинди. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң йиллиқ доклатида, хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилиши вә “инсанийәткә қарши җинайәт” садир қилиши давамлишиватқанлиқи көрситилгән.
Америкадики әң чоң мусулман тәшкилатлириниң бири болған “америка ислами мунасивәтләр кеңиши” ниң һөкүмәт ишлириға мәсул директори роберт мәккав (Robert McCaw) , америкадики мәзкур мусулманлар тәшкилатиниң диний бузғунчилиқ вә ирқий қирғинчилиқта җавабкарлиқи болған хитай әмәлдарлирини җазалашни қоллайдиғанлиқи, америка һөкүмитиниң дәрһал җаза йүргүзүшини чақирди. Роберт мәккав 1-май күни бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “америка исламий мунасивәтләр кеңиши диний әркинлик комитетиниң тәвсийәлирини яки һазирқи мәвҗут җазалаш тәдбирлириниң шинҗаңдики уйғур вә башқа түркий хәлқләргә қаритилған ирқий қирғинчилиқ, тутқун қилиш, басқунчилиқ вә мәҗбурий әмгәктә җавабкарлиқи болған хитай әмәлдарлириға қарита нишанлиқ йолға қоюш чақириқини қоллайду. Шуниң билән бир вақитта, ташқи ишлар министирлиқи вә малийә министирлиқиниң җазалаш тәдбирлирини давамлиқ иҗра қилишини чақириду. ”
Роберт мәккавниң көрситишичә, америка байден һөкүмити уйғур мусапирлирини америкаға қобул қилишта техиму актип болуши керәк икән. Роберт мәккав мундақ деди: “америка исламий мунасивәтләр кеңиши байден һөкүмитиниң хитайда ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғур мусулманлири вә башқа түркий аз санлиқ милләт мусапилириниң рәсмийитини беҗириштә һәм америкаға қобул қилишта техиму актип хизмәт қилишини чақириду. Биз һөкүмәтниң бу мусапирларни актиплиқ билән қобул қилишта сөзини һәрикәткә айландурушқа еһтияҗлиқ, дәп қараймиз. ”
Байден һөкүмити 2022-йилидики американиң мусапирлар пилани вә 2023-йиллиқ малийә хамчот пиланида 2023-йили америкаға мусапир қобул қилишни 60 миңдин 125 миңға чиқиридиғанлиқини елан қилған иди. Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң доклатида қәйт қилишичә, байден һөкүмити 2023-йили пәқәт 62 миң мусапир қобул қилған. Әйни вақитта пирезидент байден уйғурларни америкаға мусапир қобул қилишта алдинала ойлишидиған иҗтимаий топлуқларниң бири дәп бекиткән болсиму, әмма шу йили америка һөкүмитиниң уйғур мусапирини қобул қилғанлиқиға даир һечқандақ дәлил йоқ, дәп қаралмақта.
Һалбуки, америка хәлқара диний әркинлик комитети бу бир йилда хитайниң уйғурларни тутқун қилиши, түрмигә қамиши, мәҗбурий әмгәккә селиши, роза тутушни чәклиши қатарлиқ чәклимилириниң изчил давамлашқанлиқи, компартийәниң алий рәһбәрлириниң шинҗаңда бастурушни күчәйтиш, хитайчилаштурушни давамлаштуруш һәққидә давраң салғанлиқи тәкитләнгән. Доклатта қәйт қилишичә, “тутқунда бәзи кишиләр еғир кесәлгә гириптар болған, йәнә бәзиләр түрмидә өлгән яки қоюп берилишиниң арқисидинла өлгән. Уйғурларни, җүмлидин түрмидикиләрни мәҗбурий әмгәккә селишни давамлаштурған. Уйғурларниң рамизанда роза тутуши чәкләнгән һәм униң алди елинған, шундақла шинҗаң саяһәт мәнзили қилип бәлгиләнгән.
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссари нури түркәл, американиң уйғурларға мунасивәтлик қанунлириниң толуқ иҗра болмайватқанлиқи, өзлириниң бир дөләт оргини болуш сүпитидә һөкүмәтниң бу қанунларни толуқ иҗра қилишини тәвсийә қилидиғанлиқини билдүрди.
Америка хәлқара диний әркинлик комитети 1-май йиллиқ доклат елан қилишниң алдида, америка әмгәк министирлиқиниң муавин ярдәмчи министири тия ле (Thea Lee) америка дөләт мәҗлисидә гуваһлиқ берип, америка қанун чиқарған болсиму, бирақ америка ширкәтлириниң йәнила уйғур райони билән сода қиливатқанлиқини тәкитлигән. Тия лениң америка палата әзалириға билдүрүшичә, нөвәттики мәвҗут вәзийәттә әмгәк мупәттишлириниң уйғур диярида тәрәпсиз әмгәк тәкшүрүши елип бериш мумкинчилики йоқ икән. У, америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитетидики гуваһлиқ сөзидә, америка ширкәтлириниң мәҗбурий әмгәккә четилип қелиштин сақлиниши үчүн, “шинҗаңдин чекинип чиқишниң бирдин бир йол икәнлики” ни билдүргән иди.