Тонулған журналист халис өздәмир пирезидент әрдоғанниң уйғурлар үчүн аваз чиқиришини тәләп қилди
2025.01.10

Алдинқи айда сүрийәдә 60 йилдин буян һакимийәт бешида туруп кәлгән әсәд җәмәтиниң һакимийити ағдурулди. Әсәд һакимийити мәзгилдики түрмиләр вә сақчиханиларниң ич йүзи таратқуларда көрситилгәндин кейин, түркийәдики тонулған журналист вә телевизийә пирограмма риясәтчиси халис өздәмир түркийә пирезиденти рәҗәп таййип әрдоғанға очуқ хәт йезип, уни хитайниң искәнҗиси вә зулуми астида азаб чекиватқан уйғурлар үчүн аваз чиқиришқа чақирди.
У, очуқ хетиниң бешида мундақ дәп язған: “һөрмәтлик җумһур рәис җанаблири! сүрийәдә залим әсәдниң һакимийити йимирилди, сүрийә хәлқи залим һөкүмәтниң зулумлиридин қутулди, сүрийә зинданлиридики мәһбусларниң тәсәввур қилғусиз дәриҗидики еғир қийин-қистақ вә азаб чекиватқанлиқи оттуриға чиқти, һаят қалған мәһбуслар азад қилинди. Һазир хитай һакимийитиниң зулуми астида азаб чекиватқан кичик балилар, аяллар, яшанғанлар яки яшларниң һәммиси инсан қобул қилғусиз дәриҗидики еғир зулумларни көрүватиду. Шәрқий түркистанлиқ мусулманларниң, йәни йәрлик түрк хәлқиниң басқунчилиқ, ичкий әзалири суғуруп елиниш, мәҗбурий әмгәк, кичик балиларни хитайлаштуруш дегәндәк санап түгәткили болмайдиған зулум вә ирқий қирғинчилиқтин қутулидиған вақти кәлди. Мән дәп өткән бу зулумларниң һәммиси хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатларниң доклатлирида испатланған. Чарәсиз қалған уйғур түрклири инсанлиқ дунясиниң ярдимини төт көз билән күтмәктә”.
Журналист халис өздәмир әпәнди пирезидент рәҗәп таййип әрдоғанға язған очуқ хетидә, түркийә һөкүмитини қериндаш уйғур хәлқи үчүн аваз чиқиришқа чақириқ қилип, мундақ дәп язған: “һөрмәтлик җумһур рәиси җанаблири, хитай зулумини яхши билидиған бири болуш сүпитим билән өзлиригә шуни тәкитләймәнки, хитай сақчилириниң шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға қаратқан зулумлири, сүрийә түрмилиридики зулумлардин нәччә он һәссә юқири һаләттә давам қилмақта. Униң үчүн мән өзлиридин хитайниң дөләт мәсуллири билән сөзлишип, шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң түркийәгә киришини асанлаштурушни, уларға қучақ ечишлирини, уларниң хитай зулумидин балдуррақ қутулуши үчүн тиришчанлиқ көрситишлирини өтүнүп сораймән. Хуласә қилғанда, чәт әлдә яшаватқан барлиқ шәрқий түркистанлиқлар ичидә вәтинидики аилә әзалиридин түрмигә яки лагерға ташланмиған бирәрму кишиниму тапқили болмайду, шундақла зулумға учримиған бирәрму уйғур аилисини тапқили болмайду”.
У, очуқ хетиниң ахирида уйғурларға игә чиқиш вә уларни қутулдурушниң түркийәниң диний вә миллий бурчи икәнликини билдүрүп, мундақ дәп язған: “һөрмәтлик җумһур рәис җанаблири! илтимасимиз шуки, шәрқий түркистанда хитайниң төмүр тапини астида иңраватқан қериндашлиримизға қаритилған зулумларни ашу земинниң өзидә тохтитишқа күч чиқиришлирини, хитай рәһбәрлири билән йүзтуранә сөзлишиш арқилиқ уларниң җанлири вә иззәт-абруйлирини қутулдурушқа тиришчанлиқ көрситишлирини, яки болмиса уларниң иккинчи вәтини болған түркийәгә әркин келәлишигә йол ечишлирини үмид қилимиз! биз тарихтин буян диний айримчилиқ яки ирқчилиқ қилмастин пүтүн мәзлумларға, һәтта полунез йәһудилириғиму қучақ ачқан бир дөләтмиз. Шуниң үчүнму өз қериндашлиримиз болған шәрқий түркистанлиқларға игә чиқайли. Әгәр биз ашундақ қилалисақ, қиямәт күни аллаһниң алдиға барғанда бойнимиз егилип қалмайду, шундақла қериндашлиримиз алдида хиҗаләтчилик тартмаймиз!”.
Биз бу очуқ хәт тоғрисида көз қаришини елиш үчүн журналист халис өздәмир әпәндини мәхсус зиярәт қилдуқ. У, түркийә пирезиденти рәҗәп таййип әрдоғанға язған очуқ хети елан қилинғандин кейин, һәр саһәдин иҗабий инкаслар алғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “наһайити иҗабий инкаслар келиватиду. Дөләтни идарә қиливатқанлардинму рәһмәт ейтқанлар болди. Бәзи сиясәтчиләр буни әтрапимизға тарқитиватимиз дегәнләрму болди. Мән бу инкаслардин наһайити хурсән болдум. Чүнки бу мәсилигә көңүл бөлидиғанлар көпийиватиду. Худайим буйруса, бу тәләплиримниң әмәлгә ашқанлиқиниму көрәрмән”.
1964-Йили 11 яшта аилиси билән қәйсәригә келип йәрләшкән пешқәдәм паалийәтчи, шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамутхан гөктүрк әпәнди, журналист халис өздәмирниң 1-айниң 6-күни түркийә пирезиденти рәҗәп таййип әрдоғанға язған очуқ хетиниң түркийә тор гезитлиридә елан қилинғандин кейин, иҗтимаий таратқулар арқилиқму көп тарқитилғанлиқини, бу очуқ хәтниң уйғур дәвасиниң билиниши җәһәттинму зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.