Доктор адриян зенз билән сөһбәт: хәлқара әмгәкчиләр тәшкилати вә уйғур мәҗбурий әмгики
2024.09.27

Хәлқара әмгәкчиләр тәшкилати (ILO) ниң мәҗбурий әмгәккә болған муамилиси вә хитайдики мәҗбурий әмгәк әһвали һәққидә көплигән муназириләр давамлишиватқан бир пәйттә, тәтқиқатчи доктор адриян зенз билән бу мәсилә тоғрисида бир сөһбәт өткүзүлди. Доктор зенз сөһбәт җәрянида хәлқара әмгәкчиләр тәшкилатиниң бу мәсилидики роли вә кәлгүси йөнилиши һәққидики тәһлиллирини оттуриға қойди. У оттуриға қойған “дөләт һамийлиқидики лагерсиз мәҗбурий әмгәк” уқуми уйғурларниң һазирқи вәзийитини чүшиништә йеңи бир нуқтиинәзәр билән тәминләйду. Доктор зензниң қаришичә, бу хил мәҗбурий әмгәк шәкли әнәниви түрмә әмгикидин пәрқлиқ болуп, техиму мурәккәп вә кәң көләмлик характергә игә.
Сөһбәттә доктор зенз хәлқара әмгәкчиләр тәшкилатиниң бу мәсилигә болған муамилисидә көрүлгән өтмүштики йетәрсизликләр вә йеқинқи иҗабий өзгиришләрни тәпсилий чүшәндүрди. Болупму мәзкур тәшкилатниң 2024-йилидики йеңи хизмәт нишаниниң әһмийитини алаһидә тәкитлиди. Буниңдин сирт, доктор зенз дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәкниң дуня миқясидики омумий әһвали билән хитайдики әһвали оттурисида қандақ пәрқләрниң барлиқини ениқ мисаллар арқилиқ көрситип бәрди. Техиму муһими хәлқара җәмийәтниң хитайдики мәҗбурий әмгәк мәсилисигә қандақ муамилә қилиши керәклики һәққидә қиммәтлик тәклип-пикирләрни оттуриға қойди.
Төвәнки аваз улинишидин өз мухбиримиз шәһризадниң доктор адриян зенз билән өткүзгән мәхсус сөһбитиниң толуқ мәзмунини аңлайсиләр.
Мухбир: доктор зенз, сиз хәлқара әмгәкчиләр тәшкилати өз диққитини дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәк қанунлиридин заманиви қуллуққа йөткигәнликини тилға алдиңиз. Сизниңчә бу өзгириш хәлқара тәшкилатларниң хитайдики уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләргә қаритилған әмгәк күчлирини йөткәш лайиһәси тоғрисида сөз қилишиға қандақ тәсир көрсәтти?
Адриян зенз: хәлқара әмгәкчиләр тәшкилати (ILO) ниң 2001-йилидин башлап өзиниң өлчәм көрсәткүч системисини ишләп чиққанлиқини нәзәрдә тутқанда бу йөткилишниң сәлбий тәсирини бәкму чоң болди, дейиш мумкин. Хәлқара әмгәкчиләр тәшкилатиниң диққити заманиви қуллуққа вә хусусий ширкәтләрниң хәлқаралиқ тәминләш зәнҗиригила мәркәзлишип қалғанлиқтин дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәкни байқашқа даир көрсәтмиләрни түзүп чиқалмиғаниди. Бу йетәрсизлик өзбекистанниң пахта мәһсулатини баһалаш җәрянида дәсләп болуп көзгә челиқти. Шуңлашқа, 2017-йили шинҗаңдики вәзийәт кәскинләшкәндә бу хилдики тәйярлиқсизлиқ техиму ениқ намаян болди. Хәлқара әмгәкчиләр тәшкилатиниң бу мәсилигә қандақ тәдбир қоллинидиғанлиқи вә көрсәткүчләрниң қайси йөнилиштә тәрәққий қилидиғанлиқи наһайити мүҗмәл иди. Шуңа, мениңчә буниң сәлбий ақивәтлири наһайити көрүнәрлик болди. Бирақ, бәхтимизгә яриша, бу йилқи йеңи илгириләшләр бу әһвални бир балдақ түзәтти.
Мухбир: йеқинқи тәтқиқатиңизда, сиз хәлқара әмгәкчиләр тәшкилати системисидики әҗәллик аҗизлиқларни, болупму уларниң дөләт һамийлиқидики әмгәк системисиға әмәс, әксичә иш орунлириға мәркәзлишип қалғанлиқини тәкитлидиңиз. Бу йетәрсизликләрниң шинҗаңдики мәҗбурий әмгәккә қарши туруш тиришчанлиқлириға, болупму йиғивелиш лагерлириниң сиртидики әһвалларға қандақ тәсир көрсәткәнлики тоғрисида тәпсилийрәк чүшәнчә берәләмсиз?
Адриян зенз: болиду. Диққәт нуқтисини хизмәт орунлиридики мәҗбурий әмгәкниң көрүнәрлик көрсәткүчлирини баһалашқа мәркәзләштүрүш хусусий ширкәтләргә мас келиду вә шулар үчүн лайиһәләнгән. Бирақ бу усул уйғурларға йүргүзүлгән мәҗбурий әмгәкни байқашқа, болупму лагер системиси билән мунасивәтсиз болған мәҗбурий әмгәкни байқашқа қәтий мас кәлмәйду. Шуңа, бу хил мәркәзләштүрүшниң диққәтни чалғутидиғанлиқи вә аҗизлиқ болидиғанлиқи испатланди. Мән буни бир чатақ вә кәмчилик сүпитидә өткән йили қайта-қайта тәкитлигән идим.
Мухбир : сиз “дөләт һамийлиқидики лагерсиз мәҗбурий әмгәк” дегән уқумни оттуриға қойдиңиз. Бу уқумниң хитайниң әмгәк күчлирини йөткәш пирограммилириға қандақ тәтбиқлинидиғанлиқини чүшәндүрүп берәләмсиз? болупму хорлашқа даир биваситә дәлилләрни тепиш қийин болуватқанда бу уқумниң уйғурлар һәққидики кәң даирилик хәвп-хәтәрләрни баһалашта немә үчүн муһим икәнликини изаһлап берәләмсиз?
Адриян зенз: шинҗаңда икки түрлүк мәҗбурий әмгәк мәвҗут. Буниң бири, лагерлар билән бағланған. Бу җәһәттин алғанда уни дуняниң һәрқайси җайлиридики түрмә әмгики билән селиштуруш мумкин. Әмма шинҗаңдики техиму кәң көләмлик йәнә бир хил мәҗбурий әмгәк системиси болса әмгәк күчлирини йөткәш асасиға қурулған. Мән буни чүшәндүрүш вә уқумлаштуруш үчүн “дөләт һамийлиқидики лагерсиз мәҗбурий әмгәк сәпәрвәрлики” дегән аталғуни оттуриға қойдум. Чүнки буни мәлум бир тутуп туруш мәркизи яки түрмигә бағлап чүшәндүрүш мумкин әмәс. Ундақта, бу қандақ ишләйду? немә үчүн мәҗбурлаш характеригә игә? буни қандақ өлчәймиз? дегәндәк соалларға дуч кәлгәндә бу мәйли уқум җәһәттин болсун, илмий җәһәттин болсун яки әмәлий синақ нуқтисидин болсун бирдәк бәкму қийин бир мәсилә болуп қалиду. Шуңа, бу мән өткән йилқи тәтқиқатимда оттуриға қойғандәк пәвқуладдә муамилә қилиш усулини тәләп қилиду. Хушаллинарлиқи, мән бу йил хәлқара әмгәк тәшкилатиниң бу усулни қолланғанлиқини көрдүм.
Мухбир: сиз дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәкниң салмиқи дуня миқясида төвәнләватқанлиқини, әмма хитайда йәнила һалқилиқ мәсилә болуп туруватқанлиқини тилға алдиңиз. Америка сиясийонлири вә хәлқара тәшкилатлар қандақ қилип хитайдики мәҗбурий әмгәк системиси тоғрисида сөз қилиш билән биргә бу өзгиришни әң яхши усулда әкс әттүрәләйду, дәп қарайсиз?
Адриян зенз: мән буниңға азрақ ениқлима берип қоюшум зөрүр, дәп қараймән. Хәлқара әмгәкчиләр тәшкилати дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәкни азийиватиду дәп ойлап қалған болуп, бу һал дәрвәқә 2000-йилларда раст болған болуши мумкин. Әмма 2010-йилларда биз дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәкниң қайта әвҗ еливатқанлиқини көрдуқ, әмма хәлқара әмгәк тәшкилати болса буни байқиялмиған. Дәл мушу сәвәбтин мән буниң қандақларчә көпийип меңиватқанлиқини тәкшүрүшни муһим дәп қараймән. Хәлқара әмгәкчиләр тәшкилати дәсләптә бу көпийишни һесабқа алмиған иди. Әмма йеқинда хәлқара әмгәкчиләр тәшкилати бу җәһәттә йетишип келиватиду.
Мухбир: сизниңчә, хәлқара җәмийәт мәҗбурий әмгәк саһәсидики бәзи ениқ һадисиләргә ипадә билдүрүш билән хитай дөлити баш болуп иҗра қиливатқан вә уйғурларға охшаш хитай болмиған милләтләрни нишанлиған һәрикәтләрниң кәң көләмлик системилиқ хәвп-хәтәрлиригә ипадә билдүрүшни қандақ маслаштуруши керәк?
Адриян зенз: һазирғичә ширкәтләрни асас қилған хусусий мәҗбурий әмгәк мәсилисидә, мәҗбурий әмгәкниң ениқ вә өлчигили болидиған әһваллириға диққәт қилиш давамлиқ мувапиқ вә зөрүр болуп кәлмәктә. Әлвәттә, бу һәмишә биз қилишни халайдиған иш, җүмлидин дөләт мәҗбурлиған мәҗбурий әмгәк үчүнму шундақ. Сиз мәлум әһвалларни өлчийәләйдиған болушни халайсиз, әмма мәсилә шуки, көп әһвалларда бундақ қилиш мумкин болмай қалиду. Шундақла дөләт йүргүзгән мәҗбурий әмгәкниң көлими вә чоңқурлуқини баһалашму ишәнчлик әмәс. Шуңа көп җәһәттин бизгә һәр икки хил өлчәш усули керәк вә һәр иккилисини тәрәққий қилдурушимиз керәк. Шуңлашқа, хәлқара әмгәкчиләр тәшкилатиниң йеңиланған қолланмисидики йеңи өлчәм көрсәтмилири мушу икки хил өлчәм қурулмисини тәрәққий қилдуруш арқилиқ бу тәрәққиятниң тоғра йөнилишигә мас келидиған болуп чиқиду, дәп ойлаймән.
Мухбир: зияритимизни қобул қилғанлиқиңизға көп рәһмәт, доктор адриян зенз.
Адриян зенз: сизгиму рәһмәт.